Шветсийидики “икки җумһурийәт” ни тәбрикләш паалийитидә алтә түрлүк муһим мәсилә тәкитләнди

Шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси ниҗат турғун 11-ноябир стокһолмда өткүзүлгән “икки җумһурийәт” ни хатириләш паалийитидә муһаҗирәттики уйғур җамаәтчилики үчүн зөрүр болған алтә муһим мәсилини көпчиликниң муһакимисигә қойди.
Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2012.11.12
nijat-turghun-shwetsiye-ikki-jumhuriyet-305.JPG Шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси ниҗат турғун “икки җумһурийәт” ни хатириләш паалийитидә сөз қилмақта. 2012-Йили 11-ноябир, стокһолм.
RFA/Qutlan

Бу қетимқи хатириләш паалийити шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң тәшкиллиши билән стокһолмниң шиста районидики мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлди. Паалийәткә стокһолмда яшиғучи уйғур җамаәтчилики һәмдә шветсийиниң һәрқайси җайлиридин кәлгән уйғур вәкиллири қатнашти.

Хатириләш паалийитидә 1933-йили қәшқәрдә қурулған “шәрқий түркистан ислам җумһурийити” ниң мәйданға келишидики тарихий шараит вә бу җумһурийәтниң йиқилишиға сәвәб болған амиллар һәққидә лексийә сөзләнди. Ахирида шветсийә уйғур маарип уюшмисиниң рәиси ниҗат турғун нөвәттә муһаҗирәттики уйғур җамаәтчилики үчүн зөрүр болуватқан алтә түрлүк муһим мәсилини оттуриға қойди.

У сөзидә муһаҗирәттики уйғур җамаәтчиликиниң вәтән даваси елип беришта алди билән ортақ идеологийә вә пикиргә келишиниң зөрүрлүкини тәкитлиди. Шуниң билән биргә йәнә муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириниң өз-ара һәмкарлиқи һәмдә иш бирлики елип беришиниң нөвәттә сәл қарашқа болмайдиған муһим мәсилә икәнликини аңлатти. Муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң өзлири турушлуқ әлләрдә җамаәтлишиши һәмдә иҗтимаий топлуқ һалитидә яшишиниң чәтәлләрдики миллий мәвҗутлуқ вә миллий дәва ишлирида муһим әһмийәткә игә икәнликиму оттуриға қойди. Ниҗат турғун төтинчи муһим мәсилә сүпитидә муһаҗирәттә туғулған вә йетилип чоң болған йеңи әвладларниң келәчәктә уйғур дәвасини қолиға елиши һәмдә давамлаштурушиниң тәхирсизликини көрсәтти. Ундин башқа, у йәнә хәлқара вәзийәттин пайдилиниш вә уни уйғур миллий дәва ишлири үчүн үнүмлүк хизмәт қилдуруш нөвәттики уйғур тәшкилатлириниң һәр вақит диққәт нәзиридә болуши керәк дәп тәкитлиди. Ахирида у муһаҗирәттә яшиғучи һәр бир виҗдан игилириниң өзлири мумкин болған имканийәтләрдин пайдилинип вәтән дәваси үчүн тәшвиқат җәһәттин күч қошушиниң зөрүрлүкини әскәртип өтти.

Тәпсилатини юқиридики аваз улиништин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.