Дуня кишилик һоқуқ күнидә интернет алақә вастилириниң әһмийити алаһидә тәкитләнди
Мухбиримиз ирадә
2011.12.09
2011.12.09

Federal Government, Public Domain
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишиләрниң өз һәқ - һоқуқлириға болған тонушини ашуруш, мәвҗут кишилик һоқуқ мәсилилиригә дуня җамаәтчиликиниң диққитини қозғаш мәқиситидә дуня кишилик һоқуқ күни қилип бекитилгән бу күндә дуняниң һәммә булуң - пучқиғичә кишилик һоқуқни омумлаштуруш чақириқи қилинди.
2011 - Йили дуня вәзийитидә, болупму дуняниң кишилик һоқуқ вәзийитидә алаһидә өзгиришләр йүз бәргән бир йил болди. Мәсилән, бу йилниң бешида туниста хәлқ һәрикити партлап, дөләт башлиқи бин алини йиқитилди вә туниста тунҗи қетим демократик сайлам елип берилди. “әрәб баһари” дәп исим қоюлған хәлқ һәрикәтлиригә башламчилиқ рол ойниди, дәп баһа берилгән тунистики өзгиришләрдин кейин, 30 йилдин бери һүсни мубарәк һакимийити тәрипидин башқурулуп кәлгән мисир хәлқи қозғилип, өзиниң демократик һоқуқлирини тәләп қилди. Нәччә он миңлиған кишиниң күчигә йиңилгән һүсни мубарәк ахири феврал ейида тәхттин чүшүшкә мәҗбур болди. Арқидин ливийилик дектатор казафийниң һакимийитигә хатимә берилди. Йәмән, сүрийидиму зор көләмлик қаршилиқ һәрикәтлири йүз бәрди. Җүмлидин шималий африқа вә оттура шәрқтә әрәб баһари кәң йейилди.
Әрәб баһариниң тәсиригә пәқәт оттура шәрқтики дөләтләрла әмәс, хитай, берма қатарлиқ дөләтләрму учриди. Хитай демократлири хитайда “ясимән гүли” инқилаби башлиди. Әслидә әрәб баһаридин хаватирлинип турған хитай һөкүмити “ясимән гүли” һәрикити башлинар - башланмайла, интернетни чәкләш, мәйданға чиққанларни қолға елиш вә ясимән гүли сөзини һәрқандақ йәрдин чәкләш арқилиқ һәрикәтниң зорийип кетишиниң алдини алған болсиму, әмма ясимән гүли һәрикитиму 2011 - йилидики демократик қозғилишниң бири бопқалди. Бу йил ичидә берма һөкүмити демократик ислаһат йолида көзгә көрүнәрлик яхши қәдәмләрни ташлиди. Берма һөкүмити дөләттики әң чоң қораллиқ өктичи тәшкилат билән қорал ташлаш келишими түзди. Түрмидики бир қисим сиясий мәһбусларни әркинликкә чиқарди. Берминиң сиясий ислаһат қәдәмлири берминиң даңлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси аң саң суки ханимниң вә шундақла америкиниң махтишиға сазавәр болди.
Оттура шәрқтә йүз бәргән демократик һәрикәтләрдә иҗтимаий алақә тор вастилириниң интайин муһим рол ойниғанлиқи һәммимизгә аян болса керәк. Бәзиләр һәтта әрәб баһарини “фейсбук вә тивиттир” қатарлиқ иҗтимаий алақә тор бәтлириниң инқилаби дәп атиғанларму болди. Дәрвәқә, бүгүн дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән баянат елан қилған б д т кишилик һоқуқ комитетиниң комиссари нави пиллайму бу ноқта үстидә алаһидә тохтилип, иҗтимаий алақә торлиниң дуняда демократийиниң йейилишиға көрсәткән зор тәсирини мәдһийилиди. Пиллай алаһидә тәкитләп: “бу, толиму алаһидә болған бир йил ичидә әрләр, аяллар, һәтта балилар мәрданиларчә өзиниң һоқуқини тәләп қилип орнидин турди. Бу күтүлмигән ойғиниш һәққидики тунҗи чақириқлар чоң ахбарат органлириниң сүний һәмраһлири яки йиғинлар арқилиқ әмәс, бәлки иҗтимаий алақә торлириниң динамик вә контрол қилғили болмайдиған күчи арқилиқ тәшкилләнди” деди.
Нави пиллай сөзидә йәнә:“дуняниң қандақ йеридә бир иш йүз бәргән болса, биз униңдин фйесбук яки тивиттир яки ютубқа қачиланған видиолар арқилиқ хәвәрдар болалаймиз. Һәқиқий вәқәләрни, һәқиқий кишиләрни көрәләймиз. Қисқиси, дуня 2011 - йили кишилик һоқуқ вируси билән “юқумланди”” дейиш арқилиқ, шималий африқа вә оттура шәрқтә йүз бәргән демократик һәрикәтләр вә иҗтимаий алақә тор вастилириниң буниңға қошқан зор төһписиниң техиму көп кишини хәлқара кишилик һоқуқ һәрикәтлиригә қатнишишқа қизиқтурғанлиқини тәкитлиди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, нави пиллай кишилик һоқуқ хатирә күни мунасивити билән кишиләрниң кишилик һоқуқ һәққидики соаллириға иҗтимаий алақә тор вастилири арқилиқ җаваб бериш паалийити қилған болуп, дуняниң һәммә йеридин интернет алақә вастилири арқилиқ кәлгән соалларға җаваб бәргән. У бу арқилиқ пүтүн дуняниң һәммә булуң - пучқақлириғичә демократийини, кишилик һоқуқни йәткүзүштә интернетниң әһмийитини тонутушни мәқсәт қилған.
2009 - Йили 5 - июл күни йүз бәргән үрүмчи вәқәсиниң қозғилиш сәвәблириниң муһим бири болған шявгүән вәқәсигә аит көрүнүшләрму интернетта тарқалғандин кейин пүтүн дуня вәқәдин хәвәрдар болған иди. Арқидин уйғур елидики тор бәтләрдә вәқә һәққидә муназириләр башлинип, һөкүмәтниң вәқәни адил бир тәрәп қилиши һәққидики чақириқлар йүксәлгән иди. Нәтиҗидә миңлиған яшлар 5 - июл күни кочиларға чиқип намайиш қилип, кишилик қәдир - қиммитини тәләп қилған иди. Вәқә хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ бастурулғандин кейин пүтүн алақә вастилирини үзүп ташлиған вә барлиқ тор бәтләрни тақап, тор бәт язғучилири вә башқурғучилирини қолға алған иди. 5 - Июл үрүмчи вәқәсидә иҗтимаий алақә тор бәтлириниң күчини көрүп йәткән хитай һөкүмити асаслиқ зәрбини мана бу хил тор бәтләргә қаритип, хитай миқяси бойичә ютуб, фейисбук вә тивиттерға охшаш хәлқаралиқ тор бәтләрни тақаш билән бирликтә муназирә мунбәрлири үстидики тәқибни қаттиқ күчәйткән иди.
Америка дөләт ишлири министири һилларий килинтонму пәйшәнбә күни голландийидики интернет әркинлики һәққидә 14 дөләт ташқи ишлар министирлири қатнашқан йиғинда қилған сөзидә, хитай, русйә вә сүрийидә интернет әркиинликини алға сүрүшниң муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди. У, һәрқайси шеркәтләрни бу хил дектатор һөкүмәтләр билән һәмкарлишиштин аввал чоңқур ойлишип беқиши керәкликини тәкитләп : “бу интайин муһим, болупму интернет чәкләнгән дөләтләрдә яшайдиған хәлқләр, интернетта өзиниң ойлиғанлирини язғанлиқи үчүн түрмигә ташланғанлар, интернетқа кирип халиған мәзмундики нәрсигә еришиш пурситидин мәһрум қилинғанлар үчүн толиму муһим” деди.
Һилларий килинтон ханимму охшашла интернетниң әрәб баһаридики төһписи үстидә тохтилип, демократийини дуняниң һәммә йеридә омумлаштуруш үчүн интернетниң әһмийити җүмлидин интернет әркинликиниң муһимлиқини тәкитлиди.
Кишилик һоқуқ хитабнамииси елан қилинғанлиқиниң 63 - йиллиқида интернет әркинлики җүмлидин интернеттики иҗтимаий алақә вастилириниң әһмийити алаһидә тема болди. Бу күндә йәнә дуня хәлқиниң өз һоқуқлириға болған тонушини ашуруш үчүн б д т вә һәрқайси кишилик һоқуқ органлириниң орунлаштурушида түрлүк паалийәтләр уюштурулмақчи.