Канаданиң бурлингтон районидики бир оттура мәктәп оқуғучилири һүсәйин җелилни қоюп беришни тәләп қилиш һәрикити қозғиди
2011.03.02
Һүсәйин җелил 2006-йили өзбекистанға туғқан йоқлашқа барғанда тутқунға учрап, хитайға өткүзүп берилгән. Кейинки йили хитай һөкүмити һүсәйин җелилға муддәтсиз қамақ җазаси бәргән. Хитай һүсәйин җелилниң канада пуқраси икәнликини қобул қилишни рәт қилип, канада дипломатлириниң униң билән көрүшүшини рәт қилип кәлгән иди. Канада һөкүмити бир мәзгил һүсәйин җелилни қутқузушқа тиришчанлиқ көрсәткән болсиму, лекин мувәппәқийәтлик болалмиған. Йеқинқи бир-икки йилдин бери, бу мәсилә аста-аста унтулушқа башлиған иди. Бундақ бир пәйттә канададики бир оттура мәктәп оқуғучилири һүсәйин җелилни қоллаш һәрикити қозғиди.
1-Март сәйшәнбә күни хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинип, үрүмчидики баҗяху түрмисидә җаза муддитини өтәватқан уйғур канада пуқраси һүсәйин җелилниң 41 яшқа толғанлиқиниң хатирә күни иди. Һүсәйин җелилниң қараңғу түрмә камирида туғулған күни есигә кәлгән-кәлмигәнлики бизгә мәлум әмәс. Лекин, униң нәччә он миң чақирим йирақтики канаданиң бурлингтон районида бир оттура мәктәп оқуғучилириниң униң туғулған күни мунасивити билән имза топлаш паалийити қозғап, хитай даирилиридин уни қоюп беришни тәләп қилғанлиқи һәмдә канада һөкүмитигә туғулған күни хатирә картиси йоллап, һүсәйин җелилни унтуп қалмаслиқни хатириләткәнликидин хәвири йоқлуқи мәлум.
Канаданиң онтарио өлкисидики бир йәрлик гезитниң чаршәнбә күни хәвәр қилишичә, һүсәйин җелилниң аилиси олтурушлуқ мәзкур өлкиниң бурлингтон районидики сант томас мор католик оттура мәктипи һүсәйин җелилниң туғулған күни мунасивити билән имза топлаш паалийити қозғап, униң аилиси вә пәрзәнтлиригә уларниң ялғуз әмәсликини билдүргән. Мәзкур паалийәтни сант томас мор католик оттура мәктипиниң дин дәрси оқутқучиси лавра мәкдоналд ханим уюштурған болуп, оқуғучилар сәйшәнбә күни һүсәйин җелилни қоюп беришни тәләп қилип, хитайниң торонтодики консулханисиға йоллинидиған хәткә 1000 кишилик имза топлиған. Оқуғучилар йәнә оттаваға 250 данә туғулған күн хатирә картиси әвәтип, канада һөкүмитигә һүсәйин җелил мәсилисини хатириләткән.
Канаданиң онтарио өлкисидә чиқидиған “хамилтон көрүрмәнләр” гезитиниң хәвиридә нәқил кәлтүрүшичә, мәзкур паалийәтни қозғиған оқутқучи лавра мәкдоналд ханим “бу паалийәт (һүсәйин җелилниң аяли) камилә теләндибайева ханимниң ялғуз әмәсликини билдүрүштә муһим әһмийәткә игә” дегән. Камилә тиләндибайива ханим болса оқуғучиларниң бу паалийитидин наһайити хурсән болғанлиқини билдүргән. Биз сант томас католик оттура мәктипигә телефон қилип, оқуғучиларни мәзкур паалийәткә уюштурған мәкдоналд ханимни зиярәт қилмақчи болған болсақму, лекин униң билән алақиләшкили болмиди. Бу қетимқи паалийәт һүсәйин җелил мәсилисиниң канада һөкүмити вә канада мәтбуатлирида тилға елиниши барғансери азийип кетиватқан мәзгилдә елип берилған болуп, бу йәнә һүсәйин җелилниң хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқиниң 5 йиллиқиға тоғра кәлгән иди.
Һүсәйин җелил мәсилиси бир мәзгил канаданиң стефан харпер һөкүмити билән хитай арисида талаш-тартиштики җиддий мәсилигә айлинип, канада мәтбуатлириниң күнтәртипидин чүшмәйдиған мәсилә болуп қалған. Баш министир харпер 2006-йили 11-айдики асия-тинч окян иқтисади һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғинида ху җинтав билән айрим көрүшүп, һүсәйин җелил мәсилини оттуриға қойған иди.
Лекин, канада һөкүмити 2008-йилдин кейин, бу мәсилидики позитсийисини бир аз юмшитип, бу мәсилини бурунқидәк ашкара оттуриға қоюштин еһтият қилидиған болуп қалған иди. Дуня уйғур қурултийиниң нөвәттики берюсселда турушлуқ вәкили, канададики уйғур сиясий паалийәтчи мәмәт тохти әпәнди бир мәзгил һүсәйин җелил мәсилисигә арилишип, мәзкур вәқәни йеқиндин тәқиб қилған шәхсләрниң бири. У, канада һөкүмитиниң хитай билән рәсмий йолларда сөзлишип, һүсәйин җелилни қутқузуш пилани мувәппәқийәтлик болмиғанлиқини, һазир уларниң сияситини өзгәртип, йәң ичидә һәл қилиш йолини тутуватқанлиқини, буниң үчүн ариға васитичиләрни қоюватқанлиқини билдүрди.
Стифан харпер һөкүмитиниң һүсәйин җелил мәсилисидики бурунқи позитсийиси сәвәблик канада-хитай арисида пәйда болған йирикчилик канада парламентидики өктичи гуруһлар вә хитай билән сода қилидиған кархана саһәсидикиләрниң тәнқидигә учриған иди. Улар харпер һөкүмитиниң бу мәсилидики позитсийиси канада-хитай содисиға тәсир йәткүзүп, канаданиң мәнпәитигә зиян салғанлиқини илгири сүргән. Шуниң билән биргә, хитайниң һөкүмәт мәтбуати харпер һөкүмитигә һуҗум қозғап, консерватиплар партийиси һакимийәт бешиға чиққандин буян канада-хитай мунасивитиниң чекинип кәткәнлики, һүсәйин җелил мәсилисиниң террорлуқ мәсилиси икәнликини, канаданиң бу мәсилидики позитсийиси" хитайниң ички ишлириға арилашқанлиқ” дәп қарилидиғанлиқини тәкитлигән иди.
Канада билән хитайниң һүсәйин җелил мәсилисидики ихтилапиниң негизи хитайниң һүсәйин җелилни “хитай пуқраси” дәп елан қилип, униң 2005-йили канада пуқралиқиға өткәнликини қобул қилишни рәт қиливатқанлиқидур. Хитай һөкүмити буни баһанә қилип, канада дипломатлириниң һүсәйин җелилни зиярәт қилиш вә униң сотиға қатнишиш тәлипини рәт қилған иди. Камилә тиләндибайива ханимниң ашкарилишичә, һазир хитай һөкүмити һүсәйин җелилниң атуштики аниси вә һәдисиниң һәр 3 айда бир қетим 30 минут көрүшүшигә рухсәт қилмақта икән. Лекин, дуня уйғур қурултийиниң берюсселдики вәкили мәмәт тохти әпәнди, хитайниң һүсәйин җелилни қоюп беришни рәт қилишта асаслиқи чәтәлдики уйғур һәрикитини көздә тутқанлиқини әскәртип, буниңдики мәқсәт уйғур паалийәтчилиригә психологийилик бесим пәйда қилиш икәнликини билдүрди.
Бурлингтондики сант томас мор оттура мәктипиниң хитай консулханисиға йоллайдиған хетидә, хитай һөкүмитидин канада дипломатлириниң һүсәйин җелил билән көрүшүшигә йол қоюшни, уни ялғуз кишилик камириға солап, айрим тутмаслиқни, йетәрлик йемәк-ичмәк вә дора-дәрмәк билән билән тәминләшни вә шундақла уни қоюп берип, аилисигә қайтурушни тәләп қилған. “хамилтон көрүрмәнләр” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә нәқил кәлтүрүшичә, сант томас мор оттура мәктипиниң мәзкур паалийәткә қатнашқан 12-синип оқуғучиси тарас хемон, бу паалийәт наһайити муһим, чүнки кишилик һоқуқ, сөз әркинлики вә диний әркинлик сант томас мор оттура мәктипиниң қиммәт өлчими үчүн наһайити муһим, дегән. Һүсәйин җелилниң канададики 4 оғлиниң кичики 4 яш, чоңи 11 яшларда болуп, уларниң әң чоң арзуси дадисини көрүштүр. Униң аяли камилә ханим “хамилтон көрүрмәнләр” гезитигә бәргән баянатида уларниң бу йил дадисини йоқлап келиш пилани барлиқини билдүргән.