Түркистан ислам партийиси хотән навағ вә қәшқәр йеңи базар вәқәлиригә мәсул икәнликини елан қилди

Түркистан ислам партийиси йеқинда YouTube баянат елан қилип, бу йил 7‏-айниң 18-күни йүз бәргән хотән навағ вә қәшқәр йеңи базардики хитай әслиһәлиригә һуҗум қилиш вәқәлиригә мәсул икәнликини елан қилди.
Мухбиримиз әркин
2011.09.08
mehemmed-eli-305.jpg Баянатта билдүрүшичә муһәммәд ели һиҗрәт земинида. 2011-Йили авғуст.
www.eastturkistan.net/Shu bayanattin elinghan resim
Түркистан ислам партийисиниң тор арқилиқ тарқитилған мәзкур видәоси буниңдин икки һәптә бурун елан қилинған болсиму, лекин мәзкур видәо ингилизчиға тәрҗимә қилинип, чаршәнбә күни америкидики мәхсус җиһадчи гуруһларни вә тор бәтлирини назарәт қилидиған “хәлқара террорлуққа қарши издиниш вә тәтқиқат гурупписи” ниң торида елан қилинған. Анализчилар, видәо түркистан ислам партийисиниң базисида елинғанлиқи вә бу базиниң пакистанда икәнликини илгири сүрмәктә.
Он минут 44 секунт узунлуқтики видәода түркистан ислам партийисиниң рәһбири абдушүкүр дамолла сөз қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини тәнқид қилған. Абдүшүкүр дамолла хитайниң шәрқий түркистан мусулманлирини миллий кимликидин ваз кечишкә мәҗбурлаватқанлиқини әскәртип, хитайниң диний , “қош тиллиқ маарип”, уйғур әмгәк күчлирини ичкиригә йөткәш, пиланлиқ туғут, көчмәнләр вә тәбиий байлиқларни ечиш сияситини тәнқидләйду. Бу йил июлдики хотән вә қәшқәр йеңи базарда йүз бәргән һуҗум қилиш вәқәлири хитай һөкүмитиниң уйғурларға салған һәр хил зулумиға қарши өч елишни мәқсәт қилғанлиқини илгири сүргән.

Бу түркистан ислам партийисиниң, хитай вә уйғур елидә йүз бәргән һуҗум қилиш вәқәлиригә мәсул икәнликини тунҗи қетим елан қилиши әмәс. Мәзкур орган 2008‏-йили бейҗиң олимпик мусабиқисидә һуҗум қилиш һәрикити елип баридиғанлиқини елан қилип, хәлқара ахбарат васитилириниң диққитини қозғиған иди.

Лекин, хитайниң навағ вә йеңи базар вәқәлириниң һәқиқий әһвалиға даир тәпсилатларни йошуруп, ахбарат васитилиригә түрлүк чәклимиләрни қоюши чәтәлдики уйғур тәшкилатлирида, хәлқара кишилик һоқуқ органлирида вә көзәткүчиләрдә бу икки вәқәниң һәқиқий әһвали һәққидә түрлүк гуманларни қозғиған. Безиләр түркистан ислам партийисиниң мәвҗутлуқи шундақла униң әмәлий күчигә гуман билән қарайдиғанлиқини илгири сүргән иди. Бирақ дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси үмид агаһи түркистан ислам партийиси һәққидә тохтилип, мәзкур партийә җиддий муамилә қилишқа тегишлик “җиһади” һәрикәт икәнликини билдүрди.

Хитай һөкүмити қәшқәр “йеңи базар вәқәси” ни пәйда қилған уйғур пидаийлириниң рәһбири мәмтили тиливалдиниң шәрқий түркистан ислам партийиси билән алақиси барлиқини елан қилип, униң пакистанда тәрбийә алғанлиқини илгири сүргән. Мәмтили тиливалди “йеңи базар вәқәси” йүз берип 3‏-күни хитай аманлиқ күчлири билән қәшқәр сәһәр сиртида йүз бәргән қонақлиқтики тоқунушта өлтүрүлгән иди.

Түркистан ислам партийиси тарқатқан видәоға йәнә, мәмтили тилиевалдиниң 2006‏-йили пакистандики базида чекилгән видәо көрүнүши вә униң бир пидаий билән челишиватқан челиш мәйданиниң көрүнүши киргүзүлгән. Видәода абдүшүкүр дамолла йеқинқи йилларда йүз бәргән уйғур елидики бәзи вәқәләрни тилға елип, хитай даирилириниң сәмән йоли вәқәси, яман яр вәқәси, хотән чоқур базири мусулманлар аяллар намайиши вә ақсу игәчи вәқәси қатарлиқ җиһади һәрикәтләрдин ибрәт алмиғанлиқини әскәртиду.

Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизидики үмид агаһи хитай даирилирини агаһландуруп, әгәр улар уйғурларниң әркинликини давамлиқ контрол қилип, уларға чиқиш йоли бәрмисә, буниң уйғурларни қораллиқ күрәш йолиға меңишқа мәҗбурлайдиғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити мәзкур видәоға һазирға қәдәр инкас қайтурмиди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лю веймин чәтәл мухбирлириға видәо вә видәодики мәсулийәтни т и п ниң үстигә алғанлиқиға даир учурлардин мәлумати йоқлуқини билдүргән. Лекин бирләшмә агентлиқиниң бу һәқтики хәвиридә лю веймин әскәртип, аталмиш бөлгүнчиләрниң “ җуңго чеграсида вәһшиянә зораван террорлуқ һәрикәтлирини елип бериватқанлиқи, буниң җуңгониң милләтләр иттипақлиқи, районниң тинчлиқи вә муқимлиқиға еғир бузғунчилиқ қиливатқанлиқи” ни илгири сүргән. “җуңгониң терролуққа қарши хәлқара һәмкарлиқни күчәйтишни халайдиғанлиқи” ни билдүргән.

Лекин, муһаҗирәттики бәзи хитай өктичиләр хитайниң террорлуққа қарши турушни баһанә қилип, уйғурларға йүргүзгән диний, сиясий җәһәтләрдики бастуруш, мәдәний, иқтисади вә иҗтимаий җәһәтләрдики кәмситиш сиясити уйғурларниң қаршилиқини күчәйтиватқанлиқида һәмпикир. Хитай өктичилириниң америкида нәшр қилинидиған “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди бу қараштики хитай зиялийлириниң биридур. У хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити райондики вәзийәтни өткүрләштүрүвәткәнликини билдүрди.

У мундақ дәйду: “ буни икки хил сәвәб кәлтүрүп чиқарған. Биринчиси, униң уйғурларни вәһшийлик билән бастуруши. Нәтиҗидә бу уйғур хәлқиниң җуңго һөкүмитигә болған назилиқини күчәйтивәткән. Иккинчиси, бу җәрянда бәзи хәнзу аммиси әһвални чүшәнмәй, җуңго һөкүмитиниң террорлуққа қарши туруш тәшвиқатини аздур-көптур қобул қилған болди. Бу улар билән уйғурлар арисидики зиддийәтни чоңқурлаштурди. Униңдин сирт уйғур аммиси хәнзулар билән җуңго һөкүмитини бир дәп қариғанлиқи үчүн, бу зиддийәт илгириләп өткүрләшти. Омумән етйқанда, шинҗаңдики зиддийәт мәйли һөкүмәт билән амма арисида болсун, мәйли хәнзулар билән уйғурлар арисида болсун, буниңдин он йил бурунқиға қариғанда наһайити еғир.”

Ху пиң, хитай һөкүмитиниң узун йиллардин бери уйғур елидә йолға қоюп кәлгән хата сияситини омумйүзлүк ойлинишини вә түзитишини үмид қилидиғанлиқини, лекин хитай һөкүмитиниң нөвәттики әһвалиға қариғанда униң бундақ қилишиға үмидвар қаримайдиғанлиқини билдүрди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.