Илһам тохтиниң нәзәрбәнд қилинишиға сәвәб болған лексийә (3)

Илһам тохти әпәнди лексийисидә йәнә хитай мәркизи һөкүмитиниң характери, қурулмиси, миллий сиясити шундақла хитайдики өлкә, аптоном районларниң мәркизи һөкүмәткә беқиништики конкрет сәвәбләр, йәрлик орунларниң һоқуқи капаләткә игә болуши керәклики қатарлиқ мәсилиләр һәққидиму тохталған.
Мухбиримиз меһрибан
2010.12.23
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
ilham-toxti-liksiyedin-burun.jpg Илһам тохти әпәнди лексийигә кириштин бурун сиртни көзәтмәктә. 2010-Йили 12-июн бейҗиңда.
AFP

Хитай мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, “уйғурбиз тори” ниң саһиби илһам тохти әпәнди, өткән һәптә зияритимизни қобул қилип, өзиниң 9-декабирдин 15-декабирғичә нәзәрбәнд қилинишиға, униң нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбо билән болған достлуқ мунасивитидин башқа 2010- йили 3- декабир күни сөзләнгән “ шинҗаңдики миллий сиясәт ” намлиқ лексийиниң сәвәб болғанлиқини билдүргән иди. Биз алдинқи икки қетимлиқ программилиримизда лексийиниң дәсләпки қисмини тонуштурған идуқ.

“мәркизи һөкүмәт һоқуқ мәркәзләшкән күчлүк һакимийәт”

Илһам тохти әпәнди өз лексийисидә йәнә хитай мәркизи һөкүмитиниң алаһидики һәққидиму бир қәдәр әтраплиқ мулаһизә йүргүзгән. У хитай мәркизи һөкүмитиниң характеригә баһа берип, “ мәркизи һөкүмәт һоқуқ мәркәзләшкән күчлүк һакимийәт ” дәйду.

Илһам әпәнди өзиниң бу қаришини төвәндикидәк изаһлайду: "нәзәрийә җәһәттин елип ейтқанда, хитайниң қанунида һәрқайси аптоном район, областларниң алаһидилики һәм мустәқил тәрәққиятиға һөрмәт қилиш бәлгиләнгән. Мәркизи һөкүмәт дөләт даирисидики ишларға мәсул болуш бекитилгән. Мәркизи һөкүмәтниң аптоном районларниң ишлириға арилашмайдиғанлиқи, һәтта аптоном районларниң мәркизи һөкүмәт бәлгилигән бәзи бәлгилимиләргә өзгәртиш киргүзүш һәтта иҗра қилмаслиқ һоқуқи барлиқи тәкитләнгән. Әмма реал әмәлийәт нәзәрийә җәһәттин бәлгиләнгән қаидә, принсиплар билән охшимайду. Чүнки хитай мәркизи һөкүмити һоқуқ мәркәзләшкән бир һакимийәт. Бу һөкүмәт қурулма җәһәттин зор болупла қалмастин, қанун бәлгиләш һәм қанунни иҗра қилиш яки қилмаслиқни бәлгиләйдиған әң алий һоқуққа игә һакимийәт. Шуниң билән биллә мәркизи һөкүмәт йәнә пүтүн дөләтниң малийиси һәм баҗ системисини контрол қилидиған болуп, җайлардики байлиқ мәнбәлиридинму бәһримән болуш һоқуқиға игә."

“хитайда һәрқайси өлкә, аптоном районлар мәркизи һөкүмәткә шәртсиз бойсуниду”

Илһам тохти әпәнди хитай мәркизи һөкүмити билән йәрлик орунларниң мунасивити һәққидә тохтилип, йәрлик орунларниң өз алдиға мустәқил һоқуқи йоқлуқини тәкитләп мундақ баян қилиду: "хитайда һәрқайси йәрлик һөкүмәт орунлириниң мустәқил һалдики малийә һоқуқи йоқ, чүнки көплигән хам чот пилани мәркизи һөкүмәт тәрипидин һесаблинип, бәлгилиниду. Йәрлик һөкүмәтниң мәркәзгә бойсунуши муқәррәр. Әгәр йәрлик орунлар мәркәзгә бойсунмиса, мәркәзниң чарә көрүши турғанла гәп. Җуңгониң дөләт қурулмиси мәркизи һөкүмәткә һоқуқ мәркәзләшкән дөләт болғини үчүн, бу хил түзүм билән миллий аптономийә түзүми оттурисида әслидинла зиддийәт мәвҗут. Җуңго мәркизи һөкүмитидә йәнә милләт амилиму нәзәргә елинған. Йәни мәркизи һөкүмәтниң иҗрачиси болған компартийигә рәһбәрлик қилғучиларниң һәммиси хитай миллитидин.Җуңгода дөләт рәиси, баш министири һәм һәрқайси министирларниң һәммиси хитай миллитидин сайлиниду."

“уйғур аптоном райони пүтүнләй мәркизи һөкүмәтниң идарә қилишида”

Илһам тохти әпәнди уйғур аптоном райони дәп аталған бу земинниң әмәлийәттә пүтүнләй мәркизи һөкүмәтниң идарә қилишида икәнликини мундақ баян қилиду: "уйғур аптоном райони чеграси ичидики шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш армийиси дәп аталған мәркизи һөкүмәткә биваситә қарашлиқ органму әмәлийәттә мәркизи һөкүмәтниң мәнпәитини чиқиш қилған хитай көчмәнлиридин тәркиб тапқан. Мана шундақ икән, уйғур аптоном райони әмәлийәттә хитайлар рәһбәрлик һоқуқини игилигән бир йәрлик һакимийәтла халас. Әнә шундақ болғини үчүн, нәзәрийә җәһәттин хитай көп милләтлик дөләт, миллий аптономийә түзүми дөләтниң асаси түзүми дәп бәлгиләнгән болсиму, әмма сиясий һоқуқ җәһәттин елип ейтқанда, хитайниң өзи һоқуқ мәркәзгә мәркәзләшкән йәккә түзүлмә астидики дөләт."

“хитайниң миллий сияситидә милләтләр һоқуқи капаләтләндүрүлмиди”

Илһам тохти әпәнди лексийисиниң хуласә қисмида, хитай һөкүмитиниң милләтләр сияситини тәнқид қилип, хитай һөкүмитини өзиниң миллий сияситигә түзитиш киргүзүшкә чақирған.

У лексийисидә өз қарашлирини марксизм тәлиматидики “компартийә хитабнамиси” дин нәқил елиш арқилиқ мундақ баян қилған: "һазир дуня бойичә террорлуққа қарши туруш тәкитлиниватиду. Һалбуки, террорчилиқниң барлиққа келишигә пурсәт һәм базар һазирлап бериватқан миллий сиясәт һәм тәрәққият сиясити өзгәртилиши керәк әлвәттә. Һаким мутләқлиқ һәм чириклик һәр вақит оттура һәм төвән тәбиқидики хәлқни үмидсизләндүриду. Хәлқ өзиниң байлиқтин бәһримән болуш йоли етилип қалғанлиқидин, кишилик һоқуқ орниниң төвәнләп кәткәнликидин үмидсизләнгән чеғида, террор базар тапқан мәзгил болиду. Бир қисим хитай тәтқиқатчилириниң нәзиридә, хитай миллити уйғурларға һәм тибәтләргә иқтисадий җәһәттин ярдәм бериватқан шараитта уйғурлар һәм тибәтләр уларға тәшәккүр билдүрүши керәк дәп қаралмақта. Шуңа улар йәрлик хәлқләрниң немә үчүн хитайларға өчмәнлик қилидиғанлиқини һәм хитай миллити билән улар оттурисида тоқунуш болуватқанлиқини чүшинәлмәйду. Әмма, булар нурғун районларда кишиләрниң мәниви җәһәттики байлиқни, маддий байлиқ һәм бурмиланған әқлий байлиқ, чирикләшкән иҗтимаий җәмийәттин үстүн көридиғанлиқини һес қилип йәтмигән болса керәк. Булар маркс, енгилислар оттуриға қойған компартийә хитабнамисидиму оттуриға қоюлған. Һазир биз хитай миллитини мустәмликичиләр десәк анчә мувапиқ болмаслиқи мумкин. Лекин шинҗаңдики әмәлдарлар уйғурларниң һес туйғусиға етибарсиз қариди. Уларниң немә ойлаватқанлиқини нәзәргә алмиди.

 “уйғурларниң наразилиқиға һөкүмәтниң райондики сиясити сәвәб болди” 

Һазир уйғурлар мәдәнийәт һәм иқтисадий җәһәттә аллиқачан хитайлаштурулуватиду, уйғурлар һеқиқи аптономийидин бәһримән болуш пурситидин мәһрум қалди. Җуңгодики уйғурлар өз аптоном районида тамамән чәтләштүрүлди. Мана әмди өз туприқидиму наһайити тезликтә һеқиқи һалдики аз санлиқ милләткә айландурулуш тәқдиригә дуч кәлмәктә. Шуңа уйғурларға нисбәтән ейтқанда, һеқиқи һалдики баравәр, өзиниң аптономийилик һоқуқи капаләтләндүрүлгән җәмийәт бәрпа қилиш асан әмәс. 14- Март, 5- июл вәқәсидәк вәқәләрдин кейин, җәмийәтшунаслар хитай компартийисиниң миллий аптономийә сиясити вәйран болди дәп қарашмақта. Мушундақ кетивәрсә йәнә 2-3 йил яки 10 йиллардин кейин шинҗаңдики милләтләр мунасивити қандақ болуши мумкин?"

Илһам тохти әпәнди лексийисиниң хуласә қисмида, уйғурларниң һазирқи әһвалиниң өзгириши керәкликини тәкитлигән. У бу мәсилидә хитай һөкүмитини агаһландуруп мундақ дәйду: "һөкүмәтниң юқири бесимлиқ сиясәт, бастуруш, қорқутуш һәм алдаш васитисини қоллинип, мәнпәәтдар гуруһниң һоқуқини қоғдап, башқа милләтниң әсли еришишкә тегишлик һоқуқини игиливелиш арқилиқ өзини қанаәтләндүрүши, һәргизму райондики тинчлиқниң капалити әмәс. Уйғурлар мәңгү бу хил аҗиз һаләттә туруверишкә қанаәт қилмайду, һалбуки өзигә қаритилған бу хил тәңсизлик сияситидин пайдилинип, дәврлик һалдики сиясий, иҗтимаий қаршилиқларни көрситиши мумкин."

“хитай һөкүмити миллий сияситини өзгәртиши зөрүр”

Илһам тохти әпәнди радиомиз зияритимизни қобул қилғинида, хитай мәркизи һөкүмитиниң һазирқи миллий сияситини өзгәртиш зөрүрлүкини көп қетим тәкитлигән иди.

Илһам тохти әпәнди лексийисидиму, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң әмәлий әһвалини нәзәргә елиши зөрүрлүкини тәкитләп: "мән илгирики лексийилиримдә уйғурларниң хитайдики хитай миллитидин йирақ туридиғанлиқини, әксичә оттура асиядики хәлқләр һәтта ғәрб әллири билән техиму йеқинлиқини баян қилған идим. Һазир оттура асиядики 5 дөләт миллий ойғиниш һәм диний җәһәттә ойғиниш дәвридә турмақта. Бу хил реал вәзийәт әлвәттә уйғурларниң өз орниға нисбәтән қайтидин пикир йүргүзүшини кәлтүрүп чиқириду" дәйду.

Илһам тохти әпәнди өзиниң хитай һөкүмитидин күтидиған үмиди һәм һөкүмәткә болған тәлипини муну җүмлиләр билән аяғлаштуриду: "милләтләр арисидики тоқунуш қәдимдин тартипла чоң мәсилә болуп кәлмәктә. Бүгүнки шинҗаң һәм тибәт мәсилиси қандақ йөнилишкә қарап тәрәққий қилиду? биз адәттики адәм болуш сүпитимиз билән хитай коммунист партийисиниң қандақ тәдбир қоллинидиғанлиқини билмәймиз. Әмма, бизниң қилалайдиғинимиз, пәқәтла һөкүмәттин баравәрлик һәм адиллиқ тәләп қилиш."

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.