Уйғур паалийәтчиси һүсәйин җелилниң ханими униң түрмә ичидә язған хети һәққидә тохталди
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.05.28
2008.05.28
Һүсәйин җелил хетидә, аяли камилә вә пәрзәнтлирини һәмдә қәшқәрдики икки пәрзәнтини көптин - күп сеғинғанлиқини ипадилигән. Һүсәйин җелил йәнә, " аялим камиләни әсләймән, камилә билән алақә қилишип туруватамсиләр? у немә дәйду? бирәр яхши күн боларму? мәнму һаятлиққа еришәләрмәнму? дәп ғәм әндишә қилип күнләрни өткүзимән " дегән.
Һүсәйин җелилниң түрмә ичидә язған бу хети, канаданиң даңлиқ гезити һесабланған Glob and Mail гезитидә нәшр қилинған . Биз бу мунасивәт билән һүсәйин җелилниң ханими камиләни зиярәт қилдуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әқидә һазирлиған сөһбәт хатирисини аңлайсиләр.