Истанбулдики хитай консулханиси алдида намайиш
Мухбиримиз арслан хәвири
2008.07.01
2008.07.01

RFA Photo / Arslan
Намайишни түркийидә паалийәт қиливатқан аммиви тәшкилатлардин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити, шәрқий түркистан яшлар тәшкилати, шәрқий түркистан мәдәнийәт җәмийити әнқәрә шөбиси, шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийити қатарлиқ тәшкилатлар бирликтә уюштурди.
Намайишқа әнқәрә, истанбул, қәйсәри шәһиридин кәлгән 400 дин артуқ киши иштирак қилған болуп, намайишқа өсмүр - балилар вә аялларму қатнашқан иди. Намайишчилар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ вә шуарлар йезилған вивиска - тахтиларни көтүргән һалда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити зәйтинбурну шөбиси алдиға топлинип, шуар төвлап аптобус вә кичик аптомобиллар билән хитай консулханиси алдиғичә йүрүш қилди. Намайишчилар хитай консулханиси алдиға топлинип "коммунист хитайлар шәрқий түркистандин чиқип кәт!", "мәзлумлар бу йәрдә, инсан һәқлири қәйәрдә!", "һәқ - һоқуқ адаләт, түркистанға һөрийәт!" дәп шуар товлиди. Намайишқа көплигән телевизийә мухбирлири, ахбаратчилар, журналистларму кәлгән иди, намайишта шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи доктур атавуллаһ шәһяр әпәнди сөз қилди. Бир хитай консулхана бинасиниң деризидин бешини чиқирип рәсимгә тартиватқанда намайишчилар у хитайға қаритип хитай консулханисиға тухум атти. Бу арида түркийә аманлиқ сақлаш хадимлири келип намайишчиларниң қоллиридин бәш картун тухумни тартивалди, намайишчилар йәнә хитайниң байриқиға дәссәп от яққанда сақчилар келип өчүрүвалди.
Намайиш җәрянида шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи доктур атавуллаһ шәһяр әпәнди мухбирларға сөз қилип мундақ деди: "шәрқий түркистан хәлқи 50 нәччә йилдин бири хитай коммунистлири тәрипидин зулум чекиватиду. Бир қанчә күн илгири, хитай ишғалчилири бейҗиң олимпик мусабиқисини баһанә қилип, шәрқий түркистанни пүтүнләй муһасиригә алди. Кичә - күндүз тутқун қилиш һәрикити елип берип, нурғунлиған бигунаһ хәлқни қамаққа алди. Бир шәһәрдин башқа бир шәһәргә, бир мәһәллидин башқа бир мәһәллигә беришни чәклиди. Хәлқниң кочиларға чиқишиниму чәклиди. Хитайлар олимпик мәшилини шәрқий түркистандин бихәтәр өткүзүши үчүн шәрқий түркистан хәлқини халиғиничә бастуруп зулум қилмақта, мәшәлни өткүзидиған қәшқәр вә урумчи шәһәрлиридә хәлқни ишик - деризилирини тақап өйлиридә олтурушқа буйруқ қилған, деризилиридин қарашниму чәклигән. Хитайлар йәнә олимпик мусабиқисини елан - тәшвиқ қилиш үчүн мәсчитләрниму қолланмақта. Ақсу вилайити кәлпин наһийә юрчи йеза қумериқ мәһәллисидики бир мәсчитниң җамаити, олимпик мусабиқисиниң елан тахтисини мәсчитниң қиблә тәрипигә чаплашни рәт қилғанлиқи үчүн хитай сақчилири мәсчитниң имамини қолға алған. Мәсчитниң җамаити тарқитиветилгән. Хитайлар техиму һәддидин ешип, йәр ағдуруш машиниси билән мәсчитни өрүвәткән. Бу вәқәдин кейин хитайлар 600 дин артуқ шәхисни тутқун қилған. Хитайлар пәқәт 65 кишини қолға алғанлиқини етирап қилип, улардин 20 кишиниң өлүмгә һөкүм қилиниш еһтимали барлиқини, 45 кишиниң муддәтсиз җазаға һөкүм қилинидиғанлиқини елан қилған. Биз шәрқий түркистан хәлқи, дунядики пүткүл дөләтләр, инсан һәқлири тәшкилатлири, хәлқаралиқ аммиви тәшкилатларниң шәрқий түркистанға көңүл бөлүшини, шәрқий түркистанда йүз бериватқан инсан қелипидин чиққан җинайәтләрни садир қиливатқан хитай һакимийитигә бесим ишлитишини тәләп қилимиз."
Биз намайиш ахирлашқанда, дуня уйғур қурултейиниң муавин башлиқи шундақла шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи сийит түмтүрк әпәнди билән бу намайиш һәққидә сөһбәт елип бардуқ.