ТүркийидикиMPL телевизийисиниң түркистанбул программисида шәрқий түркистан мәсилиси
Мухбиримиз арслан
2008.09.26
2008.09.26

RFA Photo / Arslan
Түркистанбул йәни түркистан - истанбулни мәқсәт қилинған программа болуп, бу телевизийә программида шәрқий түркистан мәсилиси, шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә истанбулда елип берилған иш - паалийәтләр тонуштурулғандин сирт, түркийә хитай мунасивәтлиридә шәрқий түркистан мәсилиси, түркийә - қазақистан мунасивәтлири, қазақистан - хитай мунасивәтлири шундақла оттура асия дөләтлири вә түрк дуняси тоғрисида тәтқиқатчи алимлар, доктур, профессорлар вә җәмийәт башлиқлири билән пикир - мулаһизә қилинип нәқ мәйдандин сүни һәмра арқилиқ тарқитилип кәлмәктә.
Бу телевизийә программиға шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң башлиқи доктор әһмәт түркоз әпәнди риясәтчилик қилип кәлмәктә. Бу қетимқи түркистанбул телевизийә программисиға истанбул шәһри зәйтунбурну районлуқ шәһәр башлиқиниң баш мәслиһәтчиси иляс сака әпәнди иштирак қилип, шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә бир қанчә түрдә тохталди. Һәмдә түркистанбул телевизийә программисиниң риясәтчиси доктор әхмәт түркоз әпәндиниң шәрқий түркистан тоғрисида сориған соаллириға тәпсили җаваб бәрди.
Һөрмәтлик иляс сака әпәнди алди билән өзиңиз һәққидә сөзләп берәмсиз?
Болиду, мениң ата - анам бир гуруп кишиләр билән 1953 - йили шәрқий түркистандин көчүп кәлгән икән. Мән 1962 - йили манисада туғулдум. 1967 - Йилдин бири истанбул шәһриниң зәйтунбурну районида яшаватимән. Мениң 3 пәрзәнтим бар. Мениң миллитим қазақ миллитидин башқилар мениң юртумни сориса һәр қачан өзүмни шәрқий түркистанлиқ дәп җаваб беримән. Чүнки шәрқий түркистандики қериндашларға бизниң вападарлиқ мәҗбурийитимиз бар. Шәрқий түркистан бир җуғрапийиниң исми, у бир түрк юртиниң исмидур вә унтулған һәмдә көрмәскә селинған бир орунниң исмидур. Шуниң үчүн бу исим дуняға тонуштурулуши лазим. Бу исим мәйли шәхсийитимиз үчүн болсун яки әҗдадим үчүн болсун мәйли инсанийәт үчүн болсун тонуштурулуши лазим. Чүнки инсанлар наһайити шәрәплик яритилған. Исми немә болуштин қәтий нәзәр. Етиқади қандақ болуштин қәтийнәзәр һәр қандақ инсан һөрмәткә сазавәрдур.Һөрмәтлик иляс әпәнди сиз 1999- дин 2004 - йиллар ариси зәйтунбурну райониниң муавин шәһәр башлиқи болуп хизмәт қилған дәвирдә түрк дунясиға алақидар қандақ паалийәтләрни қилдиңиз?
Мән 1999- дин 2004 - йиллар ариси зәйтунбурну райониниң муавин шәһәр башлиқи болуп хизмәт қилдим. Әмма түрк дунясиға алақидар қилған иш - паалийәтләрни һаятимизниң бир мәниси дәп билдим. Бу паалийәтләрниң хизмәт вәзипәм билән алақиси йоқ. Паалийәтлиримниң әң муһим қисимлири, қазақистанға бир қанчә қетим берип у йәрдики бәзи шәхсләр билән түрк дунясиға алақидар муһим темиларда пикир алмаштурдум. У йәрдин түркийигә кәлгән муһим шәхсләр билән сөһбәтләштим. Қазақистан сәнәт өмикини зәйтинбурниға тәклип қилип учуқ мәйданда һәқсиз оюн қоюлди мәқсәт қазақ мәдәнийитини түркийигә тонутуш иди. Зәйтинбурнуда абай қуланбайоғли намида бир мәктәп ачтуқ, буниңға түркийә маарип министирлики ярдәм қилди. Мәктәпниң ечилиш мурасимиға қазақистан рәиси нурсултан нәзәрбайиф вә түркийә дөләт министирлири қатнашти.Униңдин башқа йәнә 2001 - йилдин башлап норуз байримини тәбрикләш паалийити уюштурдуқ. Норуз байримини тәбрикләш паалийитини истанбул шәһәрлик һөкүмәт йиғин залида өткүздуқ. Бу паалийәт 6 саәт давам қилди. У вақитта истанбул шәһриниң муавин валисиму қатнашқан иди. Бу түркийидә түнҗи қетим норуз байримини тәбрикләш паалийити иди. Зал байрам иштиракчилири билән лиқ толған иди. Нурғун кишиләр түнҗи қетим норуз байриминиң түрк байрими икәнликини билди. Охшимиған инсанлар келип көрди. Түркийидә норуз байрими дисә у пәқәт түркийәниң шәрқидики бир қисим инсанларниңла байрими дәп биләтти. Әмма биз бу байрамни тәбрикләп уюштурған паалийитимиздин кейин кишиләр, бу байрамниң оттура асия, кавказийә вә иран қатарлиқ кәң түрдики бир җуғрапийидә ортақ тәбрикләйдиған түркий системидики милләтләрниң бир байрам икәнликини чүшүнүп йәтти.
Шуниңдин кейин һәр йили түркийиниң һәр қайси җайлирида норуз байримини қизғин қутлайдиған адәт шәкилләнди. Бу норуз йәни йеңи күн мәнисини ипадилигән байрамниң бизниң мәдәнийитимиздә мәвҗут болған бир байрам икәнликини кишиләр билди. Демәк түрк дуняси мәдәнийити саһәсидә зәйтунбурну бир мәдәнийәт мәркизигә айланди.
Һөрмәтлик иляс сака әпәнди зәйтунбурну шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин ишләнгән "сүргүн вә өлүм" дегән һөҗҗәтлик филимниң 7 - қисми йәни шәрқий түркистан қисми немә үчүн нәшир қилинмиди?
Зәйтунбурну шәһәр башлиқи мурад айдин әпәндиниң тәшәббуси билән "сүргүн вә өлүм" дегән һөҗҗәтлик филим ишләнди бу филимниң 7 - қисмида шәрқий түркистандин сүргүн болған кишиләрниң түркийигә келиш җәрянда қандақ қийинчилиқларға дүч кәлгәнлики ипадиләнгән бир филим. Бу филимниң шәрқий түркистан қисмида: "шәрқий түркистанда ассимилятсийә қилиниватқан бир милләт бар. Түрк хәлқи бар. У йәрдә азадлиққа интилидиған кишиләр бар. У йәрдики кишиләр һөрлүккә лайиқ. У кишиләр чоқум азат болиши лазим," дегәндәк учурларни өз ичигә алғачқа нәшир қилишта хитай билән бир дипломатийә мунасивәттә сүркүлүш көрүлди шу сәвәбтин у филим нәшир қилинмиди әмма түркийиниң қанал 7 телевизийисидә бир қетим тарқитилди.Мән оттура мәктәптә оқуватқан мәзгилдә хитай вә русийигә қаттиқ қарши идим. Кейинчә чоң болғандин кейин пикрим алмашти. Биз тарихта хитайлар билән бир қанчә қетим уруш қилдуқ. Мән шәрқий түркистан тоғрисида сөз қилсам. Хитай йоқалсун демәймән. Хитайларни әсир алайли демәймән. Хитайни ишғал қилайли демәймән. Мән хитайни әсәр елишни халимаймән. Хитайниң хар - рәзил болушиниму халимаймән, уларму хушал яшисун. Әмма мениң қандаш миллитимниң дөләт қуралайдиған. Һөр әркин яшиялайдиған һәққини хитайларму етирап қилиши лазим.
Мениң қилғанлиримни хитайлар қобул қилса андин мәнму уларниң қилмишлирини қобул қилимән. Мән бир шәхс болуш сүпитим билән өз хәлқимниң әркинликини қоғдаш мәҗбурийитим бар. Бир милләт ассимилатсийә қилиниватса. Зулумға учраватса униң һәққини қоғдаш мениң инсаний мәҗбурийитимдур. Биз шәрқий түркистанниң мустәқил болушини чоқум халаймиз. Дуня әркинлики үчүн шәрқий түркистан мустәқил болуш лазим.