Кәчкүздики қар арилаш ямғур или деһқанлирини һалсиратти

Радиомиз зияритини қобул қилған деһқанларниң билдүрүшичә, или тәвәсидә өткән һәптә башланған ямғур икки күндин буян қар арилаш ямғурға айланған. Деһқанларниң дейишичә, бу әһвал, қонақ қатарлиқ зираәтлирини техи йиғивалалмиған, бултурқи ямғур һәм қар апитидә өрүлүп кәткән өйлирини ясап болалмиған или деһқанлириға техиму зор зиянларни елип келиши мумкин икән.
Мухбиримиз миһрибан
2010.10.29
Ghulja-tekestiki-apetke-uchrighan-yezidin-bir-korunush-305 26 - Ийулдин 28 - ийулғичә или вадисида қаттиқ йамғур йеғип, текәс наһийисидә апәт кәлтүрүп чиқарған болуп, 1311 өй өрүлүп чүшкән. Сүрәттә, өйи апәткә учриған мәлум туңган диһқан өйи алдида.
http://211.138.34.66/news Дин елинди.

Или һөкүмәт тор бетиниң хәвәр қилишичә, бу йил кәч күз мәзгилидә или районида ямғурлуқ һаварайи һадисиси йүз бәргәнлики һәққидә хәвәр берилгән. Или һөкүмәт тор бәтлиридә берилгән хәвәрләрдә бу йилқи ямғурлуқ һаварайиға қарита, һәрқайси наһийиләрниң апәтниң алдини елиш хизмитини күчәйткәнлики хәвәр қилинған болсиму, әмма деһқанлар учраватқан зиянлар һәққидә һечқандақ хәвәр берилмигән.

Радиомизниң зияритини қобул қилған деһқанлар болса, бу йил күздики ямғурниң или деһқанлириға йеңи апәтләрни елип келиватқанлиқини билдүрүшти. Бирнәччә күн илгири ғулҗа наһийисидин зияритимизни қобул қилған бир деһқан бу йилқи ямғурниң деһқанларға елип келидиған зийининиң өткән йилдикидин кәм болмайдиғанлиқи һәққидики пәризини оттуриға қойди. Униң билдүрүшичә, һазир йезида йәнә 50%тин көпрәк деһқанниң қонақ қатарлиқ зираәтлири техи йиғивелинмиған һаләттә болуп, нөвәттә һәптидин буян пиластик йопуқ йепилған бу қонақларниң димиқип қайта бихлап кетиш яки көкирип кетиш хәвпи бар икән. Униң қаришичә, бу әһвал деһқанларниң қонақтин кирим қилиш үмидиниму йоққа чиқириш алдида икән.

Бу деһқан йәнә, өткән һәптидин буян тохтимай яққан ямғурниң, һаваниң туюқсиз совуп кетиши билән қар арилаш ямғурға айлиниш алдида турғанлиқини, бу әһвалниң язичә қурулуш қилип, бултурқи қар һәм ямғур апитидә өрүлүп кәткән өйлирини ясап һалидин кәткән деһқанларниң ясап болалмиған өйлирини вәйран қилип, деһқанларға йәнә йеңи зиянларни елип келиватқанлиқини билдүрди.

Зияритимизни қобул қилған бир ханимниң билдүрүшичә, или тәвәсидә яққан ямғур бирнәччә күндин буян қар арилаш ямғурға айлиниватқан болуп, бу әһвал деһқанларни етизда қалған қонақ қатарлиқ зираәтләрни йиғивелишқа һәм хаманға дөвиләп қоюп сетиш үчүн тәйярланған увитилған қонақларни тағарға қачилашқа имкан бәрмигән.

Бу ханим йәнә, һөкүмәт гәрчә деһқанларға ярдәм беридиғанлиқини вәдә қилған һәм бәзи тәдбирләрни қоллиниватқан болсиму, әмма йәргила тайинип қалған, башқа кирим мәнбәси болмиған деһқанларниң турмушиниң йәнила еғир һаләттә икәнликини билдүрди. У сөзидә болупму бултурдин буян давамлишиватқан ямғур һәм қар апитиниң деһқанларни техиму һалсиратқанлиқини билдүрди.

Уйғур елидин зияритимизни қобул қилған бир зиялий өз баянида, хитай һөкүмитиниң "шинҗаңға ярдәм бериш", районниң иқтисадини тәрәққий қилдуруш намида уйғур аптоном районидики йәр үсти йәр асти кан байлиқлирини ечишни тезлитип, районда нурғун қурулушларни селип, ширкәтләрни қуруватқан болсиму, әмма буниңдин йәнила көчмән хитайлар нәп еливатқанлиқини билдүрди.

У сөзини давамлаштуруп,‏ -- қараң, тағлиримизда канлар ечилип, чарвичилар мал беқишқа амалсиз қалди. Деһқанларниң йәрлирини хитай ширкәтлири сетивелип саяһәт районлири қуруватиду. Әмма, бу канларда, саяһәт мәркәзлиридә уйғурларға болупму деһқан, чарвичилиримизға ишлигүдәк иш йоқ. Мана һазир уларниң өз җенини беқиши үчүн қалдурулған ашу азғина йәрлиридики зираәтлириму мушундақ тәбиий апәтләр сәвәбидин вәйран болуп, уларниң тирикчилик йоли үзүветилмәктә, ‏-- деди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.