Әмгәк күчи йөткәш сиясити қандақ ақивәтләрни мәйданға кәлтүриду?
Мухбиримиз әқидә
2009.09.02
2009.09.02
video.sohu.com Дин елинди.
Хотән вилайити чера наһийәсидин җәми 115 нәпәр уйғур қизи, "чиңдав тәйгуаң аяқчилиқ ширкити" гә бир йиллиқ тохтам билән елип меңилғанлиқи һәққидики хәвәр шинхуа ахбарат хәвәр торида елан қилинғандин кейин, бу мәсилә чәтәлләрдики уйғурлар арисида күчлүк наразилиқларни мәйданға кәлтүрди.
Хитай даирилириниң бу йил пәқәт пәйзиват наһийисидинла 4300 уйғур яшни хитай өлкилиригә йөткәп болғанлиқи ениқланған болуп, хитайниң орган мәтбуати шинхуа агентлиқи, үч йил ичидә пәйзиваттин хитай өлкисигә 19 миң ишләмчиниң йөткәлгәнликини ашкарилиған иди.
Хитай ахбарат вастилири йәнә, 2009 - йилиниң дәсләпки мәзгилидә, қәшқәр вилайити тәвәсидинла 200 миң 400 адәмниң сиртқа ишләшкә йөткәлгәнликини билдүргән. Демәк уйғур илидин тохтимастин түркүм - түркүмләп йөткиливатқан уйғур әмгәк күчлири, хитай һөкүмитиниң һаллиқ сәвийигә йәткүзүш дегән сиясити бойичә әмәлийләштиму?
Радиомиз бир қанчә йиллардин буян игилигән мәлуматлардин қариғанда, хитай өлкилиридики завутларға орунлаштурулған уйғур әмгәк күчлири, болупму яш уйғур чокан - қизлирини асас қилған ишчилар, һәр хил кәмситиш, хорлаш вә һәтта туюқ йолларға мәҗбурлиништәк ақивәтләргә дуч кәлгән.
Хитай завут башлиқлириниң бесимлириға бәрдашлиқ берәлмигән қиз ишчиларниң бир қисимлириниң, тиҗарәтчи уйғурлар билән алақә бағлаш арқилиқ уйғур елиға қечип кәлгәнлики, әмма йәрлик йеза башлиқлириниң тохтам тошмай туруп қайтип кәлгән ишчиларни җазалаш чарилиридин қорқуп, үрүмчи, қарамай қатарлиқ шәһәрләрдә йошурунуп яшашқа мәҗбур болғанлиқи, һәтта бир қизниң өзини өлтүрвалғанлиқи һәққидики учурлар радиомиз тәрипидин елан қилинған иди.
Сиясий көзәткүчиләр, бу йил 26 - июн йүз бәргән шавгүән вәқәси шуниңдәк 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң мәйданға келиши хитайниң мәҗбурий йосунда йолға қоюватқан " уйғур әмгәк күчлирини хитайға йөткәш" тин ибарәт тоғра болмиған сияситиниң мәһсули дәп қаримақта.
Дуня уйғур қурултйиниң баянатчиси дилшат решит әпәнди хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилип, көп қетим, хитайниң уйғур әмгәк күчлирини хитайға йөткәш сияситиниң пәрәз қилиш қейин болған ақивәтләрни елип келидиғанлиқини ейтип, хитай һөкүмитиниң мәзкүр сияситини " очуқ - ашкара елип бериливатқан уйғурларни йоқ қилиш сиясити" дәп әйиблигән. Дилшат решит " үрүмчи вәқәси" йүз бәргәндин кейин хитай һөкүмитиниң йәнә бу хил сияситини тохтатмаслиқиниң сәвәблири тоғрисида тохталди.
Америкидики уйғур адвокат нури түркәл әпәнди, хитайниң уйғурларға қарита қанлиқ қирғинчилиқ елип беришиға йол ачқан, уйғур вә хитай миллити оттурисидики өчмәнликниң һәддидин ташқири дәриҗидә күчийип кетишигә сәвәб болған, әмгәк күчлирини йүткәш сияситиниң изчил давамлаштурулуши икки милләт арисида йәнә пәрәз қилғили болмайдиған еғир ақивәтләрни мәйданға кәлтүридиғанлиқини оттуриға қойди.
Биз хитайниң һөкүмәт орунлириға, болупму 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин, тунҗи қетим адәм йөткәш иҗра қилинған хотән вилайәтлик һөкүмәт органлириға телефун уруп уларниң қарашлирини игиләш үчүн көп тириштуқ, бирақ үрүмчи вәқәсидин кейин йүз бериватқан телефун линийәлириниң тосқунлуққа учриши түпәйли хитайниң бу һәқтики қарашлири тоғрисида һечқандақ учурға еришәлмидуқ.