Илһам тохти, қайнам җаппарниң ярилиниш вәқәси һәм үрүмчи вәзийити һәққидә тохталди
Мухбиримиз миһрибан
2009.09.08
2009.09.08
Сүрәтни аңлиғучилиримиздин бири тәминлигән.
Қайнам җаппар әпәндиниң 3 - сентәбир күни чүштин кейин, үрүмчидә хәлқ мәйданида намайиш қилип, һөкүмәт тарқитивәткәндин кейин намайиштин янған хитай зораванлири тәрипидин, өз мәһәллиси бәхт йолидики навайхана йенида уруп яриландурулғанлиқи һәққидики хәвәрни уйғурбиз тор бекити һәм әркин асия радио истансисиниң хитай болуми қатарлиқ мәтбуатлар йәкшәнбә вә дүшәнбә күнлири хәвәр қилған иди.
Түнүгүн кечә исмини ашкарилашни халимиған бирәйләнму әркин асия радио истансисиниң уйғур бөлүмигә хәт йезип,қайнам җаппар әпәндиниң һазир үрүмчидики уйғур аптоном районлуқ хәлқ дохтурханисида давалиниватқанлиқини мәлум қилиш билән биллә, қайнам җаппар әпәндиниң рәсими вә униң һөснихәтлиридин 2 парчини әвәтип бәргән иди.
Биз қайнам җаппар әпәндиниң ярилиниш сәвәби, униң саламәтлик әһвали һәм үрүмчиниң һазирқи әһвалини техиму ениқ игиләш мәқситидә һазир бейҗиңда туруватқан мустәқил тәтқиқатчи, уйғурбиз тор бекитиниң саһиби илһам тохти әпәндини зиярәт қилдуқ. Зияритимизни қобул қилған илһам тохти әпәнди қайнам җаппар әпәндиниң ярилиниш сәвәби һәм униң һазирқи әһвали һәққидә тохталди. Илһам тохти әпәнди қайнам җаппар әпәндиниң уйғурлар ичидики көзгә көрүнгән хәттат, фотограф икәнликини, өзиниң уйғурбиз тор бекитиниң актип иштиракчилиридин бири болған шинҗаң қанунчилиқ гезитиниң мухбири ғәйрәтҗан нияз әпәндидин бу хәвәрни аңлиғандин кейин, бу хәвәрни уйғурбиз тор бетидә елан қилғанлиқини баян қилди.
Илһам тохти әпәнди, қайнам җаппар әпәндигә охшаш бигунаһ пуқраларниң уруп яриландурулуш қилмишиға қарита өз қаришини оттуриға қоюп, 2 - сентәбирдин башлап үрүмчидә хитай пуқралириниң елип бериватқан намайиши һәм намайиштин кейин бир қисим хитай зораванлириниң үрүмчи кочилирида учриғанлики уйғур пуқралирини уруп яриландуруш қилмишиниңму охшашла қанунға хилап қилмиш икәнлики һәққидә тохтилип, һөкүмәтниң хитай пуқралириғиму қануний тәрбийә елип бериши керәкликини, һөкүмәтниң "йиңнә санҗиш вәқәси"ниң һәқиқий маһийитини ениқлап, мәсилини сәгәклик билән һәл қилиши керәкликини оттуриға қойди.
Илһам тохти әпәнди һазир үрүмчи вәзийитиниң наһайити җиддийликини, уйғурлар билән хитай пуқралири оттурисидики мунасивәтниң җиддийлишип кәткәнликини, һөкүмәтниң өз хизмитидә милләтләр арисидики мунасивәтни тоғра һәл қилишқа етибар беришини, қанун бойичә иш елип берип, бигунаһ пуқраларниң ярилиниши һәм өлүшини кәлтүрүп чиқарған зораванларға нисбәтән мәйли у қайси милләт болушидин қәтий нәзәр қанун бойичә, хәлқниң райи бойичә адиллиқ билән баравәр муамилидә туруп, һәл қилиши керәкликини оттуриға қойди.
Зияритимиз җәрянида илһам тохти әпәнди, өзиниң хитай һөкүмитидин нөвәттики уйғурлар билән хитайлар оттурида йүз бериватқан бир қатар мәсилиләргә соғуққанлиқ билән сәгәк муамилә қилишини, өз тәшвиқатлирида һәм мәсилиләрни һәл қилиш җәрянида, милләтләрниң миллий һисятиға әһмийәт беришини, милләтләргә қанун бойичә баравәр муамилә қилишини, хитай пуқралириғиму қануний сапа тәрбийиси елип бериши керәкликини, һазирқи вәзийәт кеңийип уйғурлар билән хитайлар оттурисидики миллий өчмәнликкә айлинип кәтсә, буниң һәр икки милләт учун пайдисиз икәнликини,инсани баравәрлик нуқтисидин туруп мәсилини қанун бойичә һәл қилиши керәкликини оттуриға қойди.
Илһам тохти әпәнди зияритимиз ахирида, өзиниң һәр қандақ зораванлиққа қарши икәнликини, мәйли уйғурлар арисидики радикал күчләр болсун яки хитай миллити арисидики радикал күчләр болсун, буларниң һәр иккисигә өзиниң қарши туридиғанлиқини, өзиниң вастилиқ йоллар арқилиқ өз қарашлирини баян қилип келиватқанлиқини, өзиниң хәлқ мәнпәтини чиқиш қилип қанун бойичә иш елип бериватқанлиқини, миллий баравәрликни тәшәббус қилидиғанлиқини, шуңа өзиниң хитай һөкүмитиниң қануниға хилап һечқандақ иш қилмиғанлиқиға ишәнчи камил икәнликини, һөкүмәтниң мәсилини адиллиқ билән, қануний йол билән һәл қилишиға ишинидиғанлиқини ипадилиди.