Канада баш министириниң хитай зиярити вә һүсәйин җелил мәсилиси
2011.09.30

Әгәр бу зиярәт әмәлийләшсә, бу степһен һарперниң иккинчи қетимлиқ хитай зиярити болуп қалиду. Мутәхәссисләр бу зиярәткә америка иқтисадидики чекиништин келип чиққан канада екиспортидики турғунлуқ мәсилисини һәл қилиш йоллирини издәш үчүн дәп баһа бәрди.
Степһен һарперниң бу зиярити хитай түрмисидә йетиватқан һүсәйин җелилниң тәқдиригә иҗабий тәсир көрситиши мумкинму?
Демократийә, кишилик һоқуқ, далай лама мәсилиси вә канадалиқ уйғур һүсәйин җелил дилоси қатарлиқ бир қатар мәсилиләр йүзидин хитай даирилири билән 4 йилға йеқин йирик мунасивәтни баштин кәчүргән канада баш министири степһен һарперниң 2009-йилидики тунҗи қетимлиқ хитай зиярити икки дөләт оттурисидики соғуқлуққа хатимә берип, мунасивәтләрниң юмшишиға асас салған вә буниңға җавабән хитай дөләт рәиси ху җинтав 2010-йили канадада зиярәттә болғаниди.
Степһен һарпер бу зиярәтниң икки дөләт оттурисидики мәсилиләрни һәл қилишниң пурсити болидиғанлиқини тәкитлиди.
Униң бу қетим хитайға қилидиған зиярити, йәни икки дөләт юқири дәриҗилик рәһбәрлири оттурисидики нормал берип-келишниң әслигә кәлгәнлики мәлум мәнидин елип ейтқанда, икки дөләт мунасивитиниң нормаллишишқа қарап йүзлиниватқанлиқидин бешарәт бериду.
Бу йил июл ейида хитайда зиярәттә болған канаданиң йеңи ташқи ишлар министири җоһн баирд хитайни “дост”, “иттипақдаш” дәп атиған вә у, икки дөләт мунасивитини “истратегийилик ортақлиқ” мунасивити дәп тәсвирлигәниди. Һалбуки, 2005-йили паул мартен рәһбәрликидики либерал партийиси һөкүмити дәвридә хитай билән орнитилған бу “истратегийилик ортақлиқ” қа, степһен һарпер рәһбәрликидики консерватип партийиси һөкүмити изчил соғуқ қарап, бу сиясий аталғуни һеч тилға алмиғаниди. Җоһн баирдниң юқириқи сөзлири канада һөкүмитиниң хитай билән болған бу сиясий мунасивәтни етирап қилишқа башлиғанлиқиниң бешаритидур.
Министир җоһн баирдниң хитай зияритидин кейинла, 12 йилдин бери канада яшиған, хитай тәрипидин әткәсчи дәп әйибләнгән ләй чаңшиңни хитайға өткүзүп беришиму, канаданиң хитайға йәнә бир җилвиси дейишкә болиду.
Канада җасуслуққа қарши оргини йәни-канада бихәтәрлик-истихпарат идариси 2006-йилидин буянқи, йиллиқ доклатлирида, хитай җасуслириниң канаданиң иқтисадий,сиясий, санаәт, пән-техника вә һәрбий саһәлиригә сиңип кирип, җасуслуқ паалийәтлири билән җиддий шуғуллиниватқанлиқини, канадаға тәһдит шәкилләндүрүватқанлиқини тәкитләп кәлгәниди. Лекин бу органниң бу йилқи доклатида, чәтәл җасуслириниң канадаға җиддий тәһдит селиватқанлиқи тәкитләнди-ю, хитайниң исми алаһидә әскәртилмиди. Йәни канада, җасуслар мәсилисидики доклатида, “қизим саңа дәй, келиним сән аңла” дегәндәк йеңичә тактикини қоллинип,хитайни рәнҗитмиди.
Йоқириқилар пәқәт икки дөләт оттурисидики сиясий мунасивәткә көләңгә чүшүрди дәп қаралған вә хитай көңүл бөлгән бәзи түгүнләрниң канада тәрәптин йешилгәнликини яки йешилишкә башлиғанлиқини көрситип бериду.
Ундақта икки дөләт оттурисидики нөвәттики бу “иллиқ һава” болупму, ләй чаңшиңниң хитайға қайтурулуши-канада көңүл бөлүватқан вә 6 йилдин бери, хитай түрмисидә йетиватқан һүсәйин җелил мәсилисигә иҗабий тәсир көрситәлиши мумкинму?
Канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә турдуш бу мәсилидә анчә үмидвар әмәс вә у хитайниң йүзиниң, алдирап чимилдап кәтмәйдиғанлиқини тилға алди.
Канада пуқраси һүсәйин җелил 2005-йили өзбекистанға зиярәткә барғанда, өзбек даирилири тәрипидин қолға елинип, хитайға өткүзүп берилгән вә хитай һөкүмити 2007-йили аталмиш “террорлуқ җинайити” билән әйибләп,униңға муддәтсиз қамақ җазаси бәргәниди.
Канада даирилириниң баянатлириға қариғанда, канада әмәлдарлири хитай әмәлдарлири билән көрүшкәндә, улардин һүсәйин җелилни канадаға өткүзүп беришни әмәс,бәлки канада дипломатлириниң түрмидики һүсәйин җелилни зиярәт қилишиға йол қоюшини тәләп қилмақта.
Руқийә турдуш буни хитайни чөчүтмәслик вә кичик қәдәмләр арқилиқ һүсәйин җелил мәсилисидә хитай билән арилиқни кичиклитиш тактикиси,дәп чүшәндүрди.
Әгәр консерватип һөкүмити бурунқи либерал партийиси һөкүмити дәвридә имзаланған, хитай билән “истратегийилик һәмкарлиқ” мунасивитини ағзиниң учидила тилға елип қоюш әмәс, бәлки уни растинила етирап қилса, ундақта канада хитайдин ибарәт кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қиливатқан дөләт билән бу хил сиясий мунасивәтни орнатқан тунҗи ғәрб дөлити болуп қалиду шундақла йәнә хитайму өзи “истратегийилик һәмкарлиқ” мунасивитини орнатқан дөләтниң пуқрасини қанунсиз тутуп туруватқан дөләт дегән намға еришиду.
Канада даирилири,степһен һарперниң хитай зияритиниң күн тәртипи вә бу зиярәтниң конкрет программилирини һазирғичә ашкарилимиди.