“шинҗаңдики иқтисадий ислаһатлар қумлуқта ғайиб болди”

Америкида нәшр қилиниватқан иқтисад вақит гезити хотәндә сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәндин кейин дәрһал хотәнгә мухбир әвәтип, вәқәниң тәпсилатиға даир хәвәрләрни елан қилған иди.
Мухбиримиз ирадә
2011.07.25
xoten-bazar-305.jpg Хотәндики мәлум сода мәркизи. 2010-Йили авғуст.
RFA

Бүгүн мәзкур гезиттә хотәндики омуми иҗтимаий вә иқтисадий вәзийәт тонуштурулған бир парчә мақалә елан қилинди. “шинҗаңдики иқтисадий ислаһатлар қумлуқта ғайиб болди” мавзулуқ мақалини мәзкур гезитниң хотәнгә әвәткән мухбири катрин һил язған болуп, униңда хитайниң районда селиватқан мәбләғлири вә у йәрдики уйғурларниң ой-пикирлири селиштурма қилинған.

Иқтисад гезитиниң мухбири катрин һил “шинҗаңдики иқтисадий ислаһатлар қумлуқта ғайиб болди” мавзулуқ мақалисидә техи йеқиндила сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән хотәнниң “шинҗаңға ярдәм бериш сиясити” бойичә җеҗяң өлкисигә бөлүп берилгәнлики вә җеҗяң өлкиси хотәндә инша қиливатқан санаәт райони һәққидә мәлумат бәргәндин кейин, икки квадрат километир даирини өз ичигә алидиған санаәт райони қурулуши һәққидә мундақ дәп баян қилған:
-Бу санаәт райони хотәндә иш имкани бәрпа қилиш арқилиқ өткән һәптә йүз бәргәнгә охшаш вәқәләрниң йейилип кетишиниң алдини елиш вә бир қисим иқтисадий мәсилиләрни һәл қилиш мәқсити билән қурулған. Әмма хотән даирилири маңа хаңҗу кочиси дәп атилидиған бу кочидики завут-фабрика орунлириниң һәммисиниң сетилип болғанлиқини ейтқан болсиму, әмма мән бу санаәт кочисида нә бир адәм, нә бир аптомобил көрмидим. Игилишимчә, бу санаәт райониниң орни әслидә өй болуп, бу йәрләрниң көпинчиси қаштеши содигәрлиридин тартивелинған икән.

Аптор мақалисидә үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин хитайниң районға қаратқан сияситидә бир қисим өзгиришләрни елип барғанлиқини, әмма түркий тилда сөзләйдиған уйғурларниң көпинчисиниң хитайниң бир қисми болуп яшашни халимайдиғанлиқини баян қилған. У йәнә хотәндики уйғурларниң ишсизлиқ әһвали һәққидә тохтилип мундақ дегән:
-Шинҗаңдики һечқандақ бир җай, райондики иҗтимаий вә иқтисадий мәсилиләрни вә бейҗиңниң уни һәл қилишта учраватқан қийинчилиқлирини хотәндәк рошән йорутуп берәлмәйду. 2 Милйон нопусниң 96 пирсәнти уйғур болған хотән вилайити уйғур районидики әң намрат җайларниң бири. Хотәндики уйғурларниң 70 пирсәнттин ошуқиниң деһқанчилиқ билән шуғуллинидиғанлиқи, уйғурларниң санаәт вә мулазимәт саһәсидә иш тепиш имканиниң интайин чәклик икәнликидин дерәк бериду. Мушу түпәйли, нурғун кишиләр хотәндин айрилип, өзлириниң тәлийини синап беқиш үчүн мәркизи шәһәр үрүмчигә келидикән, әмма улар бу йәрдиму алий билим юртлирида оқуған уйғурларға вә яки хитай риқабәтчилиригә уттуруп қойидикән. Хитай даирилири 2009-йили йүз бәргән үрүмчи вәқәсини җәнубтин чиққан дәл мана мушундақ кишиләрниң кәлтүрүп чиқарғанлиқини илгири сүргән иди.

Мақалисиниң давамида, “шинҗаңға ярдәм бериш” сиясити бойичә җиҗяң өлкиси хотәндә салған бу санаәт райониниң хотән хәлқи үчүн һечбир иш қилип бәрмигәнликини баян қилған мухбир кәтлинниң ейтишичә, хотән һөкүмәт даирилири бу санаәт районини қуруш үчүн җеҗяң өлкисиниң 40 милйон йүән йәни 6 милйон доллар мәбләғ салғанлиқи вә һазирғичә 27 фабрикиниң иш башлап, хизмәт пурсити яратқанлиқини илгири сүргән болсиму, әмма һазирғичә яритилған иш сани аран 500 икән. У өзиниң бу санаәт районида 27 фабрика әмәс, пәқәт бир уйғурчә миллий тебабәт дорилири фабрикиси вә бинакарлиқ материяллири тәминләйдиған дуканнила көргәнликини ейтқан.

Мақалидә, яқа юртлуқ мәбләғ салғучиларни хотәнгә җәлп қилидиған бирдин‏-бир нәрсиниң хотән қаштеши болсиму, әмма у санаәт райониниң дәл кишиләр қаш теши колайдиған йоруңқаш дәряси қиниға селинғанлиқи баян қилинған. Аптор бу һәқтә бир уйғур қаштеши содигириниң сөзини нәқил кәлтүргән:

Өзиниң бихәтәрлики үчүн исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур қаштеши содигири маңа “шинҗаңға ярдәм бериш сиясити бизгә қилчиликму нәп елип кәлгини йоқ, улар әксичә, бизгә тәәллуқ болған нәрсиләрни әп кетиватиду” деди. Бу уйғурниң маңа ейтип беришичә, һөкүмәт санаәт райони ясаш үчүн дәряниң нурғун қисмида қаштеши колашни мәни қиливәткәнликтин, у һазир илаҗсиз орун алмаштуруп, дәряниң тар йеридә қаштеши колашқа мәҗбур болған.

Мухбир мақалисидә, һазир җеҗяңдин ешип, бейҗиң шәһириниңму хотәнниң асасий қурулушиға мәбләғ селиватқанлиқини, әмма йәрлик хәлқниң көпинчисиниң бу мәбләғләрниң уларниң турмушида бир өзгириш елип келидиғанлиқиға гуман билән қарайдиғанлиқини билдүргән вә бир уйғурниң “бейҗиң һөкүмити қандақ қилсам бу йәрдин пайда алармән дегәннила ойлайду” дегәнликини мисал кәлтүргәндин кейин, гәрчә хотән һөкүмәт даирилири вәзийәттин үмидвар һалда гәп қилсиму, әмма тәнқидлигүчиләрниң нөвәттә йүргүзүлүватқан “19 өлкигә бөлүп бериш арқилиқ ярдәм бериш” сиясити чириклик вә йәр маҗиралириниң артип кетишигә сәвәб болиду, дәп қарайдиғанлиқини баян қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.