Мукуйла вәқәсидә етилғанларниң иккиси аял икәнлики ашкариланди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.12.30
2011.12.30
Photo: RFA
Әмма өлтүрүлгән вә яриланғанларниң кимликлирини ашкарилимиған иди. Бүгүн мухбиримизниң игилишидә, өлгүчиләрдин иккисиниң аял икәнлики, тутқунларниң арисида 5 нәпириниң бала вә өсмүр икәнлики, яриланғанлар арисида балиларниңму барлиқи ашкариланди.
Төвәндә мухбиримиз шөһрәт һошурниң бу һәқтә тәйярлиған программисини аңлайсиләр:
Бүгүн биз, гума наһийисиниң мукуйла йезисиниң йеза башлиқи минәвәр әхмәт, йезиниң 8 - кәнт башлиқи мәмәт езиз һапиз вә наһийилик сақчи идариси разветка бөлүминиң бир нәпәр разветчикини зиярәт қилдуқ. Мәлум болушичә, өлгүчиләрдин икки нәпири аял болуп, улар 27 яшлиқ бүвирабийә абдуқадир билән 29 яшлиқ бүвизөһрә сәйдәхмәттур. Йәнә мәлум болушичә, тутқунларниң сани 5 болуп, булардин бири 17 яш, қалғанлири 12 яштин төвән, әң кичикиниң йеши 7 яш.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, хитай вәқә һәққидики тунҗи хәвиридә, 7 кишини өлтүргәнлики, 4 кишини яридар қилғанлиқи вә 4 кишини тутқун қилғанлиқини билдүргән; әмма яриланған 4 иниң, тутулған 4 и билән әйни кишиләр яки әмәсликини билдүрмигән. Хитайниң йәр шари вақит гезити бүгүн, вәқәдә өлгән вә тутулған кишиләрниң җәмий 11 икәнликини язған. Буниңдин қариғанда вә өзимиз йәрликтин игилигән учурларға асасланғанда, вәқәдә тутулғанларниң һәммисиниң балилар икәнлики вә буларниң һәммисиниңла яриланғанлиқи мәлум болмақта.