Истанбулда шәрқий түркситан ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди

2009 ‏- Йили 7 ‏- айниң 22 ‏- күни инсаний ярдәм вәхпиниң уюштуруши билән вәхпиниң йиғин залида шәрқий түркистан ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди. Йиғинға түркийиниң көп санда гезит ‏- журнал, радио - телевизийә мухбирлири иштирак қилди.
Мухбиримиз арислан
2009.07.22
ISTANBUL-AHBARAT-ILAN-QILISH-YIGHINI-305 Сүрәт, 7 ‏- айниң 22 ‏- күни инсаний йардәм вәхпиниң уйуштуруши билән бу вәхпиниң йиғин залида өткүзүлгән шәрқий түркистан ахбарат елан қилиш йиғинидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Ахбарат елан қилиш йиғинида инсаний ярдәм вәхпиниң рәиси бүләнт йилдирим, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи һамут көктүрк вә 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсини көзи билән көргән бир уйғур сөз қилди.

Үрүмчидин келип йиғинға қатнашқан уйғур, бихәтәрликни көздә тутуп йүзигә ниқап тақиған болуп исмини ашкарилашни халимиди. Әмма үрүмчидә 5 ‏- июл күни йүз бәргән вәқәдә көзи билән көргәнлирини тәпсилий аңлатти вә вәқәдә өлгән, тутулған уйғурларниң санини билдүрди.

Ахбарат елан қилиш йиғинида үрүмчи вәқәсини көзи билән көргән уйғур гуваһлиқтин өтүп мундақ деди: "әскәрләр вә униңдин башқа йәнә, хитай пуқралиридин бир бөләк киши уйғурларни қорал билән етип өлтүрди. Түрмигә қамалған 600 дәк кишидин хәвәр елинмиди. Түркийигә пәқәт 196 кишиниң өлгән хәвири тарқилипту, әмма у йәрдә 1000 дин артуқ әр киши оққа тутулуп өлтүрүлди. Хитай дуняға тақап қойған у районда халиғанни есип халиғанни өлтүрүватиду. Мән һәр хил йоллар арқилиқ миң тәстә түркийигә кәлдим. Әмма шәрқий түркистанда қалған аиләм вә уруқ ‏- тоғқанлиримдин әндишилинимән. Һечкимниң һаяти капаләткә игә әмәс. Чүнки хитай даирилиригә нисбәтән җинайәтчи болуш үчүн җинайәт садир қилиш керәк әмәс. Пүткүл уйғур мусулманлири җинайәтчи, мәхпий күч вә террорчи һесаблиниду."

Вәқәни сөзләп бәргән у киши бихәтәрликни көздә тутуп авазини радио ‏- телевизийиләрдә аңлитишни қобул қилмиди.

Инсаний ярдәм вәхпиниң рәиси бүләнт йилдирим әпәнди сөз қилип мундақ деди: "дуня сүкүт қилип туривәрсә, хитай пүткүл уйғурларни йоқ қилмиғичә өлтүрүштин тохтимайду, уйғурлар пүткүл кишилик һоқуқлири тартивелинған бир вәзийәттә яшимақта. Шәрқий түркистан сияситидә түркийә бир түркүм хаталиқларни өткүзди. Әпсуслинарлиқ билән ейтимәнки, хитай тәрипидин уйғур тилида дәрс өтүш универистетларда әмәлдин қалдурулғанда түркийә сүкүт ичидә түрди. Етираз билдүрмиди. 1998 ‏- Йили 12 ‏- айниң 23 ‏- күни баш министирлиқ 36 ‏- номурлуқ һөҗҗәт тәстиқлап шәрқий түркистанға инсанпәрвәрлик ярдәм қилишни чәклиди. Бу вәзийәт түзүтүлүши лазим."

Бүләнт йилдирим әпәнди йәнә, ислам қурултийи тәшкилати, әрәб иттипақи вә бирләшкән дөләтләр тәшкилатини, үрүмчидики қәтлиамни тохтитишқа чақириқ қилип мундақ деди: "ислам дунясиниң хитай билән 133 милярд доллар һәҗимдә бир сода ‏- тиҗарити бар. Һәҗ вә өмәрәҗ мәзгиллиридә сетиливатқан пүткүл маллар хитайда ишләнгән маллар. Әгәр ислам дуняси бу тиҗарәт имканийитини қоллинип хитайға бесим ишләтсә хитай сияситини өзгәртишкә мәҗбур болиду. Ислам қурултийи тәшкилати һәрикәткә атланмиса чоң бир увалчилиқ йүз бериду. Ислам қурултийини һәрикәткә атландурушни халимиған ислам дөләтлири тарихта яхши хатириләнмәйду. Хитайға қарши байқут қилишни башлаш үчүн ислам қурултийи тәшкилати ислам дөләтлирини бир йәргә топлиши лазим. Шәрқий түркистанниң ислам қурултийиға еһтияҗи бар."

Инсаний ярдәм вәхпиниң истанбулдики мәркизидә өткүзүлгән йиғинда йәнә, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан сөз қилип уйғур дияридин игилигән әң йеңи мәлуматларни бериш билән биргә дуня җамаитиниң хитайға бесим қилишини тәләп қилип мундақ деди: "хитай әскәрлири шәрқий түркситандин дәрһал чиқип кәтсун. Хитайниң ичкири өлкилиригә мәҗбурий елип кетилгән уйғур оғул ‏- қизлири вә түрмиләргә қамалған миңлиған бигунаһ кишиләр дәрһал қоюп берилсун! 1949 ‏- йили ишғалдин кейин шәрқий түркистанға көчүп кәлгән хитайлар қайтип кәтсун. Хитай коммунист әмәлдарлири хәлқара сот мәһкимисидә сотқа тартилип миллий қирғинчилиқ қилғанлиқ җинайити билән җазалансун! хитай шәрқий түркистанда елип бериватқан қәтлиамни йошуруп түркийә вә ислам дунясиға хата учурлар берип алдап кәлмәктә. Дуня җамаити пайда ‏- мәнпәәтни қайрип қоюп, бу вәһшийликни, милли қирғинчилиқни дәрһал тохтитиш үчүн ғәйрәт қилиши лазим."

Ахбарат елан қилиш йиғинида йәнә, шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи һамит көктүрк, дуня җамаитиниң үрүмчидә йүз бәргән вәқәләргә сүкүт қилмаслиқини билдүрүп мундақ деди: "әпсуслинарлиқи, дунядики дөләтләр хитай билән елип бериватқан бир қисим сода ‏- тиҗарәтни көздә тутуп үрүмчидә йүз бәргән қәтлиамға сүкүт қилип турмақта. Бу сүкүт қилиш давам қилса бир хәлқ йоқ болиду."

Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбәт хатирисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.