Иран-әрәб мунасивитидики сүркилишләр

Мәлумки, иран-әрәб сүркилиши йирақ тарихларға берип тақилиду. Болупму иранда 1979-йили хумәйний инқилаби ғәлибә қилип, падишаһлиқ түзүм җумһурийәткә өзгәргәндин кейин, иранниң тәсир даириси қошна әрәб дөләтләргә техиму көп йейилишқа башлиған.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2012.04.19
Ereb-doletliri-ittipaqi-yighini-305.jpg Әрәб дөләтлири иттипақиға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлириниң чоң йиғини, 2012-йили 12-феврал, қаһирә.
RFA/Omerjan

Һазирқи вәзийәттә әрәбләр иранни әрәб дөләтлириниң ишиға арилишивалди дәп әйибләп кәлмәктә. Хусусән, иран рәиси әһмәди ниҗадниң бир қанчә күн илгири иран билән әрәб бирләшмә хәлипилики оттурисида талаш-тартиш мавзуси болуп қалған вә иранниң башқурушида туруватқан кичик бир арални зиярәт қилғанлиқи әрәбләрниң ғәзипини ашурувәткән. Бу һәқтә һәр қайси әрәб дөләтлири баянат елан қилған.

Лондонда чиқидиған оттура шәрқ гезитиниң 2012-йили 17-апрел санида, мисирлиқ язғучи абдусаттар һәтитә дегән кишиниң қәлими билән “иран-әрәб мунасивити қайси тәрәпкә қарап кетиватиду?” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:
“иран әрәбләр билән болған мунасивитини яхшилашни халайдиғанлиқини пат-пат сөзләп қойиду. Әмма турмастин әрәб дөләтлириниң ишлириға арилишип келиватиду. Бу әһвал әрәбләргә нисбәтән әкс тәсир бәрмәктә. Мәсилән: мисир билән иранниң дипломатик алақисиниң үзүлүп қалғиниға 30 йилдин ашти. Йеқиндин бири иранлиқлар мисирлиқ мухбирларни теһранға дәвәт қилип өзиниң сүритини яхши қилип көрситишкә урунуп бақти. Әмма көп нәтиҗә қазанғандәк әмәс. Мисирлиқлар иран билән мунасивәтни яхшилашниң шәртлирини иран тәрәпкә йәткүзгән болуп, бу шәртләрниң бешида иран әрәб дөләтлириниң ишлириға арилашмаслиқи керәк иди. Әмма иран бу шәртләрниң биригиму әмәл қилған әмәс. Буни аз дегәндәк, мисирда пат-пат иранниң җасуслири паш болуп туриду.”

Иран мисирға йеқинлашмақта

Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған:
“мисирда мубарәк һакимийити өрүлгәндин кейин, ислам дөләтлиридин мисирға әң көп көңүл бөлүватқан дөләтләрниң бири ирандур. Әмма иранниң садақитидин шәклиниватқан мисир хәлқи иранға қизғин муамилә қилишни анчә халап кәтмәйду. Мисирдики ислами вә христиан җамаәтлириму қизғин әмәс. Чүнки иран хәлқарадики чоң дөләтләр тәрипидин иқтисадий җазаға учриған вә қошна дөләтлири биләнму мунасивити яхши болалмиған бир дөләт болғанлиқтин, иранға йеқинлашмақчи болғандиму еһтият билән йеқинлишиватиду. Иран рәиси әһмәди ниҗадниң 1971-йили иранға қошувалған әрәб бирләшмә хәлипиликиниң әбу муса арилини зиярәт қилиши әрәбләрниң нәпритини қозғап қойди. Һәтта бүгүн қатарда топлашқан әрәб дөләтлири ташқи ишлар министирлириму бу ишни әйибләшти.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.