Сүрийидики һула қирғинчилиқиға ғәрб әллири күчлүк наразилиқ билдүрди

Җүмә күни мәйданға кәлгән һула қирғинчилиқида һазирғичә әң аз дегәндә 108 кишиниң өлгәнлики буларниң ичидә әң аз дегәндә 30 иниң техи 10 яшқиму тошмиған балилар икәнлики хәвәр қилинмақта.
Мухбиримиз ирадә
2012.05.29
hula-qirghinchiliqi-suriye-305.jpg Һула қирғинчилиқида өлгән балилар. 2012-Йили 26-май, сүрийә.
AFP

Б д т тәрипидин сүрийигә әвәтилгән көзәткүчиләр елип барған тәкшүрүшләрдин қариғанда, шу күни қораллиқ күчләр һула йезисида өйму-өй кирип, қарисиға оқ етип қирғинчилиқ қилған. Ахбарат васитилири арқилиқ дуняға ашкариланған көрүнүшләрдики паҗиәлик көрүнүшләрдә вәқәдә техи йешиға тошмиған бовақларниңму инсапсизларчә өлтүрүлгәнлики дуня җамаәтчиликини қаттиқ чөчүтти.

Йәкшәнбә күни ахшам, хәвпсизлик кеңиши вәқәни қаттиқ әйибләп баянат елан қилди. Униң ичидә бүгүнгичә әсәд һөкүмитини қоллап кәлгән, униңға дағ тәгкүзмәй кәлгән русийә вә хитайму бар иди.

Ундақта бу инсан қелипидин чиққан вәқәниң җавабкари зади ким? бирләшкән дөләтләр тәшкилати һула қирғинчилиқидики җавабкар бәшәр әсәд һөкүмити вә шундақла бир қисим қораллиқ күчләр, дәп көрсәтти. Б д т тинчлиқ күчлириниң башлиқи һерви ладсос сәйшәнбә күни мухбирларға бәргән баянатида мундақ деди:
-Буниңда һөкүмәтниң җавабкарлиқиниң барлиқи ениқ. Җүмә күнидики вәқәдә өлгәнләрниң бир қисми еғир типлиқ қораллар вә бомбардиман нәтиҗисидә өлгән. Пәқәт әсәд һөкүмитила бундақ еғир типлиқ қоралларға игә. Өлгүчиләрниң йәнә бир қисми болса оқ вә пичақ зәрбисидә өлгән. Буни кимниң қилғанлиқи ениқ әмәс. Әмма бу йәрдә әсәд һакимийитини қоллайдиған “шәббиһа” исимлик қораллиқ тәшкилатниң қоли барлиқиға даир күчлүк ишарәтләр бар.

Сүрийидә уруш тохтитиш келишими имзаланғандин кейин мәйданға кәлгән әң чоң қирғинчилиқларниң бири болған һула қирғинчилиқи күчлүк инкас қозғап, сүрийә һөкүмити үстидики бесим ашти. Сәйшәнбә күни австралийә дәрһал икки сүрийилик дипломатни австралийидин қоғлап чиқарди. Австралийә ташқи ишлар министири сөзидә австралийиниң бу арқилиқ сүрийидә йүз бериватқан вәқәләргә қарита бир сигнал беришни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди вә башқа дост дөләтләрниму австралийидәк инкас қайтурушқа чақирди.

Сәйшәнбә күни йәнә, әнглийә, франсийә, германийә, италийә, испанийә, белгийә, канада вә америка, шветсарийә, голландийә қатарлиқ дөләтләрму арқа-арқидин сүрийилик дипломатларни қоғлап чиқиридиғанлиқини җакарлиди. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатида 25-май күни йүз бәргән һула вәқәсигә җавабән, америкиниң сүрийиниң америкида турушлуқ дипломати зуһәйир җабборни америкидин чиқип кетишни уқтурғанлиқи вә униңға 72 саәт мөһләт берилгәнликини уқтурди. Ташқи ишлар министирлиқи америка бу қирғинчилиқта сүрийә һөкүмитиниң мәсулийити бар, дәп қарайду, деди.

Хәлқара җамаәтниң бу күчлүк инкаси дәл б д т ниң сүрийә мәсилисини һәл қилиш үчүн атиған әлчиси кофи аннаниң сүрийә президенти бәшәр әсәд билән көрүшкән күнигә тоғра кәлди. Хәвәрләрдин қариғанда, кофи аннан учришишта бәшәр әсәдтин уруш тохтитиш келишимини қәтий иҗра қилишни тәләп қилған. У әгәр бәшәр әсадни 6 маддилиқ уруш тохтитиш келишимигә әмәл қилмиған вә түрмиләрдики өктичиләрни қоюп бәрмигән тәқдирдә яхши ақивәт кәлтүрмәйдиғанлиқи һәққидә агаһландурған. Кофи аннан вәқә һәққидики баянатида һула вәқәсидин қаттиқ чөчүгәнликини ейтти вә “һула қирғинчилиқиниң җавабкарлири һесаб бериши керәк” деди.

Бир күнниң ичидә җәмий 49 бала, 34 аял вә 20 дин артуқ әр өлтүрүлгән һула вәқәсидин кейин кофи аннаниң тинчлиқ пиланиға тәрәпләрниң һәқиқәтән әмәл қилип-қилмайватқанлиқи, буниң сүрийидики қирғинчилиқни аяғлаштурушта бир үнүм яритип-яратмайдиғанлиқи һәққидә җиддий гуман пәйда болди.

Хәлқара кишилик һоқуқ органлири бүгүн ғәрб әллириниң сүрийилик дипломатларни қоғлап чиқириш арқилиқ вәқәгә қайтурған инкасини қарши алған болсиму, әмма буниң йетәрлик әмәсликини билдүрди. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бу һәқтики баянатида “хәвпсизлик кеңиши сүрийидики қирғинчилиққа хатимә бериш үчүн җиддий тәдбир қоллиниши керәк, русийә вә хитай хәвпсизлик кеңишиниң сүрийә һәққидә қарар чиқиришиға тосқунлуқ қилишни тохтитидиған вақит йетип кәлди” деди.

Көзәткүчиләр сүрийә мәсилисидә қандақ бир қарарниң чиқидиғанлиқини диққәт билән көзәтмәктә. Гәрчә һазирчә кофи аннанниң пиланидин башқа бир пилан көрүнмисиму, әмма бүгүн франсийә президенти фиранкоис һолланди сүрийигә қарита қораллиқ һәрикәт йүргүзүш еһтималини пүтүнләй чәткә қақмайдиғанлиқини ейтти. Әмма у бу хил һәрикәтниң чоқум хәвпсизлик кеңишиниң қарари астида елип берилидиғанлиқини әскәртип, буниң үчүн һәрқайси әлләрниң русийә вә хитайни мақул кәлтүрүши керәкликини ейтқан. Америка ақ сарайниң баянатчиси җей карнер сүрийидики қирғинчилиқни аяғлаштуруш үчүн америкиниң һәр вақит қораллиқ һәрикәт елип бериш тәрәпдари икәнликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.