Илһам тохтиниң нәзәрбәнд қилинишиға сәвәб болған лексийә (1)
2010.12.17
Илһам тохти :"мениң нәзәрбәнд қилинишимға мән сөзлигән лексийә асаси сәвәб болди"
Илһам тохти әпәнди бүгүн зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу қетим нәзәрбәнд қилинишидики сәвәбләр һәққидә тохталди.Илһам тохти әпәнди өзиниң әһвалини баян қилип, бир айдин буян бейҗиңдики дөләт аманлиқини қоғдаш хадимлири тәрипидин көп қетим “ чай ичип сөһбәтлишиш” кә чақиртилғанлиқини, болупму 3- декабир күни өзиниң бейҗиңдики һәр милләт зиялийлири қатнашқан бир қетимлиқ лексийисидә, уйғур аптоном районида йүргүзүлүватқан миллий сиясәт һәм уйғурлар билән хитайларниң районда биллә яшаш җәрянида сақлиниватқан конкрет мәсилиләр һәққидә лексийә сөзлигини үчүн, шу күни лексийигә қатнашқан дөләт аманлиқини қоғдаш хадимлири тәрипидин “ бу лексийә сәзгүр темида сөзләнди” дәп қарилип, өзиниң сөһбәт өткүзүш намида бир кечә өйигә қайтурулмиғанлиқини билдүрди.
Илһам тохтиниң лексийисидә хитайниң уйғурларға қаратқан миллий сиясити тәнқид қилинған
Илһам тохти әпәнди йәнә елхәт арқилиқ, 3- декабир күни сөзләнгән лексийиниң толуқ текистини әвәтип бәрди. Лексийигә "шинҗаңдики миллий сиясәт, уйғурлар билән хитайлар қандақ шараитта баравәр яшиялайду?" дегән тема қоюлған болуп, илһам тохти әпәнди өз лексийисидә 1955-йили уйғур аптоном райони қурулғандин буянқи миллий аптономийә сияситиниң районда иҗра қилиниш җәрянида сақланған мәсилиләр һәм райондики йәрлик милләтләрниң наразилиқи қозғилишидики сәвәбләр һәққидә тохталған.
Биз бүгүнки программимизда лексийиниң кириш сөз қисми һәм уйғур аптоном районида йүргүзүлүватқан миллий сиясәтниң алаһидилики һәққидики қисмини тонуштурмақчимиз.
Лексийиниң кириш сөз қисмида коммунист һакимийәтниң уйғурларға қаратқан миллий сиясити һәм манҗу истеласидин буян һәл болмай кәлгән миллий зиддийәт оттуриға қоюлған.
Илһам әпәнди лексийиниң кириш сөз қисмида мундақ баянларни бериду:
"2010- Йили уйғур аптоном райониниң қурулғанлиқиға 55 йил болди. Җуңго коммунист партийиси 1949- йили һакимийәтни қолиға алғинидин буян, бу земин җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң өлкә дәриҗилик мәмури райониға айланди. Җуңго коммунист һөкүмити ичкири райондики хәлқләрни коллектип һалда районға көчмән болуп олтурақлишишқа тәшкиллиди. Нәтиҗидә хитай миллитини асас қилған көчмәнләр районға көчүрүп келинип, бу йәрдики милләтләрниң миллий қурулмисиниң өзгиришини кәлтүрүп чиқарди.2009- Йили йил ахириға кәлгәндә райондики хитайларниң нисбити 1949- йилдики 4.5% Тин 39% кә йәтти. Һалбуки уйғурларниң нисбити болса әслидики 80% тин 47% кә чүшүп қалди. Бу хил әһвал районда уйғурлар һәм хитайлардин ибарәт икки чоң милләт қурулмисини шәкилләндүрди. Бу икки милләтниң тарихи, мәдәнийити, тили, етиқади, сиясий қариши қатарлиқлар тамамән охшимайтти. Миллий алаһидиликиму рошән пәрқлиқ болуп. Бир-биригә қарму-қарши иди. Бу хил қарму-қаршилиқ вә пәрқ ичидә уйғур аптоном райониниң һазирқи алаһидә мәдәнийәт муһити шәкилләнди."
Илһам тохти әпәнди кириш сөз қисмида йәнә манҗу истеласидин буян районда миллий зиддийәтниң үзлүксиз һәл болмай кәлгәнликини оттуриға қойған.
Илһам тохти әпәнди бу һәқтә мундақ баян бериду:
"Уйғур райони җуңхуа империйисигә киргүзүлгәндин буян, райондики милләтләргә қаритилған сиясәт мәркизи һөкүмәт билән йәрлик һакимийәт оттурисидики асаси тема болуп кәлди. Чүнки районда йүргүзүлгән һәрқандақ сиясәт бу йәрниң һөкүмәт түзүлмиси, иқтисадий тәрәққияти, маарип түзүми, байлиқ тәқсимати қатарлиқларниң һәммиси районда йүргүзүлүватқан миллий сиясәт билән мунасивәтлик. Бу шинҗаң мәсилиси тәтқиқати билән шуғуллинидиғанлар бирликкә кәлгән ортақ қараш. Әмма, җуңго һоқуқ мәркәзләшкән бир дөләт болуш сүпити билән, миллий мәсилидә демократийә вә миллий алаһидиликни нәзәрдин сақит қилип кәлди. Дөләт ичидә әҗдиһаниң әвлади, йәнхуаң әвлади дегәндәк нәзәрийиләр күчийип, хитай тили әмәлийәттики дөләт тили дәп қаралди. Илаһсизлиқ тәрғиб қилинип, башқа милләтләрниң әнәниви қарашлири чәткә қеқилди. Шинҗаңдики асаслиқ мәсилә болса уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләр билән хитайларниң өз алдиға айрим нәзәрийиви қарашлири бар, улар бир - биридин пәрқлиқ. Һөкүмәт даирилири 50 нәччә йилдин буян миллий аптономийә түзүмини әмәлийләштүридиғанлиқи һәм яхшилайдиғанлиқини тәкитләп кәлди. Шинҗаң мәсилиси мутәхәссислириму өзлириниң охшимайдиған тәклип пикирлирини қоюп кәлди. Әмма, райондики миллий мәсилиләр һәл болмай кәлди."
Уйғур районидики миллий сиясәттә мәркизи һөкүмәт һәм хитай миллитиниң мәнпәити асас қилинди
Илһам тохти әпәнди хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур аптоном районида йүргүзүватқан сияситидә “ районда хитай миллитиниң һөкүмранлиқ орни капаләткә игә қилинған ” лиқини оттуриға қоюп, мундақ баян қилиду:
"Шинҗаң уйғур аптоном райониниң әң алий һөкүмрани партком һәм дөләт игиликидики идариләрниң рәһбәрлири. Асаслиқ башқурғучиларниң зор көпчилики хитай миллитидин тәркиб тапқан. Бу шинҗаң һөкүмитиниң төмүр түзүми, һәрқандақ аммиви тәшкилат яки шәхсниң бу қаидигә хилаплиқ қилишиға рухсәт йоқ. Илгири мушундақ иди, һазирму шундақ, бәлким йеқин кәлгүсидиму шундақ болуши мумкин. Райондики ахбарат, мәтбуатлар, һәрқайси җәмийәтләрниң әң алий һоқуқлирини тутқучилар йәнила хитайлар. Бу органларниң һәммиси партийә һәм һөкүмәтниң қуруши һәм қоллиши астида барлиққа кәлгән. 60 Йил җәрянида аптоном районниң икки нөвәтлик рәисидин башқа қалған рәисләрниң һәммиси уйғур болған болсиму, әмма аптоном районниң бу рәислириниң һәммиси мәркизи һөкүмәт тәйинлигән һәм узун мәзгиллик көзитиш һәм тәрбийиләштин өткән, садиқлиқ дәриҗиси юқири кишиләр. Хитай миллитидин тәйинләнгән партком секретари һөкүмәтниң асаси һоқуқини өз қолиға алған."
Илһам тохти әпәнди 2009- йили 5- июл үрүмчи вәқәсидин кейинки һөкүмәт қурулмисидики әһвал һәққидә тохтилип мундақ дәйду:
"2009- Йили 5- июл үрүмчи вәқәсидин кейин, мәркизи һөкүмәт шинҗаңға әң зор көләмдики тәтқиқатчилар қошунини әвәтти. Һөкүмәтниң ахбарат васитилириму бу һәқтә бәс-бәстә хәвәр беришти. Шуңа безиләр җуңгониң шинҗаңға қаратқан миллий сияситидә мәлум өзгириш болуши мумкин дәп қарашти. Әмма, мән ундақ қаримаймән. Мениңчә, һазир районда “ ваң тәрәпдарлири ” билән ислаһатчилар тәрәпдарлири оттурисида күч селиштурмиси болғандин башқа, хитай миллитиниң райондики һөкүмранлиқ орнида һечқандақ өзгириш болмиди. Чүнки мәркизи һөкүмәтниң хитайларниң күчи арқилиқ районда сиясәт йүргүзүш һәм районға һөкүмранлиқ қилиш идеологийиси өзгәргини йоқ."
Илһам әпәнди өзиниң бу қаришини мундақ изаһлайду:
"Мәркизи һөкүмәт үзлүксиз һалда биңтуәнни күчәйтишни тәшәббус қиливатиду. Бөлүп бериш усулини қоллинип, ярдәм бериш намида йәр һәм байлиқларни тәқсим қиливатиду. “қош тиллиқ оқутуш” намида пиланлиқ тәшкиллик һалда зор күч билән хитай тили маарипини омумлаштуруватиду. Гәрчә узун йиллардин буян, ишсиз,алий мәктәпни түгәткән яшларни хизмәткә орунлаштуруш пиланини йолға қойидиғанлиқини җакарлиған, шинҗаңға ярдәм намида йәрликтин елинидиған байлиқниң бир қисмини пуқраларниң турмуш муһитини яхшилашқа вәдә қилған болсиму, әмма буларниң һәммиси пилан ичидики бир тамчә сула халас. Чүнки бу тәрәққиятларниң һәммиси райондики хитай миллити һәм йеңидин көчүрүлүп келиватқан көчмәнләрниң мәнпәитини чиқиш қилмақта. Партком секретарлири һәм һәрқайси дәриҗилик хитай һоқуқдарлири бу тәрәққиятниң пиланлиғучилири һәм иҗрачилири. Шундақ болғини үчүн, кәлгүсидә райондики иқтисади сәвийини көрситидиған ‛г д п ‚ ниң ешишиму йәнила районда һөкүмранлиқ орнида туруватқан хитай миллитиниң мәнпәитини асас қилған болиду."
Илһам тохти әпәнди лексийисиниң кейинки қисмида хитай һөкүмити тәрипидин “уйғур аптоном райони” дәп аталған бу земинда уйғурлар билән хитайларға қаритилған сиясәттики пәрқ һәм бу икки милләт оттурисидики зиддийәтниң күчийишигә сәвәб болуватқан амиллар һәққидә тохталған. Биз кейинки программимизда илһам тохти әпәндиниң лексийисиниң кейинки қисмидики мәзмунларни тонуштуримиз.