Истанбулда өткүзүлгән намайишта тутулған яшлар билән сөһбәт
Мухбиримиз арислан
2010.10.13
2010.10.13

RFA Photo / Arslan
Аясофия музейханиси алдида намайиш қиливатқан уйғурлар бу әһвалдин хәвәр тапқандин кейин сақчи башлиқидин тутулған қериндашлирини қоюп беришни тәләп қилған вә улар қоюп берилмигичә тарқап кәтмәйдиғанлиқи һәм пүткүл ахбарат вастилириға бу һәқтә баянат елан қилидиғанлиқини билдүргән.
Аясофия мәйданида намайиш қиливатқан дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк бу һәқтә баянат елан қилип мундақ деди: "һеч қандақ уйғур қериндаш бу йәрдә қанунсиз иш қилмиди. Пүтүнләй демократийә һоқуқимизни қолланған болсақму, бүгүн 8 нәпәр уйғур қериндишимиз қаракөй сақчихана тәрипидин тутулди. Уларниң һеч қандақ җинайити йоқ. Булар немә үчүн тутулди?. Булар түркийә җумһурийитиниң пуқралири. Бу қериндашлиримизниң дәрһал қоюп берилишини сақчилардин тәләп қилимиз."
Нәтиҗидә сақчилар уларни қоюп беридиғанлиқиға вәдә берип, уларни шу күни чүштин кейин қоюп бәргән вә сақчилар уларни, намайиш қилишқа рухсәт қилинған орундин башқа бир йәрдә намайиш қилғанлиқи үчүн вақитлиқ тохтитип қойғанлиқини әскәрткән.
Биз бу намайишта сақчилар тәрипидин тутулуп, кейин қоюп берилгән уйғурлардин, абләт һаҗим, сабир дамоллам вә муһәммәд йүсүп қатарлиқ яшлар билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.