Иран армийиси билән ливандики һизбуллачиларниң сүрийидики җинайәтлири

Әсәд һакимийитиниң намайишчиларни бастурушта өз адәмлири купайә қилмастин, иран вә ливандики һизбуллачиларни ишқа салғанлиқи ашкариланмақта.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2012.05.07
iran-suriye-ehmed-ased-305.jpg Иран рәиси маһмуд аһмади нәҗад(оңда) сүрийә рәиси башар ал-ассад(солда) теһранда көрүшти. 2010-Йили 2-өктәбир.
AFP

Узундин бери әрәб дөләтлириниң тәшвиқат васитилиридә сүрийә хәлқиниң намайишини бастурушта иранниң қоли бар дәйдиған хәвәрләр тарқилип йүрәтти. Әмма кишиләр әрәб-иран мунасивитиниң яхши әмәсликини көздә тутқанлиқтин, бу түрдики хәвәрләргә анчә көп әһмийәт берип кәтмигәндәк көрүнәтти. Әмма иран армийиси билән ливандики һизбуллачиларниң сүрийидики җинайәтлири дәлил-пакитлири билән оттуриға қоюлғандин кейин, әрәб вә ислам дунясида хели күчлүк инкаслар болмақта.

Кувәйттә чиқидиған “әл муҗтәмә” журнилиниң 2012-йили 4-май күнидики санида, “иран армийиси билән ливандики һизбуллачиларниң сүрийиликләрни өлтүрүш җинайәтлири оттуриға чиқти” дегән темида узун бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә, иран армийисиниң сүрийә рәиси бәшшар әл әсәдниң тәлипигә асасән сүрийә территорийисигә кирип, ливандики һизбуллачилар билән бирликтә сүрийә хәлқини өлтүрүш, намайишчиларни бастуруш, намайишчиларға оқ чиқиришни рәт қилған сүрийә әскәрлирини етиш қатарлиқ җинайәтләрни ишлигәнлики рәсимләр, шәхсләрни исимлири вә барлиқ дәлил-испатлири билән паш қилинған.
Мақалидә ейтилишичә, сүрийигә киргән иран армийисигә сүрийә дөләт мәхпийәтлик идариси тәрипидин мәхсус кинишка беҗирип берилгән. Мақалидә кинишкиниң сүрити берилгән болуп, кинишкида “мәзкур шәхс сүрийә вә ливанниң һәр қайси шәһәрлиригә әркин кирәләйду” дәп йезилған вә тамғиниң астиға “сүрийә әрәб җумһурийити дөләт мәхпийәтлик идарисиниң мудири” дәп йезилип имза қоюлған.

Илгириму бирләшкән дөләтләр тәшкилати бу әһвални сәзгән

Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған “бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 2011-йили 6-авғуст күнидики доклатида, иран армийиси билән ливандики һизбуллачиларниң намайишчиларға қаритип оқ чиқиришни рәт қилған сүрийә әскәрлирини етип ташлиғанлиқини ейтқан иди. Йәнә 2011-йили 13-авғуст күни ливан тәшвиқат васитилиридә, сүрийә дөләт мәхпийәтлики идарисиниң мәхсус кинишкисини көтүрүвалған қораллиқ бир қанчә гуруппа иранлиқниң ливан чеграсида тутулғанлиқи елан қилинған иди. Мундин башқа сүрийидә намайишчилар тәрипидин қурулған миллий комитетниң өз вақтида елан қилған хәвәрлиридиму қораллиқ иранлиқларниң һизбуллачилар билән бирликтә намайишчиларни бастурушқа қатнашқанлиқини ейтқан иди.”

Сүрийиликләр қатилларниң кимләр икәнликини обдан билиду

Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған: “түркийиниң һатай шәһиридики, ливанниң чегра районидики вә иорданийидики сүрийиликләрниң гуваһлиқ беришичә, иран армийиси билән ливандики һизбуллачиларниң сүрийидики асаслиқ вәзиписи намайишчиларни бастурушни яки уларға оқ етишни рәт қилған яки намайишчиларға һесдашлиқ қилған сүрийилик әскәрләрни арқидин етип ташлаш болуп, намайишчиларму уларни ениқ билидикән. Һәтта түркийә, ливан вә иорданийиләргә қечип чиқип панаһлиниватқан сүрийиликләр иранлиқлар билән һизбуллачиларниң җинайәтлирини өз көзлири билән көргән икән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.