Җоңнәнхәй кимләрниң телефон алақисини оғурлимақчи болса, уни хуавей ширкити орундайду
Мухбиримиз вәли
2012.04.03
2012.04.03
AFP
Австралийә һөкүмити буниңдин бир нәччә күн бурун, австралийигә 35 милярд 900 милйон австралийә доллири мәбләғ селип, кәң лентилиқ учур алақә торини йолға қоймақчи болған хитайниң хуавей ширкитидин, мәһсулатлириниң иптидаий номурини (келиш мәнбәсини) ашкарилашни тәләп қилған иди. Хуавей ширкити өзини хусусий ширкәт аташ пикридә чиң турувалғандин кейин, австралийә баш министири геллард ханим, хитайниң хуавей електир - техника ширкитиниң австралийигә кәң лентилиқ учур алақисини йолға қоюш үчүн салидиған мәблиғи бихәтәрлик сәвәбидин чәкләнди, бу, хитайниң австралийигә салидиған башқа мәбләғлирини чәклигәнлик әмәс, дәп җакарлиған иди.
Бүгүн австралийә сода министири крайг емирсон хәлқараға, хитайниң хуавей електир - техника ширкитиниң австралийидә кәң лентилиқ учур алақә торини йолға қоюш үчүн салидиған мәблиғи аллиқачан чәкләнди, бу һәқтә қайтидин бәлгилимә чиқирилмайду дәп җакарлиди.
Тәйвәндә чиқидиған “һәптилик хәвәр гезити” бүгүн “җоңнәнхәй кимләрниң телефон алақисини билмәкчи болса, уни хуавей ширкити орундайду” сәрләвһилик тәпсили хәвәр елан қилди. Хуавей електир - техника ширкитиниң хитай азадлиқ армийисигә четилидиған арқа көрүниши ашкариланған бу тәпсили хәвәрни “хитайға нәзәр” тор гезити көчүрүп бесип кеңәйтти.
“һәптилик хәвәр гезити” дә елан қилинған бу обзорда баян қилинишичә, хитайниң хуавей електир - техника ширкити 2001 - йилидин кейин афғанистанда талибанлар үчүн телефон алақә тори қуруп бәргән ширкәт. Иран һөкүмити үчүнму електронлуқ хәт вә телефонларниң сигнал йөнилишни билиш системиси қуруп бәргән, шундақла иранниң “займ” ширкити билән әң йеқин һәмкарлишиватқан ширкәт. Бу хуавей ширкитиниң хәлқарада мәмурий әмәлдарларға пара бериштә даң чиқарғанлиқиму бир пакит. Техиму қизиқ йери шуки, хитайдики бундақ бир чоң хәлқара ширкәтниң пай чеки базириға селинмиған, униң һәссидарлири интайин сирлиқ кишиләр. Әгәр хитайниң хуавей ширкитиниң “җамаәт қурулуши” дегән нам астида тәйвәнгә салмақчи болған мәблиғи тәйвәндики минҗиндаң, тәйлйәндаң партийилириниң чәклишигә учрап турмиған болса, бәлки һөкүмәтләр ара мунасивәт йоли билән тәйвәнгә сиңип керивәрсә, йәнә бир нәччә йилда тәйвәндиму, худди чоң қуруқлуққа охшаш бирму “пакиз учур линийиси” қалмайду, пүтүн хәлқниң вә һәрбий қисимларниң телефон - учур мәхпийәтлики мәвҗут болмайду.
Хитайниң хуавей електир - техника ширкити 1982 - йили шенҗенда қурулған, дәсләп тизимлатқан вақиттики мәблиғи аран 20 миң юән. Әмма у һазир дуня бойичә иккинчи чоң електир - техника ширкити,униң мәблиғи аллиқачан 30 милярд америка доллириға йәткән.
Америка мәркизи ахбарат идарисиниң 2011 - йилидики доклатида ашкарилинишичә, бу ширкәтни “хуавей роһи” дәп атилидиған икки адәм идарә қилиду. Униң бири ширкәтниң баш мудири рен җеңфей, у, азадлиқ армийиниң учур - алақә тармақлирида 14 йил ишлигәндин кейин һәрбийдин чекинип, қейин атиси мең дошо (сичуән өлкисиниң муавин башлиқи) ниң ярдими билән, хитай азадлиқ армийисиниң ғәрбий җәнуп һәрбий районида телефонларни программилиқ телефонларға өзгәртидиған бир чоң базар тапқан киши. Иккинчиси ширкәтниң һәссидарлиқ һәйитиниң мудири сүн яфаң, у али мәктәпни пүттүргәндин кейинла, хитайниң бихәтәрлик идарисигә тәқсимлинип, дөләт билән һәрбий қисимлар оттурисидики учур - алақичилиқ билән шуғуллинип келиватқан киши.
Америка мәркизи ахбарат идарисиниң 2011 - йилидики доклатида ашкарилинишичә, хитайниң хуавей ширкити 2011 - йили 10 - айдин башлап, бейҗиң һөкүмитиниң 228 милйон юән мәблиғи билән, худди совет иттипақиниң к г б сидәк ахбаратчилиқ билән шуғуллинишқа башлиған. У, хитай һөкүмити үчүн телефон учурлирини оғирлиқчә аңлаш системиси қуруп чиққандин кейин йәнә, қолини африқа, оттура асия вә җәнубий америкиға созған. Бу җәрянда, америкиниң “үч япрақ” маркилиқ електир - техника ширкитини вә “моторола” бәлгилик електир - техника ширкитини сетивелиш үчүн бәш қетим урунуп көргән. Сириланка баш министириниң йиқилиши, җәнубий америка коломбия ширкитиниң баш мудириниң йиқилиши, панама “3г” делоси қатарлиқларниң һәммисини хитайниң мушу ширкити пара берип пәйда қилған.
Хитайниң бу хуавей ширкити һазир әнгилийиниң електир - техника системисиға вә америкиниң башқурулидиған бомба системисиға бөсүп керишкә урунуватиду. Америка, һиндистан, австралийә қатарлиқ дөләтләр һазир хуавей ширкитиниң сиңип киришини чәкләватиду униң билән һәмкарлишишни рәт қилип келиватиду.
Бирләшмә агентлиқи бүгүн “хитайниң қолини узун созуватқанлиқидин агаһ болуш керәк” сәрләвһилик обзор елан қилди. Б б с му “хитайниң австралийидә йолға қоймақчи болған кәң лентилиқ учур алақә тори чәкләнди” сәрләвһилик обзор елан қилди. Бүгүн хитайда шәхсийләр бу һәқтә язған обзорларму көп.