Истанбулда ‬хәлқаралиқ '‬һөр ‬шәрқий ‬түркистан' ‬йиғини

Түркийидә паалийәт қиливатқан " и һа һа" кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм вәхпиниң уюштуруши билән 2010 - йили 3 - айниң 20 - 21 - күнлири тинчлиқ бирләшмиси нам астида истанбулниң зәйтинбурну култер вә сәнәт мәркизидә" ишғалийәтниң 61 - йилида һөр шәрқий түркистан йиғини" намлиқ хәлқаралиқ йиғин өткүзүлиду.
Мухбиримиз арслан
2010.03.18
2008‏ - Йили 20 ‏ - декабир күни, йавропа ‏ - асийа түрк җәмийәтлири бирләшмиси тәрипидин "түрк дунйасида инсан һәқлири дәпсәндичилики" дегән темида өткүзүлгән йиғиндин бир көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Бу йиғинға дуняниң һәр қайси җайлирида шәрқий түркистан мәсилиси вә уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан алимлар, сиясий паалийәтчиләр тәшкилат рәһбәрлири болуп көп санда киши тәклип қилинған, асия вә яврупа дөләтлиридин тәклип қилинған рәһбәрләр йиғинға қатнишиш үчүн истанбулға келишкә башлиди. Истанбулда йиғин тәйярлиқи җидди давам қилмақта.

Йиғин башлинишқа бир қанчә қалған бир пәйиттә хитайниң истанбулда турушлуқ баш консули җуң җелиң башчилиқидики3 кишилик бир һәйәт, и һа һа инсаний ярдәм вәхпини зиярәт қилип, вәқипниң рәиси бүләнт йилдирим әпәнди билән учрашти, бу учришишта хитай баш консули җуң җелиң уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидә доклат бәргән.

"И һа һа " кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм вәхпиниң рәсими тор бетидә бу һәқтә елан қилинған хәвәрдә билдүрүшичә, бу учришишта и һа һа инсаний ярдәм вәхпиниң рәиси бүләнт йилдирим хитай һәйитигә вәхпиниң хизмәт - паалийәтлирини тонуштуруш билән биргә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә пикирлирини оттуриға қоюп мундақ дегән:

Шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүватимиз, шәрқий түркистанда йүз бериватқан вәқәләрни көзитип келиватимиз, у йәрдики мәсилиләрни уйғун бир саһәдә муназирә қилип һәл қилиш йоллирини тепип чиқишимиз керәк, шәрқий түркистанда йүз бериватқан вәқәләрни тоғра бир шәкилдә аңлитиш үчүн районға һәр саһә кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән бирликтә зиярәт қилишини халаймиз, бу һәқтә хитай дөлитиниң қулайлиқ яритип беришини үмид қилимиз.

Хәвәрдә билдүрүшичә, хитай баш консули җуң җелиң шәрқий түркистанда аңлитилғандәк бир қәтлиам йүз бәрмигәнликини дава қилған, җуң җеллиң " и һа һа" кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм вәхпини шәрқий түркистанни зиярәт қилишқа тәклип қилған. Бүләнт йилдирим әпәнди учришиш җәрянида йәнә шәрқий түркистан районида бир шөбә ечишни халайдиғанлиқини ипадилигән, хитай вәкили җуң җелиң буниң үчүн алди билән "и һа һа" кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм вәхпиниң илтимас қилишини вә кейин хитай дөлитиниң қарариға асасән бу илтимас һәққидә тохтилидиғанлиқини билдүргән.

Һөр шәрқий түркистан намлиқ йиғин һәққидә "и һа һа" кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм вәхпи тәрипидин мәхсус уйғурчә, түркчә, ингилизчә вә әрәбчә қатарлиқ төт тилда интернет тор бети ечилған болуп кишиләр бу тор бети арқилиқ йиғин һәққидә мәлуматқа еришәләйдикән вә йиғинға қатнишишни халайдиғанлар исимлирини тизимлитидикән. http://www.doguturkistansempozyumu.com

Бу қетимқи һөр шәрқий түркистан намлиқ йиғинниң ечилиштики асасий мәқсәт немә? йиғинға кимләр қатнишиду? бу йиғиндин қандақ нәтиҗә көрүлиду? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн и һа һа кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм вәхпиниң идарә һәйәт мәсуллиридин гүлдән сунмәс ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.