Илһам тохти: уйғурлар билән хитайларниң түп пәрқи һоқуқ мәсилиси
2012.12.13
![ilham-toxti-tohti-kamera.jpg ilham-toxti-tohti-kamera.jpg](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/ilham-toxti-12132012154854.html/ilham-toxti-tohti-kamera-305.jpg/@@images/893ea008-56ac-488b-8772-be95fb7be0e8.jpeg)
“мән һазир бир яман йүзлинишни (ақивәтни) һес қиливатимән, пүтүн мәсулийәт уйғурларниң зиммисигә йүкләнмәктә, уйғур зиялийлириниң үстигә артилмақта. (Улар)силәр тәшәббускарлиқ билән өзгириңлар дәйду, силәрниң араңлардики җинайәтчиләрни елип кетимиз, сәргәрдан балилириңларни йиғивалимиз дәйду.
Күлкилик әмәсму бу! әҗәба биз өзимизгә игә болаламдуқ? әгәр биз 20 адәмни тәшкилләп йиғилидикәнмиз, шу һаман дөләт аманлиқини қоғдиғучи сақчилар келип сени тутиду. Биз һазир өз җәмийитимизгә, маарипимизға вә тилимизға игә болалмайдиған милләткә айландуқ.”
Мана бу, өзиниң уйғурлар вә уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидики тәтқиқатлири вә қарашлири билән ғәрб демократик дөләтлири вә хәлқара мәтбуатларда тонулған, хитай һөкүмити тәрипидин болса 5-июл үрүмчи вәқәсидә “қутратқулуқ ролини ойниған” дәп әйиблинип, узундин буян тәқиб астиға елинип кәлгән хитай мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәндиниң йеқинда хоңкоңда чиқидиған“қуяш вақти һәптилик гезити” мухбириниң мәхсус зияритини қобул қилғинида дегән сөзлири.
Илһам тохти әпәнди “қуяш вақти һәптилик гезити” мухбириниң “сизниңчә, шинҗаңдики уйғурлар вә хитайлар арисидики баравәрсизлик қайси җәһәттә ипадилиниду?” дегән соалиға җаваб берип мундақ дәйду.
“һоқуқ. Сиз шинҗаңдики хәнзуларниң ширкәтләргә игидарчилиқ қилиши уларниң бу җәһәттә иқтидари күчлүк болғанлиқидин дегәнгә ишинәмсиз? ундақ әмәс. Һазирқи җуңго базар игиликидики иқтисади қурулмида әмәс, бәлки һоқуқни дәсмайә қилған қурулмида. Шинҗаң техиму шундақ. Һоқуқ негизлик мәсилә. Қалғанлирини аста-аста өзгәртишкә болиду. Әмәлийәттә милләтләр арисидики бәзи шәртләр баравәр әмәс. Буни чүшиниш толиму асас. Әмма һоқуқ кәлтүрүп чиқарған баравәрсизликни қобул қилғили болмайду. Улар миллий зиддийәтни дәстәк қилип һоқуқни мустәһкәмлимәкчи. Әмма бу хил һоқуқ билән миллий мәнпәәт оттурисидики зиддийәт тоқунушқа сәвәб болуватиду.”
2009-Йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсидә уйғур аптоном райониниң хитай миллитидин болған сабиқ секретари ваң лечүән вә хитай һөкүмити тәйинлигән рәис нурбәкри қатарлиқлар илһам тохти әпәндини вәқәдә қутратқулуқ қилди дәп әйиблигән. Шундақла илһам тохтиниң саһиблиқидики уйғур биз тор бекити вә диярим қатарлиқ уйғур тилидики барлиқ тор бекәтлирини тақаш һәққидә буйруқ берип, бу тор бекәтлириниң саһиблири, башқурғучилири, мухбирлар вә тор бекәтлиридә мақалә елан қилған бир түркүм уйғур зиялийлирини түрмигә ташлиған иди. Гәрчә 2009-йили 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай һөкүмитиниң мәркизи болған бейҗиңда туруватқан илһам тохти әпәнди түрмигә ташланмиған, қамақ җазасиға һөкүм қилинмиған болсиму, әмма уйғурларниң һәқ-һоқуқлири һәққидә язған мақалилири вә хәлқара мәтбуатларниң зияритини қобул қилғанлиқи сәвәбидин униң барлиқ паалийәтлири тәқиб астиға елинип, униң билән алақиләшкән һәрқандақ уйғур хитай дөләт бихәтәрлик хадимлириниң агаһландуруши һәтта тутқун қилинишиға учриған иди.
Илһам тохти әпәнди “қуяш вақти һәптилик гезити” мухбириниң зияритини қобул қилғинида, мухбирниң “сиз, шинҗаң мәсилиси һәққидики қарашлириңиз сәвәбидин бесимға учридиңизму?” дегән соалиға қарита, өзиниң 1994-йилдин башлапла һәр хил тәқиб қилиш вә сорақ қилишларға учриғанлиқини төвәндикидәк баян қилиду.
“бастуруш, хата чүшиниш-мана буларниң һәммиси мән йолуқуватқан қисмәтләр. Һөкүмәт даирилири илгири мениң пикирлиримни аңлашни халайдиғанлиқини билдүрүп, мәркизи һөкүмәткә қарита мақалә йезишимни ейтқан иди. Илгири мәнму мәркизи һөкүмәткә қарита тәшәббускарлиқ билән хәт йезип, пикир-қарашлиримни ейтқан идим. Әмма һазир мән үмидсизләндим, хәт язмайдиған болдум. Мән елан қилған “маариптики, уйғурларниң нопус сапасиға тәсир қиливатқан иқтисади мәсилиләр” намлиқ тәкшүрүш доклатим сәвәблик, 1994-йили дөләт бихәтәрлик хадимлири тунҗи қетим өйгә издәп кәлгинидә, мениң қабаһәтлик чүшлирим башланди. Әйни чағда апам сараң болуп қалай дегән иди. Гәрчә мениң йетәкчи оқутқучимниң ярдими билән мақаләм мукапатқа еришип, мән түрмигә ташлиништин аман қалған болсамму, әмма әнә шундин кейин мениң һәрқандақ илмий тәтқиқат темиси елишимға йол қоюлмиди. Нормал дәрс өтүшүмгә чәклимиләр қоюлди.”
Илһам тохти әпәнди 2009-йили 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин өзигә қаритилған тәқипниң техиму күчәйтилгәнликини билдүрүп, өзиниң йеқинқи йерим йил ичидики әһвалини мундақ тәсвирләйду.
“йеқинқи йерим йилдин буян, мениң қол телефонум вә компютерим даим етиклик вә интернет үзүветилгән һаләттә болуп кәлди, азрақ шәпә болсила, йәни қандақтур бир йиғин яки бирәр дөләтниң рәһбири зиярәткә кәлсила, өйүмдики интернет үзүветилиду, телефонда үнүм тохтитип қоюлиду. Әмма интернет вә телефон һәққи йәнила елиниду. Сақчилар болса һәр күни ишиким алдида гүзәттә туриду, түгимәс сөһбәтлишишләр давамлишиду.
Әгәр, сиз мәндин “юқири рәһбәрлик” билән сөзлишәләйдиған мәйдан һазирлидиңизму дәп сорисиңиз, мән өзүмниң мунбирини таптим, у болсиму дөләт аманлиқини қоғдаш хадимлири келип маңа бесим ишләткән чағ. Ашундақ чағда мән тохтимай сөзләймән. Мана бу мениң бирдин-бир сәһнәм. Мәйли ақивитимниң қандақ болушидин қәтийнәзәр мән пәқәт һәқиқий авазимни аңлатсамла болди.”
Илһам тохти әпәнди хоңкоң “қуяш вақти һәптилик гезити” мухбириниң зияритини қобул қилғинида йәнә, йеқинқи 20 йилдин буян хитайда баш көтүргән чоң хитайчилиқ вә бу хил хаһиш тәсиридин уйғур қатарлиқ милләтләр учраватқан бесим һәққидә тохталғандин башқа, мухбирниң “шинҗаң мәсилисидә уйғур зиялийлириниң пикри һөкүмәтниң етибариға елиндиму?”, “әгәр хитай дөлити демократийә йолиға маңса, шинҗаң мәсилиси һәл боламду?”, “хитай зиялийлири уйғурларниң әһвалиға қарита қандақ чүшиниш вә қоллашта болуватиду?” дегәнгә охшаш соаллириға җаваб бәргән болуп, биз сөһбәтниң давами һәққидә давамлиқ мәлумат беришкә тиришимиз.