Пәйзиватлиқ уйғур қизлар ичкири өлкиләрдә ишләшкә мәҗбури елип кетилди


2006.12.18

Хитай даирилириниң той қилиш йешидики уйғур қизлирини ичкири өлкиләргә апирип ишлитиш пиланида ишләмчиләрниң бой турқи вә чирайиға алаһидә етивар берилгән болуп, имканийәтниң баричә той қилмиған болуш, чирайлиқ вә бой - турқи қамлашқан болушни алдинқи шәрт қилмақта.

Һөкүмәт вә парткомниң орунлаштуруши

Ахирқи қетим бу йил 11 - айда уйғур аптоном райониниң пәйзиват наһийиси ғолтоғрақ йезисидин хитайниң тйәнҗин вә бейҗиң қатарлиқ шәһәрлиридә ишләшкә йолланған уйғур қизлири юқириқи шәртләргә асасән талланған болуп, бу пилан пәйзиват наһийилик партком вә хәлқ һөкүмити тәрипидин бир туташ орунлаштурулған иди. Хитай даирилири нимә үчүн уйғур әркәклириниң ичкиригә ишләшкә елип берилмайдиғанлиқини вә уйғур қизлириға нимә үчүн той қилмиған, чирайлиқ қизлар болуш шәрти қоюлидиғанлиқини чүшәндүрмигән болсиму, лекин уйғур ишләмчиләрни ичкири өлкиләрдә ишләшкә орунлаштуруш районниң йәрлик әмгәк базирини ечиш шундақла пуқраларниң кирим мәнбәәсини ашуруштики муһим қаналларниң бири, дәп әскәртимәктә.

Бу қетим ғолтоағрақ йезисидин ичкиригә йолға селинған қизларниң һәқиқи санини игиләш мүмкинчилимиз болмиди. Шу җайдики вәзийәттин хәвәрдар кишиләр аз дегәндә йүздин артуқ уйғур қизни 3 түркүмгә бөлүп тйәнҗин вә бейҗиңдики кийим - кечәк завутлирида ишләшкә йолға салғанлиқини билдүрсиму, лекин бәзи мәнбәәләр ғолтоғрақниң өзидинла 2 миң қизниң ичкиригә елип берилғанлиқини билдүрмәктә.

Бир һәдиси тйәнҗингә ишләшкә елип кетилгән ғолтоғрақтики исмини ашкарилашни халимайдиған бир ханим қиз, ғолтоғрақтики уйғур қизларни ичкиридә ишлитиш пилани пәйзиват наһийилик һөкүмәт тәрипидин бир туташ орунлаштурғанлиқини, ишчиларниң туралғу вә тамиқини завут тәрәп көтүргән әһвалда һәдисиниң айда 450 йүәнгә ишләйдиғанлиқини билдүрди.

Адәмни ойға салидиған орунлаштуруш

Ғолтағрақтики уйғур қизларни ичкири өлкиләрдә ишлитиш пилани районда намратларниң киримини көпәйтиш нами астида йолға қоюлуватқан бу сиясәтниң биринчи қетим иҗра қилиниши әмәс. Буниңдин бурун пәйзиват наһийисиниң миша йезисида 400 нәпәр уйғур қиз хитайниң ичкири өлкилиридә ишләшкә әвәтилгән болуп, бу сиясәт асасән уйғур аптоном райониниң җәнубидики намрат наһийиләрдә йолға қоюлмақта. Лекин хитай һөкүмити һәр қайси наһийиләрдә һазирға қәдәр зади қанчилик қизниң ичкири өлкиләргә йолға селинғанлиқини елан қилип бақмиди.

Хитай дуняниң әң чоң әмгәк базири. Әмгәк күчлирини тәшкилләш вә уларни әмгәк күчигә еһтияҗ районларға йөткәш хитайда омумйүзлүк һадисә болсиму, лекин хитай даирилирниң уйғур әмгәк күчлиригә қиз бала болуш, чирай - турқи қамлашқан болуш шәрти қойғанлиқи вә уларни мәҗбури тәшкиллигәнлики кишиләрни гуманға қалмақта.

Қизини әвәтишни халимиғанлар тәһдиткә учриған

Йәрлик пуқралар қизи бар ата - аниларниң қизини қошуп беришкә мәҗбурланғанлиқини билдүрмәктә. Ғолтоғрақтики вәқәсидин хәвәрдар исмини ашкарилашни халимайдиған бир ханимниң әскәртишичә, бәзи ата-анилар қизиниң ичкиригә берип ишлишигә қошулған болсиму, лекин бәзи ата - анилар қизлирини мәҗбури қошуп бәргән. У, йәнә бәзи бир ата - аниларниң наһайити тезликтә "қизиниң башқилар билән никаһсини қилип қоюп қутулғанлиқини" билдүрди.

Ғолтоғрақтики қизларни ичкиригә йөткәш пилани пәйзиват наһийилик һөкүмәт тәрипидин бир туташ орунлаштурулған болуп, наһийилик һөкүмәт наһийә тәвәсидики һәр қайси йеза вә кәнтләргә сан чүшүрүп бәргән. Бәзиләр вәқәгә сақчиларниң арлашқанлиқини билдүрмәктә. Лекин юқириқи ханим, кәнт вә әтрәт башлиқлириниң бу санни толдуруш үчүн деһқанларни мәҗбурлиғанлиқини, вәқәгә сақчилар арлашмиған болсиму, лекин әтрәт башлиқлири деһқанларға әгәр қизи барлар қизини әвәтмисә, терилғу йерини тартивалимиз, дәп тәһдит салғанлиқини билдүрди.

Биз ғолтоғрақ йезилиқ һөкүмәткә телефон қилип, вәқәниң һәқиқи әһвалини игиллишләшкә тиришқан болсақму, лекин йезилиқ һөкүмәттә телефонимизни алидиған адәм чиқмиди. Хитай мәтбуатлири илгири уйғур аптоном районидики бир қисим йеза әмгәк күчлириниң ичкиридә ишләшкә елип берилидиғанлиқини вә бу йәрлик деһқанларниң киримини яхшилаш ролини ойнайдиғанлиқини хәвәр қилған болсиму, лекин уларниң қизларни асас қилидиғанлиқини, чирай вә бой - турқи қамлашқан болуш тәләп қилинидиғанлиқини тилға алмиған.

Америка уйғур бирләшмиси: бу уйғур хәлқиниң ғоруриға қилинған һуҗум

Уйғур қизлирини ичкиригә әвәтиш мәсилисигә ғолтоғрақтики пуқраларниң тонуши бирдәк әмәс. Бир қисим ата - анилар қизлириниң никаһсини қиливетишкә разики ичкиригә әвәтишкә қошулмисиму, лекин бәзи "либерал" қараштики пуқралар буниңға "иҗабий" көздә қарайдиғанлиқини ипадилимәктә. юқирида зияритимизни қобул қилған ғолтоғрақтики һелиқи қиз, бу йезидики уларға охшаш оқуғанларниң "бармаймиз" дәйдиғанға баһанә издимигәнликини билдүрди. Биз униңдин бу ишта һөкүмәт даирилириниң бармаймиз дегүчиләргә бесим ишләткән яки ишләтмигәнликини сориған болсақму, лекин у, буни етирапму қилмиди, инкарму қилмиди. У, пәқәт дәсләптә бу иштин гуманланғанлиқини, лекин бу ишқа һөкүмәт арлашқандин кейин "бәк қорқунчлуқ хиялларни қилмиғанлиқини" билдүрди.

Хитайниң әң муһим нефит - тәбий газ базиси уйғур аптоном райониниң җәнубидики уйғурлар әң намрат наһийиләргә җайлашқан болуп, хитайниң райондики сияситини тәнқид қилғучилар, уйғурларниң нимә үчүн бу райондики нефит - тәбий газ әслиһәлиридә ишләшкә орунлаштурулмайдиғанлиқини оттуриға қоймақта. Чәтәлдики уйғур тәшкилатлири, хитай даирилириниң уйғур қизлирини ичкиридә ишләшкә мәҗбури елип меңиш "һазирқи дәврдә қобул қилғили болидиған әһвал әмәс, " дәп әйиплимәктә.

Мәркизи вашингтонтики америка уйғур җәмийити буни "уйғур хәлқиниң ғоруриға қилинған һуҗум, " дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.