Икки чоң йиғинниң “дағдуғиси” ға дунядики учур васитилири қизиқмиди

Хитайниң икки чоң йиғинидики һәшәмәтлик паалийәтләр дунядики чоң учур васитилириниң һечқайсини, һәтта уйғурлар һәққидики һәр қандақ бир учурчиликму қизиқтуралмиди.
Мухбиримиз вәли
2012.03.05
wen-jiabao-jyabaw-ikki-chong-yighin-305.jpg Икки чоң йиғинда вен җябав сөз қилмақта. 2012-Йили 5-март, бейҗиң.
AFP

Әмма дунядики бир қисим учур васитилири һазир хитайда ечиливатқан бу һөкүмәт йиғинини әмәс, хәлқниң бу йиғинға қайтурған инкаслирини хәвәр қилди.

Хитайниң икки чоң йиғини бейҗиңда башланғандин буян, хитайниң шинхуа агентлиқи уни дағдуғилиқ йиғин, дөләтниң кәлгүсини йорутуп бәргән йиғин.... Дәп тәсвирләп хәвәр елан қилишқа башлиди. Әмма бу йиғинниң дағдуғиси дунядики учур васитилириниң һечқайсини, һәтта уйғурлар һәққидики һәр қандақ бир учурчиликму қизиқтуралмиди. Улар һазир хәлқниң бу йиғин һәққидики инкаслиринила хәвәр қиливатиду.

“б б с” бүгүн хитайда ечиливатқан икки чоң йиғин һәққидә елан қилған мақалисидә, оқурмәнләрниң “вен җябавниң доклати дорапуручниң сәксән халтисиға охшайду” дегән баһасини мақалисиниң мавзуси қилди. Бу мақалидә, вен җябав доклатида сапла, шәһәрләрдә йеңидин ишқа орунлаштурулған адәм сани 9 милйондин артуқ, истемал буюмлири баһасиниң өсүши 4% әтрапида контрол қилинди, експорт 10% өпчөрисидә көпәйди дегәндәк ениқсиз мәлуматларни бәрди. У адәттә сиясий ислаһат елип беришни оттуриға қоюп келивататти, әмма бу икки чоң йиғинда пәқәт “ислаһат елип бериш” дегәннила тәкрарлиди, униң қандақ ислаһат икәнлики, қандақ елип бериш лазимлиқи тоғрисида бир еғизму тәпсилий учур бәрмиди, униң доклати қуруқ гәп билән толди, дәп көрсәтти.

“франсийә агентлиқи” бу икки чоң йиғин һәққидә елан қилған хәвиридә, вен җябавниң доклатида бу йил өстүрүлгән һәрбий хамчоти “йәрлик урушта ғәлибә қилиш иқтидарини өстүрүш” кә ишлитилиду, дегини әмәлийәттә хитайдин башқа милләтләрни бастуруш үчүн сақчиларни қоралландурушқа қоллинилиду дегини дәп көрсәтти. Шундақла йәнә, вен җябавниң “земин һоқуқиға хилаплиқ қилмаслиқ” ни тәкитлишиниму, дәл йәр- земин вә байлиқ дөләтниң дегән қанунни тәкитлигәнлики, һечқачан хәлқниң земин һоқуқи барлиқини етирап қилғанлиқи әмәс, дәп көрсәтти.

“хитайға нәзәр” тор гезити бүгүнки мақалисидә, хитай һөкүмити бейҗиңда ечиливатқан икки чоң йиғинни қоғдаш үчүн сәпәрвәр қилған бихәтәрлик хадимлири бир “вәкил” гә 140 тин тоғра келиду дәп көрситипла қалмай, бәлки хитай һөкүмити икки чоң йиғинни баһанә қилип бейҗиңда пәйда қилған җиддий һаләтләрниң нәқ мәйдандин тартилған рәсимлириниму елан қилди.

“бошун” тор гезитиниң баян қилишичә, хитайда ечиливатқан икки чоң йиғин, гәрчә хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәш йиғини дәп аталсиму, әмма йиғин йәнила хитай коммунист партийә мәркизи комитети сиясий бюросиниң 9 нәпәр даимий әзасиниң образи, авази вә уни махтайдиған қуруқ гәп билән толған йиғин болди. Бу йиғинға қатнашқан “вәкил” дәп аталғанлар, худди шветсийидики уйғур ейтқандәк, коммунист партийә ясивалған қорчақ яки тәштәктинла ибарәт.

“америка авази”ниң баян қилишичә, хәлқ қурултийиниң баянатчиси ли җавшин бу қетим йәнә, өзиниң меңисигә орнап кәткән демократийигә болған өчмәнликини ашкарилимай қалмиди. У, хитайда иқтисадий тәрәққият тәкши әмәс, бәзи җайларда қатнаш қулайлиқ әмәс, қатнаш қулайсиз җайда биваситә сайлам елип беришқа болмайду дәп җакарлиған.

Хоңкоңда чиқидиған “миңбав гезити” ниң баян қилишичә, йеңи чегра хәлқ қурултийиниң муавин башлиқи су җж бүгүн хитайниң икки чоң йиғинида, һөкүмәт һечқачан хәлқниң диний етиқад қилиш әркинликини чәклигини йоқ дегән. Шундақла у қағилиқ вәқәси һәққидә тохталғанда, йеңи чеградики миллий тоқунушни йошуруш үчүн, һазир йеңи чеграда вәзийәт муқим, һәйран қалғудәк бирәр вәқә йүз бәрмиди, қарақчи дегән һәммә дөләттә бар, дегән.

Әмма радиойимизниң хитайчә бөлүминиң баян қилишичә, бүгүн ақсу конашәһәр наһийисиниң җам мәһәллисидики сақчи понкитидин мухбиримизниң соаллириға җаваб бәргән бир сақчи, хитай һөкүмити бу наһийидә өткән һәптидә “қанунсиз тәшвиқат буюмлири” дегән нам билән қәдимки китабларни көйдүргәнликини ашкарилап қойди. Хәвәрдә ейтилишичә, бу сақчи йәнә, көйдүргән қуранниң қанунсиз яки әмәсликини бекитиштә, униң инглизчә нусха яки башқа йезиқтики нусха икәнликигә қарап бекиттуқ дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.