Һүсәнҗан җелилниң хитайға қайтурулиши, канада даирилириниң наразилиқини қозғиди
2006.06.27

Сиясий паалийәтлири түпәйли 1990 - йиллири чәтәлгә қечип чиққан һүсәнҗан җелил, 2001 - йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар идарисиниң орунлаштуриши билән канадаға келип, канада пуқралиға өткән, у бу йил аяли вә үч балиси билән бирликтә өзбекистанға уруқ - туққанлири билән көрүшүш үчүн барған. Өзбек даирилири 27 - март күни, һүсәнҗан җелилни қолға алған иди.
Гәрчә, канада һөкүмити, һүсәнҗан җелилниң өзбек даирилири тәрипидин тутулғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, өзбекистан һөкүмитидин униң дәрһал қоюп берилишини тәләп қилған һәмдә уни қутқузуш үчүн дипломатийә паалийәтлирини давамлаштуруп кәлгән болсиму, бирақ өзбекистан тәрәп хәлқара қанунларға хилап һалда һүсәнҗан җелилни йәнила хитайға қайтуруп бәргән.
Канада ташқи ишлар министирлиқи дүшәнбә күни, өзбекистан һөкүмитиниң һүсәнҗан җелилни хитайға қайтуруп бәргәнликини униң аяли камиләгә хәвәр қилған.
Канада пуқраси уйғур һүсәнҗан җелилниң өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтурулуши, уйғур җамаити арисида ғул - ғула қозғапла қалмай, хәлқара җәмийәтниң күчлүк диққитини қозғимақта.
Нөвәттә канада һөкүмити, өзбекистанниң бу қилмишини қаттиқ әйиблигән, канада мәтбуатиниң хәвәр қилишичә, канада ташқи ишлар министири питер маккәй пәтәр маккай , өзбекистанниң һүсәнҗан җелилни канадаға қайтуруп бериши үчүн, өзбекистан даирилиригә бир дипломатик нота тапшурған. Лекин хитай даирилири һазирға қәдәр бу һәқтә һечқандақ инкас билдүрмиди.
Бу һәқтә техиму көп мәлумат игиләш үчүн, мухбиримиз әқидә өзбекистанниң америкидики баш әлчиханиси, һүсәнҗан җелилниң аяли камилә ханимниң аниси вә канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт тохти әпәндини телефон зиярити қилди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсәнҗан қарим, өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруп берилди
- Д у қ қазақистан һөкүмитиниң қилмишлириға қарита һәрикәт қолланмақта
- Қазақистанда қолға елинған икки уйғурниң аяли йолдашлириниң хитайға қайтурулғанлиқини ейтти
- Канада җамаити һүсәйин җелил мәсилисигә көңүл бөлмәктә
- Һүсәйин җилил ишлар министирлиқи түрмисидин айрим ханиға йөткәлди
- Канада һөкүмити дипломатик йоллар арқилиқ һөсәйин җилил мәсилисидә өзбекистанға бесим ишләтмәктә
- Һүсәнҗан қаримниң аяли өзбекистан һөкүмитидин нарази болди
- Канада тәвәликидики бир уйғур өзбекистанда қолға елинди
- Уйғурларниң һәҗ мәсилисидә дуч кәлгән тосалғулири
- Хитай чәтәлләрдики уйғурларниң аилә тавабиатлириға зиянкәшлик қилмақта