Илһам тохти: биз әҗдәрһаниң әвлади әмәс

Вашингтон почтиси гезити бүгүн, 4 - январ, профессор илһам тохти вә униң йеқинқи паалийәтлири һәққидә бир парчә мақала елан қилди. Мақалидә баян қилинишичә, илһам тохти нөвәттә уйғурларниң қануний һоқуқ мәнпәәти һәққидә һәптилик ликсийә уюштурмақта.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.01.04
Ilham-tohti-liksiye-sozlimekte-305.jpg Сүрәт, вашингтон почтиси гезити бүгүн, 4 - йанвар, елан қилған профессор илһам тохти "ғәзәпләнгән бир аз санлиқ, аваз чиқиридиған җай тапти" дегән мақалиниң тордики көрүнүши.
www.washingtonpost.com Дин елинди.

Ликсийә һәр җүмә күни уюштурулған болуп, ликсийигә бейҗиң вә шу әтираптки уйғур, қазақ вә хитай оқуғучилар иштирак қилмақта.

Мақалида көрситилишчә, илһам тохти ликсийиисидә миллий кимлик мәсилисини алаһидә тәкитлимәктә. Мақалида нәқил кәлтүрүлүшичә, илһам тохти бир қетимлиқ ликсийисини мундақ башлиған: "биз әҗдәрһаниң әвлади әмәс, бизниң тарихимизни җуңго коммунистик партийиси бәрпа қилған әмәс. Йәни бизниң тарихимиз 60 йиллиқ тарих әмәс, көп узақларға созулған қәдимий бир тарих."

Мақалида, илһам тохтиниң паалийәтлири билән бирликтә уйғурларниң нөвәттики вәзийити һәққидиму алаһидә тохталған. Бу нуқтида уйғурларниң хитайниң миллий сияситин нарази икәнлики, хитай көчмәнлириниң, уйғур районидики иш орунлирини манапул қиливалғанлиқи, уйғур мәдәнийитиниң йоқитилишқа урунулуватқанлиқи, дәл мушу сәвәбтин, 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсиниң келип чиққанлиқи пакитлар билән баян қилинған. Буниң арқидин илһам тохтиниң 5 - июл вәқәсини күшкүрткүчи дәп қарилип, бейҗиңдики бир меһманханида 3 һәптә қамап қоюлғанлиқи вә сораққа тартилғанлиқи баян қилинған.

Мақалида көрситилишичә, у 3 һәптилик нәзәрбәнттин чиқип дәрсханиға киргән күни оқуғучилири синипта орнидин дәс туруп һөрмәт билдүргән вә қизғин чавак билән алқишлиған.

Мақалида баян қилинишичә, илһам тохти ликсийисидә, уйғурлар дуч келиватқан нөвәттики җиддий мәсилиләр вә уни һәл қилишниң чарилирини оттуриға қойған, оқуғучилирини уйғур мәсилисини һәл қилишта чәтәлдин үмид күтүштин бәкрәк, мәвҗут қанунлар арқилиқ миллий мәнпәәтни мудапиә қилишқа чақирған.

Мақалида көрситилишичә, илһам тохти бир қетимлиқ ликсийиси давамида, уйғур райониға қайнайдиған айропиланларда ингилиз тилиниң, пойизларда хитай тилиниң мулазимәт тили болуватқанлиқини, нөвәттики тәңсизликләрниң аддий бир мисали сүпитидә баян қилип өткән. Мақалида, илһам тохти оттуриға қойған бу мәсилиләрниң адәттә хитай җәмийитидә һечким сөзләшкә җүрәт қилалмайдиған мәсилиләр икәнлики көрситилгән.

Мақала аптори, илһам тохти вә униң паалийәтлири һәққидә бир түркүм мутәхәссисләрниң пикрини игилигән. Һарвард университетиниң уйғур тарихи тәтқиқатчиси Rian Thum, илһам тохтиниң нутуқ қабилийитигә вә җасаритигә апирин оқуш билән тәң, униң өз вәдиси бойичә, нутуқ сөзлигәндә вә мақалә язғанда хитай дөлитиниң асаслиқ қанун принсиплиридин чәтнимәйватқанлиқини әскәрткән.

Хитай зиялийси ваң лишюң, "әгәр һөкүмәт, илһам тохтиға охшаш бир кишини дүшмән дәп қариса, у чағда, аз санлиқ милләтләр билән мунасивәтниң яхшилинишидин үмид күтүш мумкин әмәс," дегән.

Аптор йәнә, ликсийигә қатнашқан бир уйғур оқуғучини зиярәт қилған. У оқуғучи, "илһам тохти бизниң вәкилимиз. У дәватқан сөзләр башқилиримиз дейәлмәйватқан сөзләр," дегән.

Аптор өз көзитишигә асасән, илһам тохтиниң ликсийә давамида чәтәлдики уйғур тәшкилатлири билән охшаш мәйданда гәп қилмайватқанлиқини, болупму хитайниң уйғур районини идарә қилиш һәққиниң бар - йоқлуқи һәққидә һеч еғиз ачмайватқанлиқини әскәрткән.

Нөвәттә бир қисим хитай зиялийлири вә чәтәллик мутәхәссисләр илһам тохтини уйғур мәсилисини һәл қилишта мөтидил йолни йәни оттура йолни таллиған көзгә көрүнгән шәхс дәп қаримақта.

Аптор мақалисиниң ахирида , илһам тохтиниң төвәндики сөзлиригә орун бәргән: "сақчилар пейимға чүшкили узун болди. Әмма, һаятла болидикәнмән, меңиватқан йолумни давамлаштуримән."

Һөрмәтлик оқурмәнләр, бу программимизда, тонулған уйғур зиялийси, қануний һоқуқ паалийәтчиси илһам тохти һәққидә йезилған мақалини тонуштурдуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Jan 04, 2010 05:29 PM

Илһам тохтиниң милләтни қанун ﯪрқилиқ өзини қуғдашқа чақирғанлиқини наһайити тоғра дәп қараймән , пәқәт чәт әлгә тайиниш тоғра әмәс чунки улар өзлиригә бирәр мәнпәәт болмиса һәргизму бизгә йардәм қилмайду, вә һазирқи хитайниң қудртидин елип ейтқандиму йардәнм қилалмайду, чунки ﯪшу әнгилийә ﯪллиқачан мустәқил болған уйғур елини хитайға қайтуруп бәргән әмәсму.....

Anonymous
Jan 05, 2010 06:19 AM

Илһам тохтиниң милләтни қанун арқилиқ өзини қуғдашқа чақирғанлиқини наһайити тоғра дәп қараймән , пәқәт чәт әлгә тайиниш тоғра әмәс чунки улар өзлиригә бирәр мәнпәәт болмиса һәргизму бизгә йардәм қилмайду, вә һазирқи хитайниң қудртидин елип ейтқандиму йардәнм қилалмайду, чунки ашу (чәтәлликләр) аллиқачан мустәқил болған уйғур елини хитайға қайтуруп бәргән әмәсму.....

Anonymous
Jan 05, 2010 01:50 AM

Илһам тохти мәйли қандақла сөзлимисун бәрибир хитай йахши көрүп кәтмәйду. Моһими илһам тохти сақ-саламәт турсила болди.

Anonymous
Jan 04, 2010 03:07 PM

Әслидә, илһам тохтидәк от йүрәк вә җасарәтлик зийалидин йәнә 100 ләп ,миңлап чиқса, уйғурниң бүгүни бундақ болмасти?!
Чәтәлдә вәтән дәп товлиған бизләргә қариғанда, дөләт ичидә , қараңғу түрмиләр, ﯪзаплиқ қийнашлар көзигә көрүнүп турсиму һәқни сөзләш нимидигән җасарәт!

Anonymous
Jan 05, 2010 06:21 PM

Илһам тохти уйғурларниң виҗдани! бу кишиниң сақ-саламәт туралишиға һәммимиз көңүл бөлмүсәк болмайду...

Anonymous
Jan 06, 2010 05:59 AM

ﯪЛлаһ һәр кишигә тил вә әқил бәргән, қийамәттә уни нәдә қандақ ишләткинидин сорайду. Һәр бир ﯪдәмгә бу сорақтин өтүш ﯪсан болмайду, әлвәттә пәйғәмбәр әләйһиссалам : силәрниң ичиңлардики әң йахшилиририңлар башқиларға әң мәнпәәтлик болғиниңлардур, дегән ﯪллаһ бизни вә пәрзәнлиримизни башқиларға мәнпәтлик иш қилип өзи үчүн савап тапидиғанлардин қилсун, вә йарамлиқ кишиләрни миллититиминиң бешидин ﯪйримисун, ﯪмин.

Anonymous
Jan 04, 2010 09:13 PM

.Илһам тохти .Әпәнди қолидин келидиған да:иридә :уйғур мәсилидә күрәш қилватқан ﯪз сандики зийалилиримизниң бири ..Әгәр :уйғур зийалилириниң һәммисидә мушундақ роһ болидиған болса хетай һөкимитигә чоң бесим пәйда қилалайтти .

Anonymous
Jan 04, 2010 06:45 PM

Әркәк ﯪдәм мушундақ әмәлийәткә уйғун иш билән хәлқи үчүн хизмәт қилиду.