Көктатчилиқ кәнтиниң сабиқ секретари: уларниң өйи мәҗбурий чеқиветилди

Даириләр ақсу шәһири игәчи йезиси көктатчилиқ кәнти йәни сәй дадүйдики ясин қурбанлар аилисиниң терилғу йәр вә өй-бисатини мәктәп селиш баһанисидә 2008-йили мәҗбурий тартивалған.
Мухбиримиз җүмә
2012.07.23
egiz-binalar-arsidia-qalghan-igech-305.jpg Әгиз биналар арисида қалған игәчи йезиси.)
google map

Мәзкур кәнтиниң сабиқ секретари имам қеюмниң иқрар қилишичә, ясин қурбан әйни чағда даириләрниң шәртлиригә көнмигән вә йәр-мүлүкини өткүзүп бериш тохтамиғиму қол қоймиған. Лекин шундақтиму даириләр “мәҗбурий иҗра қилиш чариси” ни ишқа селип, уларниң ой-земинлирини топа иттириш машинилирини билән түзливәткән.

Ясин қурбанлар аилиси һәтта өй сәрәмҗанлирини еливелишқиму рухсәт қилинмиған.

Биз алдинқи қетимлиқ программимизда, ясин қурбанлар аилисиниң аял хоҗайини вә 2008-йилидин буян хитайниң мунасивәтлик органлириға әрз қилип келиватқан рабийә йүсүп билән өткүзгән сөһбәтни аңлатқан идуқ. Рабийә йүсүп өй-бисати тартивелинип, та һазирғичә қанаәтлинәрлик җавабқа еришәлмигәнликини билдүргән иди.

Мәлум болушичә, ясин қурбанниң бейҗиңда әрз қиливатқан оғли йеқинда даириләр тәрипидин ақсуға қайтуруп келингән. Биз бу һәқтә давамлиқ из қоғлап мәлумат беришкә тиришимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.