Истанбулда ваң лечүән қатарлиқ 9 нәпәр хитай әмәлдари үстидин әрз сунулди
Мухбиримиз арислан
2009.08.06
2009.08.06
RFA Photo / Arslan
Бу әрзнамини истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити вә шәрқий түркистан вәхпи қоллап қуввәтлигән болуп, җинайи пакитларни топлашта мәзлум дәр җәмийти билән алаһидә һәмкарлашқан.
2009 - Йили 8 - айниң 4 - күни истанбулда яшаватқан уйғурлардин көп санда киши қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ вә үрүмчидә йүз бәргән вәқәдә өлгәнләрниң җәсәтлири вә хитай сақчиларниң кишиләрни қийин қистаққа алған көрүнүшләрни өз ичигә алған һәр хил рәсимләрни көтүргән һалда истанбул шәһириниң султан әхмәт райониға җайлашқан җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси алдиға йетип кәлди. Уйғурлар көтүрүвалған бу рәсимләр ахбаратчиларниң алаһидә диққитини тартти.
Кишилик һоқуқ вә мәзлумлар үчүн һәмкарлиқ қилиш җәмийити истанбул шөбә башлиқи адвокат җиһат гөкдәмир әпәнди вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи һидайәтулла әпәнди, 14 бәтлик әрзнамини истанбул җумһурийәт баш тәптиш мәһкимисигә бирликтә сунди. Кейин җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси алдида ахбарат елан қилиш йиғини ечип әрз қилиштики мәқсәт - муддиалири һәққидә ахбаратчиларға мәлумат бәрди.
Ахбарат елан қилиш йиғиниға кишилик һоқуқ вә мәзлумлар үчүн һәмкарлиқ җәмийитиниң истанбул шөбә башлиқи адвокат җиһат көкдәмир, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин һидайәтулла оғузхан, абликимхан мәхсум, шәрқий түркистан вәхпиниң мәсуллиридин султан мәһмут қәшқәрли вә һамут көктүрк қатарлиқ кишиләрму иштирак қилди.
Ахбарат елан қилиш йиғинида адвокат җиһат көкдәмир әпәнди сөз қилип мундақ деди:
Йерим әсирдин көпрәк бир мәзгилдә, хитай һакимийитиниң мусулман шәрқий түркистан хәлқи үстидин йүргүзгән ассимлятсийә қилиш сиясәтлири әпсуслинарлиқ билән ирқий қирғинчилиқ дәриҗисигә йүксәлди.
Дуняниң көз алдида хатирҗәм һалда кәң көләмдә инсан һәқлири дәпсәндичилики ишлигән, миллий қирғинчилиқ вә қәтлиам қилған хитай һакимийити қол астида яшаватқан шәрқий түркистанлиқлар үчүн ирқий қирғинчилиқ, халиғанчә тутқун қилиш, сот ачмастин өлтүрүш. Қийин - қистаққа елиш, туғут чәкләш, көчмән йөткәш, диний тәлим елишқа чәклимә қоюш, ибадәт қилишни чәкләш, әйдизгә охшаш өлүм характерлик йоқумлуқ кесәлликләрни тарқитиш, яшларни әрзан баһада әмгәккә селиш үчүн мәҗбурий һалда хитай өлкилиригә йөткәш, саяһәт вә сәпәр қилиш әркинликниң чәклиниши, учур алмаштуруш, телефун алақә қилишниң чәклиниши қатарлиқ чәклимиләр күндилик һаятниң бир парчиси һалиға кәлтүрүлди. Мусулман уйғурлар үстидин елип бериватқан бастурушларни, асимилятисйә сиясәтлирини вә әң ахири йүз бәргән вәқәдә хитай һакимийитигә болған наразилиқини ипадиләш мәқситидә йүрүш қилған намайишчиларни, хитай сақчилириниң қара - қоюқ оқ етиши, һавадин бомба ташлиши вә топланған кишиләрни танкилар билән бастурушиға қарши дуня җамаити һазирғичә сүкүт қилип турмақта.
Җиһат көкдәмир әпәнди йәнә мундақ деди: " 5237 номурлуқ түркийә җаза қанунида бәзи еғир җинайәтчиләр үстидин түркийидә сотқа тартиш һоқуқиға игә."
Кишилик һоқуқ вә мәзлумлар үчүн һәмкарлиқ қилиш җәмийити тәптиш мәһкимисигә сунған әрзнамида, 9 кишиниң исми җинайәтчи җавабкар тизимликигә киргүзүлгән болуп, улар төвәндикичә:
Хитай дөләт рәиси ху җинтав, баш министир вин җябав, хитай дөләт бихәтәрлик министири мең җйәнҗу, хитай армийә баш қомандани чиң биңде, уйғур аптоном районидики хитай коммунист партийиси башлиқи ваң личүән, уйғур аптоном райони қорчақ рәиси нур бәкри, хитай миллий ишлар комитетиниң муавин башлиқи ву шемин, үрүмчидики һәрбий район муавин қомандани мутәллип әнивәр, уйғур аптоном райони миллий ишлар комитетиниң башлиқи мухтар һәсән қатарлиқ кишиләр җинайәтчи тизимликигә киргүзүлгән.
Кишилик һоқуқ вә мәзлумлар үчүн һәмкарлиқ қилиш җәмийитиниң һәр қайси шәһәрләрдә шөбилири бар, бу тәшкилат асаслиқи түркийидики адвокатлар тәрипидин қурулған тәшкилат болуп, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши қанун вә адаләтни яқилап паалийәт қиливатқан күчлүк тәшкилат.
Биз бу һәқтә техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи һамут көктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.