Мәккидә чақирилған “ислам һәмкарлиқ пәвқуладдә қурултийи”да елинған қарарлар
2012.08.17
Қурултайға 57 ислам дөлитиниң рәислири иштирак қилған болуп, мәсчит һәрәмниң йенидики“сафа қәсри”дә ечилған вә икки күн давам қилған қурултайда төвәндики қарарлар елан қилинди:
1.Аллаһ тааланиң қуран кәримдики“силәр һәммиңлар бир уммәтсиләр” вә “һәммиңлар аллаһниң диниға мәһкәм есилиңлар, айрилмаңлар” дегән улуғ каламиниң роһиға әмәл қилған һалда, мусулманларниң өз арисидики бирлик вә инақлиқни қоғдаш йолида қолдин кәлгән чарә вә тәдбирләрниң һәммисини қоллиниш.
2.“ислам һәмкарлиқ тәшкилати”мундин илгири чиқарған барлиқ қарарлирини әмәлийләштүрүш йолида һәммә бирдәк күч чиқириш.
3.Пәләстин мәсилиси ислам дунясиниң асаслиқ кризиси болуп, исраилийә ишғалийитигә хатимә бериш вә пәләстин дөлитини қуруш йолида тиришчанлиқ көрситиш.
4.Пәләстинниң қудус шәһиридики ислам мәдәнийәт мираслирини қоғдап қелиш, у җайдики мәсчит әқсаға керәклик ярдәмләрни топлаш.
5.Исраилийигә ғәззә шәһиридики имбаргосини бикар қилиши үчүн бесим ишлитиш. Бу тоғрида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ярдимини тәләп қилиш.
6.Қурултай исраилийиниң қанунсиз һәрикәтлирини қаттиқ тәнқидләйду вә исраилийә түрмилиридики пәләстинликләрни қоюп беришини тәләп қилиду.
7.Қурултай сүрийидики әсәд һакимийитиниң өз хәлқиниң қенини еқитиш җинайитини қаттиқ әйибләйду вә сүрийиниң тупрақ бирликини қоғдап қелиш йолида бар имканийәтләрни қоллиниду.
8.Сүрийидики диний орунларни вә тарихи җайларни бомбардимандин сақлап қелиш йолида тәдбир қоллиниш.
9.Сомали дөлитидики қорал - ярақ вә зәһәр тиҗаритини тохтитиш, террорлуқ һәрикәтлиригә хатимә бериш арқилиқ хәлқниң аманлиқини қоғдаш.
10. Бирмидики мусулманларни у җайдики радикал күчләрниң өлтүрүш, қийнаш вә юртлиридин һәйдәштәк җинайәтлиридин қоғдаш, бу хусуста мунасивәтлик органлар билән тездин һәрикәткә өтүш.
11. Қурултай сәуди әрәбистани падишаһи абдулла тәрипидин бирма мусулманлириға қилинған50 милйон доллар миқдаридики ярдәмни тәбрикләйду.
12. Һәр ишта оттураһаллиқ йолини тутуп, радикаллиққа йол қоймаслиқ, ислам дининиң тинчлиқпәрвәр бир дин икәнликини пүтун дуняға намаян қилиш.
13. Ғәрб дунясидики бәзи радикал күчләрниң террорлуқни ислам билән қәстән бағлаштуруштәк яман хаһишиға рәддийә бериш.
14. Ислам мәзһәблири оттурисидила әмәс, бәлки дунядики барлиқ динларниң мәсуллири билән сөһбәтләрни өткүзүш арқилиқ бир - биригә йол қоюш асасида тинчлиқ билән өтүш.
15. Ислам дунясидики саватсизлиқни вә ишсизлиқни түгитиш йолида тиришчанлиқ көрситиш.
16. Ислам дунясини әң илғар пән - техникилар билән қоралландуруш йолида һәммә бирдәк күч чиқириш.
17. Қурултай сүрийидики әсәд һакимийитиниң түркийиниң айропиланини чүшүрүвәткәнлик җинайитини қаттиқ әйибләйду.
Ахирида, қурултай иштиракчилири сәуди әрәбистани падишаһи абдулла билән “ислам һәмкарлиқ тәшкилати”ниң баш катиби әкмәлиддин иһсан оғлиниң көрсәткән тиришчанлиқиға рәһмәт ейтиду.