Ливийидики ички урушта казафий ғәлибә қиламду?

Ливийидә давам қиливатқан ички уруш гәрчә дуня әллирини әндишигә селиватқан болсиму, әмма бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә яки нато болсун ливийгә һәрбий һәрикәт қоллиниш яки қолланмаслиқ тоғрисида бирликкә келәлмиди.
Мухбиримиз ирадә
2011.03.15
liwiye-raslanuf-bomba-305.jpg Казафий қисимлири раслануф шәһиридә қозғилаңчиларниң контроллуқида туруватқан нефит базилириға һавадин һуҗум қозғиди. 2011-Йили 8-март.
AFP

Бундақ бир вәзийәттә, америкиниңму ливийигә қарши елип берилидиған һәрқандақ бир һәрбий һәрикәттә ялғуз қелиштин өзини қачуруватқанлиқи мәлум болмақта.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бүгүн елинған хәвәрләрдин қариғанда, ливийиниң асаслиқ нефит портлиридин бири болған брегада казафий күчлири билән қаршилашқучи күчләр арисида шиддәтлик тоқунуш йүз бәргән. Тоқунушларда исянчи күчләрниң күчини йоқитип, кәйнигә чекиниватқанлиқи мәлум болмақта. Қорал вә башқа лавазимәтләр җәһәттә аҗиз һаләттә болған исянчи күчлири казафий күчлириниң һавадин елип барған бомбардиманлири җәрянида җиқ чиқим тартқан болуп, нәтиҗидә бу күчләр шәрқтики әҗдәбийә вә ғәрбтики зувара районлирида кәйнигә чекинишкә мәҗбур болған.

Игилинишичә, һазир ливийидики ички уруш сәвәбидин нефит ишләпчиқириши асасән тохтап қалған. Гәрчә казафий күчлири тоқунуш нәтиҗисидә ливийидики бәзи муһим нефит портлирини контрол астиға алған болсиму, әмма бу нефит базилири бундақ бир шараитта ишқа чүшәлмәйдикән. Ливийидики нефит ишләпчиқириши тохтап қалғанлиқтин, һазир дунядики нефит баһасиму сүрәт билән өсмәктә. Бүгүн хәлқара енергийә оргини баянат берип, нефит ишләпчиқарғучи дөләтләрниң ишләпчиқириш миқдарини ашуруп, ливийдин келидиған нефитниң орнини толдурушқа тиришишиға қаримай, нефит баһаси өрләп, һәр бир бак нефит баһасиниң 100 доллардин ешип кәткәнлики вә бу хил өрләшниң давам қиливатқанлиқини билдүрди.

Ливийидә давам қиливатқан ички уруш қошна дөләтләргә вә шундақла пүтүн дуняға сәлбий тәсир йәткүзүватқан болсиму, әмма ливийидики бу қалаймиқанчилиққа қандақ хатимә бериш мәсилиси тоғрисида дуня техи бирликкә келәлигини йоқ. Парижда елип берилған г - 8 дөләтлири башлиқлири учришиштин кейин рәһбәрләр казафийни һәрбий һәрикәтлирини тохтитишқа чақирған болсиму, әмма “ учуш чәкләнгән район” бәрпа қилиш қарари һәққидә еғиз ачмиған. Б б с ниң хәвәр қилишичә, америка дөләт ишлар министири һилларий килинтон париждики мәзгилидә ливийилик өктичи лидер маһмут җибрил билән көрүшкән. Учришишта һилларий килинтон америкиниң ливийигә инсаний ярдәмдин башқа йәнә қандақ ярдәмләрни қилалайдиғанлиқи һәққидә сөһбәтләшкән. Сөһбәт 45 минут давам қилған болсиму, әмма сөһбәткә даир мәзмунлар ашкариланмиған. Хәвәрдә ейтилишичә, һазир башқа дөләтләрдин “ учуш чәкләнгән район” вә башқа һәрбий мудахилигә нисбәтән күчлүк қоллаш кәлмигән тәқдирдә, америкиниң өз алдиға һәрикәт қилип, ялғуз қелишни халимайватқанлиқи мәлум болмақта икән. Чүнки, мәйли бирләшкән дөләтләр тәшкилати болсун, мәйли нато вә яки әрәб дөләтлири болсун ливийигә һәрбий һәрикәт әмәс, “учуш чәкләнгән район” шәкилләндүрүшниңму йоллуқ яки йоллуқ әмәслики, буниң хәлқара қанунларға уйғун яки уйғун әмәслики һәққидә бирликкә келәлмигән болуп, бундақ бир шараит астида америкиму бир ипадә билдүрүштин өзини қачурмақта.

Ундақта, бундақ бир шараитта казафий җәңдә йеңип, қайтидин дөләтни қолға аламду? буниңға қарита охшимайдиған көз қарашлар мәвҗут. Өткән һәптә америка истихбаратиниң башлиқи җеймис кләпер “узун муддәттә казафий утуп чиқиду” дегәндин кейин, ақсарай дәрһал бу һәқтә баянат берип “ бу пикирниң обама һөкүмитигә вәкиллик қилалмайдиғанлиқи, обаманиң бундақ қаримайдиғанлиқи” ни билдүргән. Киләперниң бу сөзлири һәм нурғун көзәткүчиләрниң қаршилиқиға учриған иди. Қарши пикирдикиләр болса, гәрчә һазир тоқунушларда казафий һәрбий җәһәттә үстүнлүкни игилигәндәк көрүнсиму, буниң униң бундин кейинки сиясий һаятиниң парлақ болидиғанлиқидин дерәк бәрмәйдиғанлиқини билдүрүшмәктә. Уларниң билдүрүшичә, әгәр ички уруш давам қилип, нөвәттә исянчиларниң базиси болуп туруватқан бингазиға йетип кәлсә, у вақиттики тоқунушларда һәр икки тәрәп еғир чиқим төләп кетиду. Униң үстигә шәрқий районларда казафийниң истихбарат паалийәтлири вә уни қоллайдиғанлар күчлүк әмәс. Шуңа бундақ бир шараитта шәһәрләрдә тоқунуш мәйданға келип қалса, казафий вәзийәтни контрол қилишта аҗиз кәп қалиду. Йәнә бир муһим амил болса чәт дөләтләрниң бесими болуп, көзәткүчиләр бу һәқтә, чәтәл дөләтлири казафий һакимийити билән илгирикидәк яхши мунасивәт орнатмайду. Дөләтниң нефит тиҗарити вә башқа тиҗарәтлири илгирикидәк раван болмайду. Әнглийә, франсийә вә америка қатарлиқ дөләтләр исянчилар билән яхши мунасивәт орнитип, улар билән диалог қурса, исянчиларға келидиған ярдәмму артиду. Шуңа, русийә чеғида ливийигә қорал сетишни тохтатқан шундақла әрәб бирлики вә қолтуқ дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқлар казафийға қарши тәрәпкә өткән бундақ бир шараитта, узун муддәттә казафийниң ғәлибә қилиши мумкин әмәс, дәп көрсәтмәктә.
Йәни йиғип ейтқанда, көзәткүчиләр гәрчә исянчилар қораллиқ тоқунушлар арқилиқ дәрһал ғәлибә қилалмисиму, әмма ахирқи һесабта, хәлқара бесимниң нәтиҗисидә казафий һакимийитиниң ахирлишидиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.