Истанбулда 'һөр шәрқий түркистан' намлиқ китаб нәшр қилинди
Мухбиримиз арислан
2010.05.06
2010.05.06

RFA Photo / Arslan
Бу китабтики мақалиләр асаслиқи уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә, дуняниң охшимиған дөләтлиридә уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан язғучи вә тәтқиқатчилар тәрипидин йезилған.
18 Парчә илмий мақалини өз ичигә алған бу китабта орун алған илмий мақалиләрдин мисирлиқ язғучи, доктур иззуддин әлвәрдани әпәндиниң " азадлиқ вә өз тәқдирини өзи бәлгиләш йоли: шәрқий түркистанниң кәлгүси тәсәввури " дегән темидики мақалиси һәққидә тохтилип өтимиз.
Доктур иззуддин әлвәрдани әпәндиниң бу мақалиси мундақ башланған: азадлиқ вә өз тәқдирини өзи бәлгиләш йолиға атланған һәр қандақ бир милләт көз алдидики вәзийәткә әтраплиқ қарап чиқиши керәк. Шундақ қилғандила, келәчәккә қарита пухта қәдәм басқили, йәр йүзидики әмәлий әһвалға қарап, муһим болған ишларни алдинқи күн тәртипкә алғили вә тоғра йолни таллап маңғили болиду. Шәрқий түркистанниң бүгүнки вәзийитигә қарайдиған болсақ, земини ишғал қилинған бу хәлқ өз юртини хитай тәрипидин тонулған аптономийә һоқуқидин пайдилинип идарә қилиш һәққигә игә турупму, интайин төвән иқтисадий әһвал вә еғир сиясий бесим астида еңримақта. Шундақла, инсаний һәқ һоқуқлири давамлиқ түрдә дәпсәндә қилинип, зәипләштүрүш яки пүтүнләй йоқитип ташлашни мәқсәт қилип елип берилған тохтавсиз урунушлар түпәйлидин диний вә мәдәний кимлики еғир дәриҗидә дәхли тәрүзгә учримақта. Шуниң билән бир вақитта, шәрқий түркистан даваси нәзәрийә вә әмәлий җәһәттин елип ейтқанда, хәлқарада зөрүр болған ярдәмгә еришәлмәй келиватиду. Мушундақ начар шараиттики бир милләт диктатор түзүмгә таянған, дунядики иқтисадий вә сиясий нопузи күндин күнгә ешиватқан, шәрқий түркистанниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш имканийити (болупму һазирқи вәзийәттә) сунулған музакирини қобул қилиш уяқта турсун, шәрқий түркистан хәлқини, шундақла вәтән ичи вә сиртидики тәшкилатлирини қаттиқ муһасиригә елиш үчүн тохтимай һәрикәт қиливатқан наһайити чоң бир күчкә робиро кәлмәктә.
Мақалидә йәнә, шәрқий түркистан давасини қоллап қуввәтләш җәһәттә бир қанчә нуқтини тәшәббус қилип мундақ дейилгән:
Шәрқий түркистанниң азадлиқ вә өз тәқдирини өзи бәлгиләш йоли биз җамаәтчиликтин әмәлий хизмәт ишләш, мәвҗут күчниң һәқиқий маһийитини тепип чиқиш, тарихтин игилигән савақларни йәкүнләш қатарлиқларни тәләп қилиду. Тоқунуш яки музакиридә қайси тәрәп болушидин қәтийнәзәр, униң орни өзидә мәвҗут болған күчкә вә өзи билән иттипақдаш тәрәпләрниң күчигә тайиниду. Нәтиҗигә еришиш болса, һәр бир тәрәпниң өзидики йетәрлик күч мәнбәсигә, шундақла һазирқи вә кәлгүсидики нишан мәқсәтлирини бәлгиләштики маһаритигә тайиниду. Шәрқий түркистанниң истиқбалини әң әвзәл шәкилдә бир тәрәп қилишта алди билән, шәрқий түркистан хәлқиниң мәвҗут күчини қоллап қуввәтләш, вәтән ичи вә сиртидики тәшкилатлириға ярдәм бериш тәләп қилиниду. Түркистан мәсилиси хитай даирилири билән муамилә қилишта һушярлиқни өстүрүп, наһайити сәзгүрлүк билән қаттиқ тиришчанлиқ көрситишни, пухта пилан түзүп, устилиқ билән иш елип беришни тәләп қилиду. Хитайға қарши вәтән ичи вә сиртидики узун йиллиқ тарихий күрәшләр хитайларға нисбәтән хатирҗәм болалмаслиқ, давамлиқ тәһдит ичидә қелиш вә айрилип кетиш хәвпигә дуч келиш қатарлиқ әндишиләрни пәйда қилған болғачқа, хитай даирилирини вәқәләрни бесиқтуруш вә алақә ишлирини идарә қилиш ишида һапила - шапила буйруқ чиқиришқа, әқилгә сиғмайдиған бир қисим пәрманларни чүшүрүшкә елип бармақта.
Мақалидә йәнә, шәрқий түркистан мәсилисидә хәлқара җамаәт пикири топлаш һәққидә тохтилип мундақ дейилгән:
Шәрқий түркистанниң азадлиқ вә өз тәқдирини өзи бәлгиләш йолида қилишқа тегишлик асасий ишлардин бири шуки, хәлқара җамаәтчиликниң ортақ пикрини қолға кәлтүрүш, мәйли дөләтләр яки хәлқләр болсун, мәйли йәрлик тәшкилатлар болсун, шәрқий түркистанға һесдашлиқ қилидиған вә ярдәм қилидиғанларниң санини имканқәдәр көпәйтиш үчүн тәшвиқат елип бериши керәк. Чүнки улар кәлгүсидә шәрқий түркистанниң мустәқиллиқини қоллайдиған иттипақдаш ролини ойнайду. Кесип ейтишқа болидуки, түркистан мәсилиси һәр тәрәптин түркистанлиқларниң мәнпәәти үчүн илгириләватиду. Чүнки бу мәсилигә көңүл бөлүш күндин - күнгә ешип бармақта. Болупму, түркистанда йүз бәргән 5 июл вәқәсидин кейин шундақ болуватиду. Бу мәсилә вә тиркишиш һәрикәтлири нурғун кишиләрниң қоллишиға, хәлқараниң ярдимигә еришип, өз сепини күчәйтиватқан бир пәйттә, хитайни қоллайдиғанлар азийиватиду. Гәрчә хитай дөлити күчләнгән вә тәрәққи қилған болсиму, аҗизлиқ нуқтилири вә парчилиниш амиллири йәнила мәвҗут болуп, күтүлмигән рәвиштә ешип бармақта. Сабиқ совет иттипақиму шундақ болғаниди. Тарихқа қарайдиған болсақ, хитай чоң қуруқлуқидики тағлар вә чөлләр билән оралған, сиясий вә иқтисадий тоқунушлар қаплиған һәр қандақ бир дөләтниң бир пүтүнлүкини узун муддәт сақлап қалалиғини йоқ. Болупму, коммунистик партийиси һоқуқни узундин бери игиливалғанлиқи үчүн, өзи билән охшаш пикирдә болмиғанларни башқуруш, муамилә қилиш вә алақә орнитиш маһаритини нурғун җәһәтләрдә қолдин берип қойди.
Мақалиниң ахирида, уйғурларниң кәлгүси һәққидә мундақ дейилгән:
Шуниму көз алдимизға кәлтүрүшимиз керәкки, һазирқи вәзийәттә шәрқий түркистандики хитай нопусиниң көплүкини вә у тупрақниң байлиқиниң моллиқини нәзәргә алидиған болсақ, у, өткән әсирдә шәрқий түркистанни аҗизлашқан хитай мәркизий һөкүмитидин йирақ тутуп, мустәқил һалда һөкүмранлиқ қилған җиң шурен вә шиң шисәйләргә охшаш бир очум хитай мустәбитлириниң қолида айрилип чиқишиму мумкин. Шуңа, түркистан һәрикәтлири өз сепини вә күчини бирләштүрүши, өз - ара тоқунушуп қелиштин тамамән сақлиниши, түркистан хәлқиниң һәр қайси еқим вә тәшкилатлириниң арисидики бир бирини йирақлаштуридиған амилларни исимда болсиму пүтүнләй түгитиши керәк. Бәзи көзәткүчиләр: "һалқилиқ пәйтләрдә ички тоқунушлар чиқиши мумкин" дәп қариса, йәнә бәзиләр: "бир қисим милләтләр бөлинип чиқип, чегридаш болған башқа дөләтләргә қетилип кетиши мумкин" дәп қаримақта. Шуниң үчүн тарихтин савақ елишимиз, алди билән аллаһқа, андин өз күч қудритимизгә ишәнч қилишимиз, шиҗаәтлик вә ирадилик болушимиз, түркистан хәлқигә ярдәм қилишта һәр түрлүк чариләрни тепип чиқишимиз керәк. Шундақ қилғандила, қийинчилиқларни һәл қилиш яки мәлум миқдарда йениклитиш үчүн йол тепишимиз муқәррәр. Шараит қандақ болушидин қәтийнәзәр, шәрқий түркистанда узун йиллардин бери зулум чекиватқан хәлқниң мәсилисигә һәмнәпәс болуш үчүн иҗабий чариләрни ишқа селип, қолимиздин келишичә сәмимий вә ақиланә һалда җиддий хизмәтләр елип беришимиз керәк.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.