Испанийә соти җяң земин қатарлиқларни сотқа чақирди
Мухбиримиз миһрибан
2009.11.23
2009.11.23
Америка авази радио истансисиниң 21 - ноябирдики хәвиридә, испанийиниң пайтәхти мадрид шәһиридики дөләтлик сот мәһкимисиниң сотчиси исмер моринно әпәндиниң, хитайда җазаға тартилип, қийнаққа елинған фалүнгуң муритлириниң, хитайниң сабиқ дөләт башлиқи җяң земин қатарлиқлар устидин қилған шикайитини аңлиғандин кейин, бу қарарни чиқарғанлиқи қәйт қилинған.
Җяң земин қатарлиқлар җинайити бекитилсә, 20 йил әтрапида қамақ җазасиға һөкүм қилиниши мумкин
Испанийә сотиниң қарари бойичә елип ейтқанда, әгәр җяң земин қатарлиқ кишиләрниң җинайити бекитилсә, улар 20 йил әтрапида қамақ җазасиға һөкүм қилиниши мумкин икән. Хәвәрдә көрситилишичә сот мәһкимиси тез арида җяң земин қатарлиқ кишиләргә сотниң қануний һөҗҗәтлирини әвәтишни қарар қилған болуп, һөҗҗәттә уларниң сот сориған мәсилиләргә 6 һәптә ичидә җаваб бериши тәләп қилинған, әгәр җяң земин қатарлиқлар сотниң әвәткән һөҗҗитидә оттуриға қоюлған мәсилиләргә җаваб қайтурмиса, сот бу кишиләрни тутуш буйруқи чиқиридикән.Хитайниң сабиқ дөләт башлиқи җяң земин, 1999 - йили хитайда фалуңгуңчиларниң нормал паалийитини чәкләп уларни бастуруш буйруқи чиқарғандин кейин, әйни чағда җяң земин һөкүмити тәрипидин зиянкәшликкә учриған чәтәлләрдики фалүнгоң муритлири җяң земин һөкүмити устидин чәтәлләрдики хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириға үзлүксиз әрз қилип келиватқан болуп, 2002 - йили 18 - өктәбир күни йәни хитайниң сабиқ дөләт башлиқи җяң земин америкиниң чикаго шәһиригә зиярәткә келиштин 4 күн илгири, америкидики фалунгуң муритлири җяң земинни фалүнгуң муритлирини бастурғанлиқ җинайити билән әйибләп, иллиной штатиниң шималидики федирал сотиға әрз сунған иди. Сотчи уларниң әрзини тапшурувалғандин кейин 2003 - йили 1 - айниң 13 - күни тунҗи қетим фалүнгуң муритлириниң вәкиллири билән йүз - туранә көрүшүп, 60 күн ичидә әрздарларға адвокат арқилиқ җяң земинниң фалүнгоң муритлири устидин елип барған бастуруш җинайити устидин дәлиллик материял тәйярлашни уқтурған иди.
Америкида " чәтәлләрдики кишилик һоқуққа таҗавузчилиқ қилмишиға төләм қануни" 1789 - йилила елан қилинған
Шундин буян чәтәлләрдики фалунгуң муритлири үзлүксиз һалда, җяң земин һөкүмитиниң фалүнгуңчиларни бастурғанлиқ җинайити устидин, өзлири турушлуқ дөләтләрдики сот мәһкимилиригә әрз қилип келиватқан иди. Бу қетим испанийә дөләтлик сотиниң җяң земин қатарлиқларни сотқа чақириш буйруқи чиқарғанлиқиға қарита өз пикрини ипадилигән америкиниң оттура қисмидики фалүнгуңчилар җәмийитиниң рәиси яң лин әпәнди мундақ деди."Бизниң әрзимиз давам қиливатқили 2 йил болди, бу бизниң дәсләпки ғәлибимиз дейишкә болиду. Биз сотқа әрз қилған кишиләрниң һәммиси хитай коммунист һөкүмитиниң һазирқи һәм илгири вәзипә өтигән чоң әмәлдарлири, улар фалүнгуң муритлириға зиянкәшлик қилғучи асаси җинайәтчиләр.Һазир сотқа әрз сунған кишиләр 15 нәпәр болуп, улар дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән."
Нюйорктики фордһам университетиниң қанун пәнлири профессори франкит әпәндиниң билдүрүшичә, америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлиридә аллиқачан инсанийәткә қарши җинайәт өткүзгән кишиләргә нисбәтән қануний бәлгилимиләр чиқирилған болуп, америкида 1789 - йилила, " чәтәлләрдики кишилик һоқуққа таҗавузчилиқ қилмишиға төләм қануни"," қийнақ җазасиға учриғанларниң һоқуқини қоғдаш қануни" қатарлиқ икки қанун маддиси мақулланған икән. Бу қанунда чәтәлликләрниң америка туприқида өз дөлитидики хәлқара кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучиларға нисбәтән әрз қилиш һоқуқиға игә икәнлики бәлгиләнгән болуп, өткән әсирниң кейинки йеримидин башлап, америкиға көчмән болуп кәлгән нурғунлиған кишиләр бу қанундин пайдилинип, өз дөлитидики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики елип барған кишиләр үстидин әрз қилған икән.
Җяң земин қатарлиқларниң сотқа тартилиши символлуқ әһмийәткә игә
Бу нөвәт чәтәлләрдики фалүнгуң муритлириниң җяң земин қатарлиқлар устидин қилған әрзиниң испанийә дөләт соти тәрипидин қобул қилинишини,кишилик һоқуқ актиплири символ характерлик әһмийәткә игә дәп қаримақта.Йөнилиш журнилиниң баш муһәррири җаң вейго әпәнди бүгүн зияритимизни қобул қилип мундақ деди: " испанийә дөләтлик алий сотиниң бу қарарни чиқириши хәлқарада инсанийәткә қарши җинайәт өткүзгән, кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғучи, инсанларниң нормал кишилик әркинликини дәпсәндә қилип, кишиләргә зиянкәшлик қилғучи бир қисим зораван дөләт башлиқлириға берилгән сигнал дейишкә болиду, шуңа испанийә дөләтлик алий сотиниң җяң земин қатарлиқларни инсанийәткә кәлтүргән җинайити билән сотқа тартиши символлуқ әһмийәткә игә. Гәрчә җяң земинға охшаш бир қисим хитай зораван әмәлдарлири һазирчә хитай коммунист һөкүмити тәрипидин қоғдилип, улар җазаға тартилмай келиватқан болсиму, лекин бундақ кишиләрниң һаман хәлқарадики инсан һәқлирини қоғдиғучи тәшкилатлар вә дөләтлири тәрипидин виҗдан сотиға тартилип,хәлқара җәмийәтниң әйиблишигә учриши кишини хушал қилидиған бир әһвал. Бу һәм хитай коммунист һөкүмити тәрипидин зиянкәшликкә учриған кишиләрниң һәқ - һоқуқлириниң хәлқарада қоғдилидиғанлиқиниң бир испати."
Һазир бейҗиңда хизмәт қиливатқан кишилик һоқуқ адвокатлиридин таң җитйән әпәнди 21 - ноябир күни,америка авази радио истансисиниң зияритини қобул қилип," испанийә дөләтлик сотиниң бу қарари символ характерлик әһмийәткә игә, бу әмәлийәттә хитай һөкүмитигә берилгән бир агаһландуруш һесаблиниду. Мәйли кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған сиясәтни йолға қойғучилар болсун, яки бу буйруқни иҗра қилғучилар болсун, улар шуни тонуп йетиши керәкки, бундақ кишиләр гәрчә дөләт ичидә һазирчә җазаға тартилмиған болсиму, лекин уларниң җинайити хәлқарада чоқум сүрүштүрүлиду. Һазир нурғун кишиләр бу нуқтини тонуп йетәлмиди, улар һелиһәм болсиму сәгәклик билән өз җинайитини тонуши керәк " дегән иди.
Уйғур райони партком секретари ваң лечүән қатарлиқ 8 нәпәр хитай әмәлдариму сотқа чақиртилған иди
Испанийә дөләтлик сотиниң хитай әмәлдарлирини "инсанийәткә қарши җинайәт өткүзди" дәп сотқа тартиши тунҗи қетимлиқ иш әмәс иди. "Бостун йәр шари гезити"ниң бу йил 5 - айдики бир хәвиридә көрситилишичә, бу йил 4 - айда баш штаби испанийиниң барселона шәһиригә җайлашқан тибәтни қоллаш тәшкилатлиридин "каса дел тибәт фонди җәмийити" бир қисим хитай рәһбәрлирини инсанийәткә қарши җинайәт билән әйибләп, испанийә дөләтлик сотқа әрз сунған болуп, мәзкур тәшкилатниң бу һәқтики әрзи испанийә алий соти тәрипидин қобул қилинған.2009 - Йили 5 - апрел күни, испанийә дөләтлик алий сотиниң сотчиси сантияго пәдраз, инсанийәткә қарши җинайәт билән хитай әмәлдарлиридин, хитай дөләт мудапиә министири лйән гуаңлйе, хитай дөләт бихәтәрлик министири, гең хуйчаң, җамаәт хәвпсизлик министири миң җйәнҗу қатарлиқ үч министир вә тибәт райони партком секретари җаң чиңли, уйғур райони партком секретари ваң лечүән, хитай миллий ишлар комитети рәиси ли деҗу, лхасаға җайлашқан хитай азадлиқ армийиси қомандани туң гүйшән вә чеңду қораллиқ сақчи қисим сиясий комиссари җаң гүйхуа қатарлиқ 8 нәпәр хитай әмәлдарини бу хусуста сотқа чақиртқан иди.