Японийидә “һонлар” намлиқ китаб нәшир қилинди

Йеқинда японийә “тохо шотән” нәшрияти тәрипидин, японийә каназава сәйлио университетиниң профессори,қәдимқи асия милләтлири тәтқиқатчиси савада исао әпәндиниң “һонлар” намлиқ китаби нәшир қилинди.
Ихтияри мухбиримиз қутлуқ
2012.11.25
honlar-tesir-dairisi-250bc-305.png Миладийдин 250 йил илгиридики һонларниң тәсир даириси
Public Domain


Мәзкур китаб җәмий 213 бәт, бәш бабтин тәркип тапқан болуп, савада исао әпәнди әсәрниң кириш сөз қисмида, өзиниң бу әсирини хитайниң мәшһур қәдимқи тарихчиси симачән тәрипидин йезилған хитай тарихи мәнбәлиридики һонлар һәққидә йезилған қәдимқи қол язма мәнбәлирини асас қилип туруп язғанлиқини қәйт қилған. Китаб бәш бабтин тәркип тапқан болуп, биринчи бабида моңғулийә яйлақлирида яшиған шималий һонлар, тәңри теғи вә алтай теғи әтрапида яшиған җәнубий һонлар шундақла шәрқий һәм ғәрбий һонлар һәққидә тохталған. Аптор бу бабта һазирқи җуғрапийилик китабларда атиливатқан шәрқий түркистан вә ғәрбий түркистан қатарлиқ җайларниң һонларниң қәдимий маканлири икәнликини көрситип, түркий милләтләрни “һонларниң әвлади” дәп чүшәндүргән. Ундин башқа йәнә бу бабта һазирқи венгрлар билән һунларниң вә түркләрниң, шундақла оттура - асиядики түркий милләтләрниң һонлар билән болған қандашлиқини билдүрүш билән биргә хитайдики аз - санлиқ милләт дәп атиливатқан уйғурларниң һонлардин келип чиққанлиқини көрсәткән.

Аптор йәнә хитайдики сәддичин сепилиниң һонлардин мудапиәлиниш үчүн селинғанлиқини әскәртип өткән.

Аптор китабиниң иккинчи бабида болса һонларниң хитайлар билән елип барған урушлирини баян қилған, үчинчи бабида һонларниң мәдәнийити һәққидә тохталған. Буниңда һонлар яратқан төмүрчилик мәдәнийити, қол - һүнәрвәнчилик, қиз - аялларниң зибу - зиннәт буюмлири һәққидә мәлумат берилгән. Мәсилән, буниң үчүн үзүк, һалқа вә биләйзүк, юңдин ясалған тоқулма буюмлар, кигиз, ширдақ вә паласлар мисал қилип көрситилгән. Аптор булардин башқа йәнә һонларниң турмуш адәтлири вә йемәкликлири тоғрисидиму тохталған.

японийә тарихшунаси савада исао әпәнди һонларниң асаслиқ йемәклик қатарида қой гөшини истимал қилиш билән биргә сүт вә қетиқни көп ичидиғанлиқини һәм атниң сүтидин қемиз ясайдиғанлиқи,бу қемизларниң мәй характерлиқ мәст қилиш күчигә игә икәнликини көрсәткән. Кийим - кечәк җәһәттә, һонларниң қой - кала терилиридин аяқ һәм башқа һәр хил кийим - кечәкләрни тикип кийидиғанлиқи һәққидә тохталған.

Аптор китабиниң төтинчи бабида болса, шимали, җәнубий вә шәрқий - ғәрбий һонларниң өз - ара мунасивәтлири, һонларниң дөләт түзүми, аиливи қаидә - йосунлири, әр - аялларниң җәмийәттики орни тоғрисида тохталған, бәшинчи бабида һонларниң қошна әлләр билән болған мунасивәтлири йәни уларниң явропаға йүрүш қилиши һәққидә мәлумат бәргән.

Бу китабта йәнә хатимә сүпитидә һонларниң ат мәдәнийити тоғрисидиму тәпсилий баян қилинип, һонларниң урушқа маһир, чәвәндаз, җәңгивар, ат хумар милләт икәнликини көрсәткән.

Биз бу мунасивәт билән түркийә һаҗи тепә унверситетиниң тарих пәнлири оқутқучиси доктор әркин әкрәм әпәндим билән вә шундақла һәр - йили венгрийә өткүзүлидиған һонлар қурултийиға қатнишип келиватқан, германийидә яшаватқан уйғур зиялиси үмит хәмит агаһи әпәндимләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.