Истанбулда 3 - нөвәтлик явро- асия аяллар мәсилиси һәққидә йиғини өткүзүлди
Мухбиримиз арислан
2010.04.27
2010.04.27

RFA Photo / Arslan
Йиғинға қазақистан, қирғизистан, моңғулийә қатарлиқ 20 дөләттин аял инсан һәқлири паалийәтчилириниң вәкиллири қатнишип, йиғинда өзлириниң дөләт вә районлиридики аялларниң кишилик һоқуқ мәсилисидә дуч келиватқан қийинчилиқларни аңлатти.
Йиғинға истанбул муавин валийси мустафа алтунташ әпәнди қатарлиқ көп санда кишилик һоқуқ тәтқиқатчилири, язғучилар, мухбирлар қатнашти. Уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан яшлар тәшкилатниң пәхри рәиси арслан алиптекин әпәнди тәклип билән қатнашти.
Йиғинда түрк дуняси инсан һәқлири җәмийитиниң рәиси абдуллаһ боксур әпәнди ечилиш нутиқи сөзлиди. Кейин башқа дөләтләрдин кәлгән вәкилләр нөвәт билән сәһнигә чиқип, өзлири яшаватқан дөләтләрдики аялларниң нөвәттә дуч келиватқан қийинчилиқлири вә аялларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидә сөз қилди.
Йиғинда уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан яшлар тәшкилатниң пәхри рәиси арслан алиптекин әпәнди сөз қилип, уйғур аяллириниң хитайниң мәҗбурий пиланлиқ туғут сиясити астида зулум чекиватқанлиқини, хитайниң лопнурда 46 қетим атом бомба синақ қилиш нәтиҗисидә уйғур аяллириниң һәр хил кесәлләргә гириптар болуп қалғанлиқтин нурғун бовақларниң мейип һаләттә туғулғанлиқини дәп өтти.
Бу йиғинда асаслиқи түркий җумһурийәтләр вә түркләр яшайдиған дөләтләрдики аялларниң кишилик һоқуқи вә нөвәттә дуч келиватқан қийинчилиқлири һәққидә сөз қилинди.
Биз бу йиғин һәққидә түрк дуняси инсан һәқлири җәмийитиниң рәиси абдуллаһ боксур, шәрқий түркистан яшлар тәшкилатниң пәхри рәиси арслан алиптекин әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Соал: Һөрмәтлик рәис әпәнди, сиз түрк дуняси инсан һәқлири җәмийитиниң рәиси болуш сүпитиңиз билән уйғур аялларниң кишилик һоқуқлириға қандақ қарайсиз?
Җавап: Кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири тоғрисида бакуда, қиримда өткүзүлгән йиғинларда шәрқий түркистандики аялларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири йиғин күн тәртипигә кәлгән иди, түрк дуняси инсан һәқлири мәсилилири һәққидә алматада өткүзүлгән йиғинимизда асаслиқи шәрқий түркистандики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йиғин күн тәртипигә кәлтүргән идуқ, хусусән шәрқий түркистан аяллириниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини оттуриға қойдуқ, у йәрдики мәсилә шуки, аяллар өз милли салаһийити сәвәбидин җидди бир қийинчилиқларға дуч кәлмәктә, йәнә бир тәрәптин маарип саһәсидә, милли җәһәттин елип ейтқанда, өз тилида дәрс оқуялмаслиққа охшаш мәсилиләр бар, йәнә бир тәрәптин хитай даирилири шәрқий түркистанда инсанларни өз дини етиқадидин башқа бир етиқадқа зорлаватқан бир вәзийәттә, аяллар өз балилирини өзлири арзу қилғандәк йетиштүрүштә тосалғуға учиримақта.
Йәнә бир тәрәптин қарайдиған болсақ, бойиға йәткән қизлар өз өйлиридин, өзлири яшаватқан иҗтимаий һаяттин айрип, хитайниң узақ өлкилиригә йөткәватқанлиқи оттуриға чиқмақта. Әлвәттә пүткүл дуняда аял киши болуш қийин, әмма шәрқий түркистанда аял киши болуш техиму қийин.
Соал: Һөрмәтлик рәис әпәндим, сиз әркин асия радиоси арқилиқ уйғурларға демәкчи болған сөзиңиз барму?
Җавап: Мениң демәкчи болған сөзүм шуки, инсанларниң кәлгүси әркин бир дуняға муһтаҗ, бу әркин дуняни қурушниң үч асасий принсипи бар, инсан һәқлири, демократийә вә әркинлик. Әгәр биз яшаватқан дөләтлиримизни бу һәқтә, системилиқ һалға кәлтүрәлисәк, андин инсандәк яшаш муһитиға игә болушимиз мумкин. Әмма бүгүнки күндә биз һәммимиз инсанпәрвәрлик билән инсандәк яшиялайдиған бир дуняни қуруш үчүн ортақ күрәш қилишимиз керәк, шуниң үчүн шәрқий түркистандики қериндашлиримиз билән һәммимиз бирликтә өз қиммитимизни қәдирлийәләйдиған бир дуня қуруш үчүн күрәш қилишимиз керәк. Һеч ким бүгүнки зулмәтни көрүп, кәлгүсини парлақ болмайду дейәлмәйду, бүгүн қийинчилиқлар болиши мумкин әмма бу қийинчилиқларға бир күни чоқум хатимә берилиду вә шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң парлақ күни йетип келиду.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.