Или вадисиниң хитай коммунистлири ишғал қилиштин бурунқи уйғур маарип ишлириға нәзәр

Уйғур маарипиниң, уйғур диярини хитай коммунист һакимийити ишғал қилиштин бурунқи әһвалиға нәзәр салғинимизда, уйғур хәлқиниң аҗайип тәсирлик маарип сөйәр роһқа игә бир милләт икәнликини муәййәнләштүрүш тәс әмәс.
Ихтиярий мухбиримиз гүлшән
2011.01.17
Istanbul-Safakoyda-Maarip-Jemiyiti-shobisi-echildi-305.jpg Сүрәт, 2010 ‏- йили 1 ‏- айниң 30 ‏- күнидики истанбул шәһиригә қарашлиқ күчүкчәкмәҗә ‏- сәфакүй районида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийти шөбисиниң ечилиш мурасимиға қатнашқан миһманлардин бир көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Уйғурлардики маарип сөйәр роһ кишини толиму тәсирләндүриду. Уйғур маарипи тарихтин буян пәқәт уз күчигә тайинип,йиқилса йәнә мүдүрүп қопуп йолини давамлаштурған, һөкүмранлар билән болған уз мәвҗутлуқини сақлап қилиш яки қалалмаслиқ күришидә наһайити еғир бәдәлләр түлигән маариптур.

Уйғур маарипи худди бу маарипниң игиси болған уйғур хәлқигә охшашла еғир боран чапқунларға, йоқилиш вә мәвҗут болуштәк еғир синақларға дуч кәлгән вә тарихниң рәһимсиз чөл-җәзирилиридә аҗайип өлмәс маарип роһини йетилдүргән маарип.

Кәскин қилип ейтиш керәкки, уйғурлардики маарип сөйәр роһ, уйғурлардики һазирқи иқтисади әмәлий күч, уйғурларниң җуғрапийилик җайлишиш җәһәттики биәплики вә һөкүмранларниң уйғур маарипини йоқ қиливетиш үчүн кәң көләмдә елип бериватқан маарипни хитайчилаштуруш сиясәтлирини вә уйғурларниң бу җәһәттә елип бериватқан күрәшлирини нәзәргә елип тәһлил қилғанда дунядики һәр қандақ бир илғар маариптики милләтләрдин қилишмайду.

Уйғур хәлқи тарихта өз бешиға қандақ рәһимсиз қисмәтләр келишидин қәтийнәзәр өзиниң маарип ишлирини ташлап қойған милләт әмәс.

Уйғурлар әгәр маарипниң, мәктәпниң бешиға күн чүшсә, чишләп йәватқан нениниң йеримини, янчуқидики бир юән пулиниң 50 пуңини берәләйдиған милләт.

Әгәр сиз уйғур той-төкүнлири, нәзир-чирағлири вә аммиви сорунлириға берип хәлқ райиға баққиниңизда, кишиләрниң: "у һәрқанчә пул таптим дегини билән өзиниң мәһәллисидики мәктәпкә йүз сом ярдәм қилип қойғини йоқ, адәм дегили боламду вай уни" дегән сөзлирини аңлайсиз. Мана булар уйғурлардики маарип сөйәр роһниң уйғурларниң қени билән юғурулуп кәткәнликиниң, уйғур маарипиниң уйғур һаяти вә уйғур мәвҗутлуқи билән чәмбәрчас бағланғанлиқиға нисбәтән һәммә кишидә тонушниң бирдәкликиниң мисалидур.

Ундақта, уйғурлардики маарип сөйәр роһ бу земинға немиләрни соға қилди?

Уйғурлардики маарип сөйәр роһ һәққидә гәп болғанда, алди билән или вадисидики 95% уйғур мәктәплирини маарип сөйәр роһқа игә уйғур әҗдадлириниң келәчәк әвладларға мирас қилип қалдуруп кәткәнликини тилға елишқа тоғра келиду. Әгәр сиз, ғулҗа шәһиригә берип һәрқандақ бир мәктәпниң намини сориғиниңизда, у бир уйғур бай салған вә яки коллектип салған мәктәп болуп чиқиду. Мәсилән, әйни йилларда ғулҗа шәһиридә яшап өткән мәрипәтпәрвәр диний зат мутаалийә хәлпәт тәрипидин селинған 4-башланғуч таалийә мәктипи, 10-башланғуч җумахун мәктипи, 21-башланғуч айхан ана мәктипи, 22-башланғуч ярдәм мәктипи, 19 -башланғуч мурат мәктипи, 2-оттура һүсәйин бәг үмид мәктипи, хитай һакимийити уйғур диярини ишғал қилғандин кейин уйғурлардин тартивелип 3-вә 8-оттура хәнзу мәктәплиригә айландурувәткән әхмәтҗан қасими намидики қизлар билим юрти вә или гимназийиси, ғулҗа шәһәр кипәк йүзи йезисида яшап өткән мәрипәтпәрвәр диний зат мунәввәр әмин тәрипидин селинған кепәк йүзи арман башланғуч мәктипи вә адаләт оттура мәктипи шундақла ғулҗа шәһәр 13-башланғуч мәктәп қатарлиқ нурғунлиған уйғур мәктәплирини тилға елишқа тоғра келиду.

Игиләшләргә асасланғанда, 1952-йили йеңи қурулған хитай маарип министирлиқи уйғур дияриниң маарип ишлири һәққидә өмәк әвәтип тәкшүрүш елип барғанда, уйғурлар мәдини ‏-маарип ишлириниң әйни дәврләрдә пүтүн хитай бойичиму әң илғар сәвийидә маңғанлиқи, уйғур йеңи дәвр маарипиниң хитай маарипидинму илғар вә алдинқи қатарда болғанлиқини етирап қилғанлиқи мәлум. Бу һәқтә уйғур миллий һәрикитиниң байрақдари рабийә қадир ханимниң ярдәмчиси,америкида қурулған уйғур аяллири комитетиниң рәиси зубәйдә шәмшидин ханимни зиярәт қилдуқ.

2002-Йили или дәряси журнилида елан қилинған мәлум бир әдәбий ахбаратта, или вадисидики уйғурларниң маарип сөйәр роһи һәққидә тохталған пешқәдәм уйғур маарипчиси тохтахун насири әпәндиниң әйни дәврдә ғулҗа шәһәрлик 7-оттура сталин мәктипи қурулған чағдики әһвалларни әсләп мундақ дегәнлики йезилған.

"Ғулҗа шәһиридә руслар тәрипидин бир оттура мәктәп селинмақчи болғанлиқидин хәвәр тапқан ғулҗа хәлқи қозғилип кәтти. Һәр күни пули барлар пул, пули йоқлар маддий буюмларни елип келип ярдәм қилип, мәктәп қорусида ярдәм қилғучиларниң айиғи үзүлмәй бир қайнам‏-ташқинлиқ вәзийәт шәкилләнгән иди. Есимдә қелишичә, шу чағдики ярдәм буюмлири ичидә дәстә-дәстә чайларму бар иди.

Бу программиниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.