Илһам тохти 18-қурултай мәзгилидә өз юртидинму қоғланди

Хитай һөкүмити “сәзгүр шәхс” сүпитидә муамилә қилип келиватқан бир қисим кишилик һоқуқ актиплири вә зиялийлар хитайниң 18-қурултийи мәзгилидә буйруқ билән бейҗиң шәһиридин айрилишқа мәҗбурланған.
Мухбиримиз меһрибан
2012.12.03
ilham-tohti-305.jpg 2009‏-Йили феврал. Илһам тохти фррансийидә
RFA

Хитай мәркизи милләтләр университети дотсенти илһам тохти әпәндиму әнә шу кишилик һоқуқ актиплири йолуққан қисмәтләргә  дуч кәлгән.  У бу йил 20-өктәбир  бейҗиңдики икки нәпәр дөләт аманлиқини қоғдаш сақчисиниң назарәт қилиши билән үрүмчигә йетип кәлгән. Әмма у өз юртидиму қоғланған.

Радиомиз зияритини қобул қилған илһам тохтиниң билдүрүшичә, әйни чағда униң уйғур дияриға йетип келишиму йәрлик даириләрни биарам қилған. Һәтта  униң билән көрүшкән вә телефон алақиси қилған кишиләрму қаттиқ агаһландурушқа учриған вә назарәт астиға елинған.

Илһам тохти әпәнди йәнә, уйғур аптоном районидики йәрлик сақчи даирилириниң униң аилә әзалири вә уруқ-туғқанлириға давамлиқ бесим ишлитиши, униңға еғир роһи бесим елип кәлгәнликини билдүрди.

Бу йил 9-ай мәзгилидә “твитер” қатарлиқ тор бекәтлиридә елан қилинған учурлардин мәлум болушичә, илһам тохти әпәндиниң бу йил 6 яшқа киргән оғли бейҗиң хәйдийән районидики башланғуч мәктәпкә қобул қилинмиған.

Илһам тохтиниң билдүрүшичә,  мәктәп даирилири униң оғлиниң немә үчүн мәктәпкә қобул қилинмиғанлиқи һәққидә һечқандақ чүшәндүрүш бәрмигән, бейҗиң сақчи даирилири болса оғлиниң мәктәпкә қобул қилинмаслиқи униң паалийәтлири билән мунасивәтсиз икәнликини изаһлашқа тиришқан.

Мәлум билишичә, мунасивәтлик даириләр илһам тохти билән көрүшүп, хитай компартийисиниң 18-қурултийидин кейин  оғлиниң оқуш мәсилиси һәл болидиғанлиқини билдүргән болсиму, әмма униң оғли та бүгүнгичә мәктәпкә кирәлмигән.

18-Қурултай мәзгилидә  нәзәрбәнд астиға елинған илһам тохти әпәнди, өткән һәптә радиомиз уйғур бөлүминиң мәхсус зияритини қобул қилип, өзиниң 18-қурултайдин кейинки уйғур вәзийити вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясити һәққидики қарашлирини баян қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.