Хитай даирилири ғулҗа дадамту йезилиқ яшни 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған
Мухбиримиз әркин
2012.09.17
2012.09.17

RFA
Қолға елинғанларниң бир қисми қоюп берилгән болсиму, бирақ бир қисми қанунсиз диний паалийәткә қатнишиш яки паалийәтни уюштуруш билән әйиблинип, муддәтлик һәр хил қамақ җазасиға буйрулған. Шуларниң бири мәзкур йезиниң булақ дадамту кәнтидики султан турсундур. Даириләр султан турсунни 7 йиллиқ қамақ җазасиға буйруған. Султан турсунниң аниси һөрнисахан һәдиниң билдүрүшичә, оғлиниң һечқандақ чоң гунаһи болмисиму, бунчилик еғир җазаланғанлиқидин һәйран қалған. Нөвәттә султанниң қамақ җазаси тошушқа йәнә 4 йил бар. Бу мунасивәт билән биз һөрнисахан һәдини зиярәт қилдуқ. Бу программини мухбиримиз әркин тәйярлиған.