Ишсиз уйғур яшниң үмидсизлик ичидики ой-хияллири

Хитайниң йол қурулуши пилани әмәтҗан савут аилисини ата мирас қору-җай вә бағ-варанлиридин мәһрум қалдурған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.07.13
Urumqi-dong-kowruk-ishsiz-Uyghurlar-305.jpg Сүрәт, үрүмчи дөң көврүк доқмушта биркар олтурушқан ишсиз уйғурлардин бир көрүнүш.
RFA File

Хитай ширкәтлириниң сахта тохтами уни сәуди әрәбистанда 6 ай һәқсиз ишләшкә вә қалдуқ мал-мүлкидинму айрилип қелишқа сәвәб болған. Хитайниң қош тиллиқ маарип сиясити уни миң тәстә тапқан оқутқучилиқ хизмити биләнму видалаштурған. У бу йил 41 яш, әмма у ишсиз, җорисиз вә мал-мүлүксиз. Нөвәттә бир кәпә өйдә яшаватқан әмәтҗан савут бүгүни һәққидә немиләрни ойлаватиду? әтиси үчүн немиләрни пиланлаватиду?

Аңлиғиниңлар хитай мәтбуатлирида гүлләнгәнлики вә тәрәққий қилғанлиқи тәшвиқ қилиниватқан уйғур елидики бир яшниң тәқдири; бу йәнә хитай һөкүмити әркин сөзләшни, қарши гәп қилишни пүтүн күчи билән тосуватқан бир вәзийәттә партлап чиққан бир инкас. Хәвәр вә анализлардин мәлум болушичә, нөвәттә хитай һөкүмити юқириқиға охшиған наразилиқ пикирлирини аңлашқа қизғин әмәс, әксичә тәһдит дәп қарап уҗуқтуруп кәлмәктә. Әмма мустәқил тәтқиқатчилар болса, хитай һөкүмитини бу хил наразилиқ пикирлирини аңлашқа адәтлинишкә вә униңға мувапиқ чарә тепишқа үндимәктә. Ундақ болмиғанда, районда радикал шәкилдики қаршилиқларниң әвҗ елип кетиш еһтималлиқини әскәртмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.