Уйғурлар истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш қилди

Үрүмчи вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурлар намайиш қилмақта. Шу җүмлидин истанбулда яшаватқан уйғурларму хитайниң истанбулдики консулханиси алдиға йиғилип, намайиш қилди.
Ихтийари мухбиримиз арслан
2010.07.07
istanbul-namayish-305 Сүрәттә истанбулдики намайиштин бир көрүнүш
RFA Photo

7 - Айниң 4 - күни истанбулда яшаватқан уйғурлардин миңдин артуқ киши истанбулниң таксим мәйданиға топлинип намайиш қилған иди. 2010 - Йили 7 - айниң 5 - күни урүмчи қирғинчилиқиниң бир йиллиқи мунасивити билән, шәрқий түркистан мунбири нам астида паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатларниң бирликтә уюштуруши билән истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш өткүзүлди.

Намайишқа истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр - аял болуп көп санда киши қатнашти. Намайишқа йәнә "анадолу гәнчлик җәмийити", "алпәрән оҗақлири" қатарлиқ көплигән аммиви тәшкилатлар уйғурларни қоллайдиғанлиқини ипадиләп намайишқа қатнашти, намайишқа көплигән түркләрму иштирак қилди.

Намайишчилар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ вә түрк байрақлирини көтүрүвалған болуп, бәзи намайишчиларниң қоллирида, "5 - июл үрүмчи қирғинчилиқини әйибләймиз", "баринни, хотәнни, ғулҗини унтуп қалмидуқ", "шәрқий түркистанға әркинлик", дегәнгә охшаш хәтләр йезилған вивиска тахтиларни көтүргән һалда хитайниң истанбулдики консулханиси алдиға йеқинлап кәлди.

Намайишчилар бирдәк, "яшисун мустәқил шәрқий түркистан!, "қизил хитай шәрқий түркистандин чиқип кәт!, "һәқ - һоқуқ, адаләт түркистанға һүррийәт! " дегәнгә охшаш шоарлар товлиди.

Намайишқа көплигән мухбирларму қатнашқан болуп намайиш җәрянида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди, ахбарат елан қилиш йиғинида, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан, шәрқий түркистан мунбиригә вакалитән 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқиға алақидар йезилған баянатини елан қилди.

Баянатта һидайәтулла оғузхан мундақ деди:

"5 - Июл үрүмчи қирғинчилиқи йүз берип бир йил өтти, сирттин қарайдиған болсақ, вәқә түгәп шәрқий түркистанда вәзийәт нормал әһвалға қайтқандәк көрүнсиму, хитай һакимийити адәм өлтүрүш, халиғанчә тутқун қилиш, қийин - қистаққа елиш, тәһдит қилишқа охшаш җинайәтләрни тохтимай ишләватиду. Шәрқий түркистанда бу инсанийәткә қарши җинайәтләр ишлиниватса дуня дөләтлири бу вәқәләрни көрүп турупму сүкүт қиливатиду вә көрмәскә селиватиду".

Һидайәтулла оғузхан йәнә мундақ деди:

"Аридин бир мәзгил өткәндин кейин шәрқий түркистанлиқлар үстидин йүргүзүлгән бесим, иқтисадий вә сиясий бесим техиму күчәйтилди, пикир әркинлики, вә саяһәт әркинлики техиму чиңитилди. Өз тилида оқуш вә дини тәлим - тәрбийә елиш имкансиз һалға кәлди. Буниң билән тутулғанлар қаттиқ җазаға тартиливатиду."

Ахбарат елан қилиш йиғинидин кейин һидайәтулла оғузхан мухбирларниң уйғурларға алақидар сориған соаллириға җаваб бәрди. Намайишта диққәт қилишқа тегишлик йәнә бир нуқта болса, хитай консулханисиниң дәрвазиси арқисида туруп намайишчиларни мәхпий рәсимгә тартқан икки нәпәр хитайни

Мухбирлар рәсимгә тартти. Буни һес қилған хитайлар өзлирини далдиға алди.

Баянат елан қилинғандин кейин намайишчилар арисидин талланған 5 йетәкчи, хитай консулханисиниң дәрвазисиға қара чәмбирәк қойди. Қара чәмбирәк үстигә "шәрқий түркистан мунбири" дегән сөзләр йезилған. Қара чәмбирәк түркийидә инсанийәткә қарши җинайәт ишлигәнләр үчүн қоюлиду.

юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.