Түркийәдә икки шәрқий түркистан җумһурийити хатириләнди
2006.11.06
Истанбулда паалийәт әлип бериватқан шәрқий түркистан вәхпиниң орунлаштуруши билән 1933 - йили 11 - айниң 12 - күни қәшқәрдә, 1944-йили 11 - айниң 12 - куни ғулҗида елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң қурулуш йили мунасивити билән икки җумһурийәтни хатирләш йиғини өткүзүлди.
Йиғин шеһитләрниң роһиға атап бир минутлуқ сүкүттә туруш билән башланди. Йиғинға истанбул университети тарих бөлүми оқутқучиси профессор, доктор абдулқадир донук әпәнди риясәтчилик қилди. Йиғинда истанбул университети әдәбият факултети оқутқучиси өмәр қул әпәнди шәрқий түркистан ислам җумһурийити 23 йәшида темисида, мимар синан гүзәл сәнәтләр университети тарих бөлүми оқутқучиси профессор, доктор аһмәт ташағил әпәнди, шәрқий түркистан җумһурийити 62 йешида темисида соз қилди. Йиғинниң ечилиш нутиқини пенсийигә чиққан гәнәрал, шәрқий түркистан вәхпиниң башлиқи мәмәт риза бекин қилди. У мундақ деди:
Қиммәтлик меһманлар, һөрмәтлик оқутқучилар вә әзиз юртдашлирим, һәр йилдикигә охшаш бу йилму әзиз юртимиз шәрқий түркистанда йеқин тарихимизда шәрқий түркистан нами билән қурулған дөләтлиримизни хатирләш мәқсити билән бу йәргә йиғилип олтуруптимиз. Бүгүнкидәк соғуқ вә ямғурлуқ күндә бу йиғинимизға қатнашқанлиқиңлар үчүн һәммиңларға шәрқий түркистанлиқлар намидин рәһмәт ейтимән. Бу икки җумһурийәтниң қурулуш тарихи охшашла 11-айниң 12-кунигә тоғра келиду. Қәшқәрдә қурулған җумһурийәт 1933-йили 11-айниң 12-кунигә тоғра келиду, ғулҗида қурулғини болса 1944-йили 11-айниң 12-кунигә тоғра келиду. Бу 11-айниң 12-куни сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә чақирилған бир йиғинға тәклип қилинғанлиқим үчүн бу җумһурийәтләрниң қурулушини бир һәптә бурун хатирләп олтуруптимиз. Төвәндә қиммәтлик билим адәмлиримиз бу икки җумһурийәт һәққидә әтраплиқ мәлумат бериду. Йиғинимизниң мувапиқйәтлик болушини тиләймән.
Кейин истанбул университети оқутқучиси өмәр қул әпәнди шәрқий түркистан ислам җумһурийити 73 йешида темисида соз қилди. У мундақ деди:
Шәрқий түркистанда қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә қарайдиған болсақ, һәр җәһәттин 21-әсиргә яришидиған бир җумһурийәт иди. Бу җумһурийәт хитайларниң вә русларниң шәрқий түркистан хәлқигә елип барған бесим вә зулмигә қарши елип берилған курәшләр нәтиҗисидә қурулған бир җумһурийәттур.
Өмәр қул әпәнди шәрқий түркистан хитайлар тәрипидин беқивелинған мустәмликә дөләт икәнликини, һәргизму хитайниң земини әмәсликини тәкитләп мундақ деди:
Шуни тәкитләш керәкки, яқупхан бәдәвләтиниң 1863-йили қурған дөлити 14 йил мустәқил қалған. Бу дөләт османли империйисиниң әлчилири арқилиқ османли дөлитигә итаәт қилғанлиқини билдүргән вә әйни замандики османли падишаһи султан абдуләзиз намида пул бастурған.1875-Йилида яқупхан бәдәвләти вапат болғандин кейин хитайлар бу земинни бесивалиду. Бу заманда шәрқий түркистанға шинҗаң исмини бериду. Һәммимизгә мәлум болғандәк шинҗаң дегән гәп йеңи тупрақ дегән мәнидә болуп, буниңдинму шәрқий түркистан земининиң хитай земини әмәсликини очуқ ашкарә көривалалаймиз.
Кейин, мимар синан гүзәл сәнәтләр университети тарих оқутқучиси аһмәт ташагил әпәнди соз қилди. У сөзидә уч вилайәт инқилабиниң бир мустәқиллиқ инқилаби икәнликини, һәргизму хитай тарихчилар дегәндәк, җоңго инқилабиниң бир қисми әмәсликини ейтип мундақ деди:
Бу инқилап хитайларниң дегинидәк әмәс, әксичә империализмға қарши елип берилған бир инқилаптур. Бу уруш һөкүмити, министирлири, дөләт башлиқлири вә хәлқлири билән биллә елип берилған бир азадлиқ урушидур. Бу уруш бәзи сәвәпләрдин түпәйли йәни хитай вә русийидин ибарәт ики чоң күчниң тил бириктүрүши билән мәғлуп қилинған бир уруш. Хитайлар дегәндәк гоминданға қарши бир уруш әмәс.
Профессор, доктор аһмәт ташагил әпәнди хитайниң оз тарихи мәнбәлиригила қарайдиған босақ бу земинниң һәргизму хитай туприқи әмәсликини көрүвалғили болидигнанлиқини ейтип мундақ деди:
Тарихи мәнбәләрдә бу йәрниң шәрқий түркистан дәп йәр алғанлиқи һәммимизгә мәлум. Хитайларниң оз тарихи мәнбәлиридила бу земинниң хитай земини әмәслики йезилған. Хитайларниң шинҗаң әзәлдинла хиайниң земини дәп йезишип пәқәтла сияси көзқараш халас. Уйғур билим адәмлири вә шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири хәлқараға бу земинниң хитайниң мустәмликә райони икәнликини яхши аңлитиши вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида беқивелинған тупрақ икәнликини қобул қилдуруши керәк. Буниң үчүн һәқиқи шәрқий түркистан тарихини йезип чиқиш керәк.
Бу ики җумһурийәтни әсләш йиғиниға истанбулда яшаватқан уйғурлар вә түркләрдин болуп коп санда киши қатнашти. Биз йәнә бу йиғинға қатнашқан уйғурлардин коз қарашлирини алдуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- Ғулҗидики "үч вилайәт инқилабий сиясий- мәдәнийәт паалийәт мәркизи" мәмликәт бойичә нуқтилиқ қоғдилидиған орун дәп елан қилинған
- "Шәрқий түркистан" мустәқиллиқи кимниң арзуси?
- 80 яшқа киргәнлики мунасивити билән мәсумҗан зулпиқарофни зиярәт(2)
- 80 яшқа киргәнлики мунасивити билән мәсумҗан зулпиқарофни зиярәт
- Хитайниң тарихий шәхсләргә болған баһаси
- Икки җумһурийәт һәққидә доктор қаһар барат билән сөһбәт(2)
- Икки җумһурийәт һәққидә доктор қаһар барат билән сөһбәт(1)
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катипи абдурәуф мәхсум ибраһими(3)