Уйғур диярида интернет йәнила тақақлиқ һаләттә турмақта

Хитай һөкүмити "5 - июл вәқәси"дин кейин уйғур аптоном райониниң сирт билән болған телефон вә интернет алақисини үзүп ташлиған иди. Хәлқара җәмийәтниң бесими һәм хитайниң өз ичидики хәлқниң наразилиқлири күчәйгәнлики сәвәбидин, бу һәптә хитай һөкүмити уйғур аптоном райониниң сирт билән болған телефон алақисини әслигә кәлтүргән болсиму, әмма интернет йәнила әслигә кәлмигән.
Мухбиримиз миһрибан
2010.01.29
Urumchide-atilar-bayrimi-305 21 ‏- Ийун үрүмчидики " қайнам " рестуранида өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ " атилар байрими" дин көрүнүш.
www.diyarim.com Дин елинди. Нәшир һоқуқи www.diyarim.com Ниң.

Шундақла, уйғур тор бәтлири тақақлиқ һаләттә болуп, бу тор бәт башқурғучилири һелиму хитай түрмилиридә тутуп турулмақта.

Гәрчә өткән һәптә хитай даирилири хәлқараниң күчлүк бесими вә вәтән ичидики хәлқниң қаттиқ наразилиқи сәвәбидин, уйғур аптоном райониниң "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин үзүветилгән телефон вә интернет алақисини әслигә кәлтүридиғанлиқини җакарлап, бу һәптиниң бешида хәлқара телефон алақисини әслигә кәлтүргән болсиму, әмма уйғур аптоном райониниң интернет алақиси йәнила әслигә кәлмигән. Шундақла "5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң келип чиқишида қутратқулуқ қилған дәп әйибләнгән" уйғур биз", " диярим", " сәлкин" қатарлиқ уйғур тор бәтлириниң башқурғучилири һелиму хитай түрмилиридә тутуп турулмақта.

Уйғур елидә интернет алақисиниң үзүветилиши, болупму уйғур тор бәтлириниң тақилип, тор бәт башқурғучилириниң һелиму хитай түрмилиридә тутуп турулуши 7 айдин буян хәлқара җәмийәтниң диққәт - етибарини қозғап келиватқан болуп бу сәвәбтин хитай даирилири әйиблинип келиватқан иди.

Бүгүн хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати өз тор бетидә "шинҗаңда интернет техичә әслигә кәлмиди" намлиқ мақалә елан қилған болуп, мақалидә, "уйғур биз", "диярим", "шәбнәм", "сәлкин", "улиниш", "өз макан" қатарлиқ уйғур тор бәтлириниң техичә ечилмиғанлиқи, шундақла уйғур дияридики тор бәт башқурғучилиридин дилшат пәрһат, нурәли, обулқасим, муһәммәт қатарлиқларниң техичә тутуп турулуватқанлиқи баян қилинип, хитай даирилириниң интернетни қамал қилип бу районниң ташқи аләм билән болған нормал алақисини үзүвәткәнликини, уйғур тор бәтлирини тақап, тор башқурғучилирини кишилик әркинликтин мәһрум қилғанлиқини әйиблигән.

Чегрисиз мухбирлар тәшкилати елан қилған бу мақалидә хитай һөкүмити әйиблинип, "биз хитай һөкүмитиниң өзиниң бир тәрәплимә тәшвиқатлири арқилиқ '5 - июл вәқәси'дики мәсулийәтни уйғур тор бәтлиригә артип, уйғур райониниң интернет алақисини тақап, бу районниң дуня билән болған бағлинишини үзүвәткәнликини әйибләймиз," дейилгән.

Мақалидә йәнә, хитай һөкүмитиниң өткән һәптә телефонда учур йоллашни әслигә кәлтүргән болсиму, лекин телефон учурлириға қаратқан назарәтни техиму күчәйткәнликини, 17 - январ күни, 2 нәпәр уйғурниң "милләтләр иттипақлиқиға һәм җәмийәт муқимлиқиға бузғунчилиқ характери болған учурларни йоллап дөләт бихәтәрликигә тәһдит салди, террорлуқ мәзмунидики учурларни йоллиди" дегән баһаниләр билән хитай дөләт бихәтәрлик идариси тәрипидин тутуп кетилгәнлики баян қилинған.

Бүгүн "диярим" тор бетиниң чәтәлләрдики башқурғучилириниң бири болған дилмурат пәрһат әпәнди радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, "диярим" тор бетиниң саһиби болған иниси дилшат пәрһат қатарлиқ уйғур тор бәт башқурғучилириниң һелиму хитай һөкүмити тәрипидин тутуп турулуватқанлиқини, иниси қатарлиқ тор бәт башқурғучилириниң балдуррақ әркинликкә чиқиши үчүн, өзиниң "хәлқара чегрисиз мухбирлар тәшкилати", " кишилик һоқуқ комитетлири", б б с қатарлиқ хәлқара мәтбуатларға мураҗиәт қилип келиватқанлиқини баян қилди.

Дилмурат пәрһат әпәнди һазир хитай хәлқараға елан қилған 2 - айниң 1 - һәптисидин башлап уйғур аптоном районидики интернет алақисини пүтүнләй ечиветидиғанлиқи һәққидики учурға қарита өз қаришини баян қилип, гәрчә хитай һөкүмити интернетни ечивәткән һаләттиму, уйғур тор бәтлириниң әслигә келиши үчүн йәнә бир мәзгил кетиши мумкинликини баян қилди.

Дилмурат пәрһат әпәнди сөзидә йәнә, һазир өзиниң уйғур тор бәтлириниң һазирқи әһвали һәм 30 дин артуқ тор бәт башқурғучилириниң идийә өзгәртиш баһанисидә һелиму хитай һөкүмити тәрипидин тутуп турулуватқан әһвални өзи турушлуқ дөләт әнглийә парламентидики мунасивәтлик әрбабларға инкас қилғанлиқини, әнглийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу ишқа көңүл бөлүватқанлиқини баян қилди.

Хитайдики интернет қамалини хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирила әйибләп келиватқан болмастин, бәлки явропа бирлики, америка қатарлиқ ғәрб демократ дөләтлири үзлүксиз әйибләп келиватқан иди. Болупму йеңи йил киргәндин буян гогул ширкити хитайниң кишиләрниң електронлуқ хәт алақилирини тәкшүрүш тәлипини рәт қилип, хитай базиридин чекинишни қарар қилғандин кейин, хитайдики интернет қамали хәлқарадики нурғун дөләтләр тәрипидин қаттиқ әйибләнди.

22 - январ күни америка дөләт ташқи ишлар министири һеларий клинтон ханим хитай қатарлиқ дөләтләрни интернет әркинликини боғуш билән әйибләп хитайни пуқраларниң интернет әркинликини қоюветишкә чақирған иди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.