Ху җинтав немә үчүн хитайда йүз бәргән чоң вәқәләрниң һечқайсини һәл қилмайду?
Мухбиримиз вәли
2012.05.04
2012.05.04
AFP
Бир нәччә күн ичидә “нюйорк таймис” гезитидә “бо шиләй вәқәси хитай коммунист партийиисниң әң рәзил ноқтилирини ашкарилиди” сәрләвһилик обзор елан қилинди. Әнгилийидә чиқидиған “пул муамилә гезити” дә “ваң лиҗүн, чен гуаңчең вәқәлири хитай тәвримәс һакимийәт дегән әпсанини бәрбат қилди” сәрләвһилик обзор елан қилинди. “хитайға нәзәр” тор гезитидә “ху җинтавниң қанчилик вақти қалди?” сәрләвһилик обзор елан қилинди. Бу мақалилардә ху җинтавни, хитайда йүз бәргән чоң вәқәләрниң һечқайсини һәл қилмай туруватиду дәп көрсәткән.
“пул муамилә гезити”ниң баян қилишичә, хитайда йеқинқи мушу бир нәччә ай ичидә, икки адәм америка әлчиханисиға панаһлиқ тиләп кирди. Булар қилидиған хизмитиму, шәхсий миҗәз - характериму бир - биргә түптин охшимайдиған икки адәм. Буниң бири, хитайдики әң чоң шәһәрниң сақчи идарә башлиқи, бу шәһәрдики әң чоң коммунист әмәлдариниң әң йеқин адими вә чапармини, қанунни коммунист партийә үчүн хизмәт қилдурған адәм - ваң лиҗүн. Йәнә бири, хитайда кишилик һоқуқи дәпсәндә қилинған адәмләрни азаптин қутулдуруш үчүн адвокатлиқ қилғанлиқи үчүн пуқралиқ һоқуқидин мәһрум қалдурулған, нәзәрбәндкә алған сақчиларниң көз алдидин пәм - парасәт билән қечип қутулған мейип )әма( адәм - чен гуаңчең. Хитайда йүз бәргән бу вәқәләр, хитайдики партийә вә дөләт муқәддәс, тәвримәс һакимийәт дегән әпсанини бәрбат қилди. Бу тәвримәс һакимийәтниң рәһбәрлик қатлимида қаттиқ давалғуш - һоқуқ уруши партлиди.
“нюйорк таймис” гезитиниң баян қилишичә, ваң лиҗүн вәқәси хитай коммунист партийиисниң әң рәзил ноқтилирини ашкарилап қойди. Бу вәқә арқилиқ, чуңчиң шәһиридә елип берилған “қизил нахша ейтиш - қара гуруһларға зәрбә бериш” һәрикити пәқәт әмәлдарларниң һоқуқ күриши вә байлиқ топлаш һәрикити икәнлики испатланди. Мәлум болдики, бо шиләйниң әң йеқин адими ваң лиҗүн өзини җазадин қутулдуруп қелиш үчүн мәсулийәтни бо шиләйгә артип қойди. Бо шиләйниң хотуни болса байлиқ топлаш үчүн йүз бәргән адәм өлтүрүш җинайитиниң җавабкарлиқидин өзини қутулдуруш үчүн, бу ишларниң һәммиси мәркәздики җу юңкаңниң йетәкчиликидә болған дәп турувалди. Җу юңкаңму дөләт пуқралириниң бәдән органлирини тирик турғузуп кесивалған җинайәтләрни, өзи рәһбәрлик қиливатқан қанун органлири өткүзгән җинайәт демәй, бәлки җаң земин билән ху җинтавниң баш секритарлиқида садир қилинған җинайәт дегәнни ипадилимәй қалмиди.
“хитайға нәзәр” тор гезитидә баян қилинишичә, ху җинтав бир нәччә он милйон хәлқни өлтүрүп қан қәрзигә буғулуп кәткән коммунсит партийиниң рәиси. Гәрчә униң һәр қандақ җинайәтчини тутуп җазалаш һоқуқи болсиму, әмма у, һоқуқ тутуватқан он йилдин буян, “төтинчи ийон вәқәси” қатарлиқ һәл қилишқа тегишлик тарихий вәқәләрниң һечқайсини һәл қилмидила әмәс, көз алдида нәқ йүз бәргән вәқәләрниму һәл қилмай туруватиду. Униң әмәл тутидиған вақти аза қалғачқа, һәтта мәркизи комитетта чоң һоқуқ урушини кәлтүрүп чиқарған бо шиләй вәқәсиниму гәрчә җинайи ишларға четип һәл қилиш үчүн һәрикәт қилған болсиму, әмма әмәлийәттә йәнила һәл қилмай қоюп қойди. У һазир пәқәт аллиқачан мәнпәәткә еришп болған коммунист әмәлдарлириниң мәнпәәтини - һазирқи муқимлиқни сақлап қелишнила ойлаватиду.
Бу мақалидә ху җинтавниң, адәттә мәсилини һәл қилиш үчүн һәрикәт қилидиған, әмма һечнимини һәл қилмайдиған бундақ тактикисини, ху җинтавниң “нөлни нөлгә қошуш оюни” дәп көрсәтти. “бәйду” торида изаһат берилишичә, икки адәм бир - биригә қарши ойниған һәр қандақ оюнда чоқум бири йеңиду, йәнә бири мәғлуп болиду. Әмма “нөлни нөлгә қошуш оюни” - икки тәрәп пәқәт бир - бири билән қаршилишидиған, әмма бир - бирини йәңмәйдиған оюн. Иккисини қошса йәнә нөл болидиған оюн.
Буниңдин бурун, 3 - айниң 30 - күни “җәнубий корийә гезити” дә, һиндистан баш министири манмоханниң хитайни тәнқидләп, һиндистан һәргиз хитай билән болған мунасивәттә, худди хитайдәк нөлни нөлгә қошидиған оюн ойнимайду, дәп җакарлиған иди. Униңдин бурун, хитай һөкүмити түрмигә қамап қоюп нобил тинчлиқ мукапатини елишқа барғузмиған лю шавбо 2007 - йили 4 - айниң 1 - күни елан қилған “зәһәр тиғлиқ хәнҗәр” дегән мақалисидә, ху җинтавниң “нөлни нөлгә қошиуш оюни” адәттикидәк пәқәт һәр икки тәрәп бир - бири билән қаршилишидиған, әмма бир - бирини йәңмәйдиған оюн әмәс, бәлки қаршилашқан һәрикки тәрәпни тәң йәп кетидиған оюн дәп көрсәткән иди.