Истанбулда 5 - июл үрүмчи қанлиқ вәқәси рәсим вә филим көргәзмиси ечилди

2009‏ - Йили 7 - айниң 22 ‏ - күнидин 25 ‏ - күнигичә шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән истанбул шәһириниң таксим метро истансиси көргәзмә залида вә еминөнү йеңи җами алдида 5 - июлдин буян үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ вәқәләрни әйибләш вә хитай сақчи әскәрлириниң вәһшиянә җинайи қилмишлирини қериндаш түрк хәлқигә аңлитиш үчүн рәсим вә филим көргәзмиси ечилди.
Мухбиримиз арислан
2009.07.24
Istanbuldiki-urumqi-weqesi-korgezmisi-305 Сүрәт, шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уйуштуруши билән 2009‏ - йили 7 - айниң 22 ‏ - күнидин 25 ‏ - күнигичә истанбул шәһириниң таксим метро истансиси көргәзмә залида вә еминөнү йеңи җами алдида 5 - ийулдин буйан үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ вәқәләрни әйибләш вә хитай сақчи әскәрлириниң вәһшийанә җинайи қилмишлирини қериндаш түрк хәлқигә аңлитиш үчүн ечилған рәсим вә филим көргәзмисидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Көргәзмидә 5 ‏- июл үрүмчидә йүз бәргән намайиш вә намайиш җәрянида хитайлар тәрипидин оққа тутулған уйғур яшларниң җәсәтлири вә намайишта хитай әскәрлири тәрипидин намайишчиларни уруватқан, етиватқан, тутуп бағлап кетиватқан көрүнүшлириниң рәсим вә синалғуси көрситилмәктә. Униңдин башқа йәнә көргәзмидә рәсимлик вә рәсимсиз шәкилдә уйғурларниң қисқичә тарихи вә һазирқи вәзийити шундақла 5 ‏- июл үрүмчи қанлиқ вәқәси һәққидә тәйярланған икки хил тәшвиқат қәғизи тартилған болуп игилишимиздә үч күн ичидә икки орунда топлам 15 миң парчә тәшвиқат вариқи тарқитилған.

Көргәзмә җәрянида йәнә үрүмчидә йүз бәргән қирғинчилиқ вәқәгә пикир - қараш вә имза топлаш паалийити елип берилған болуп, такисмда вә еминөнү җайлирида ечилған көргәзмидә җәмий 14 миң киши хитайға болған наразилиқ вә ғәзәп нәпритини ипадиләп имзалиқ пикир - көз қарашлирини язған.

Игилишимизчә , топланған пүткүл имзалиқ пикир ‏ - қарашлар бирләшкән дөләтләр тәшкилати, түркийә җумһурийити баш министирлики , ислам қурултийи тәшкилати, яврупа инсан һәқлири комитети, хәлқара инсан һәқлирини қоғдаш тәшкилатлири, яврупа инсан һәқлири сот мәһкимиси қатарлиқ органларға әвәтилидикән.

Бу көргәзмә үч күн давамлишидиған болуп, түркләр вә истанбулдики чәтәлликләр қизиқип зиярәт қилмақта. Көргәзмидә , хитай әскәрлириниң танкиси алдида һаса таяқ билән турған уйғур аялниң рәсими һәммә кишини җәлп қилди. У рәсимниң астиға, түрк тилида , йолдиши вә оғли хитай сақчилири тәрипидин тутуп кетилгән уйғур ана өлидиғанлиқини билип туруп танкиниң алдиға өзини атти дәп йезилған.

Көргәзмидә әң көп кишиләр бәс муназирә қилған көрүнуш болса, бир қанчә хитайниң бирлишип икки нәпәр уйғурни уруп ятқузуп бирси тутуп бәрсә, башқилири бешиға таш уруватқан көрүнуш болуп, бу көрүнүшни көргән нурғун түрк анилар өзлирини туталмай йиғлап кетишти.

Биз бу көргәзмә һәққидә көргәзмини уюштурған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң хадимлири вә көргәзмини зиярәт қиливатқан шәхсләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Көргәзмидә тәшвиқат вариқи тарқитишқа ярдәмлишиватқан бир түрк қиз өзиниң көз қарашлирини ипадиләп мундақ деди: "биз әгәр үрүмчидә болған болсақ бәлки бизму өлгән болаттуқ, мән у йәрдики қериндашлиримниң бешиға кәлгәнни ойлисам бәк өкүнимән, биз немә иш қилимиз? қандақ қилсақ у йәрдики қериндашлиримизға ярдәм қилалаймиз дәп өз өзәмдин сораймән. Мән түнүгүн бу көргәзмини көргәндин кейин интайин биарам болдим. Бүгүн мән бу йәргә келип азрақму болса ярдәм қилған болай дигән мәқсәттә тәшвиқат вариқи тарқитиватимән."

Мәтин оғуз симлик бир киши көргәзмини зиярәт қилғандин кейинки чүшәнчилирини ипадиләп мундақ деди: "шәрқий түркистанда миллий қирғинчилиқ йүз бериватиду, дуня буниңға көз юмуватиду. Түркийә кичиккинә хаталиқ өткүзсә сотқа тартқан яврупа инсан һәқлири сот мәһкимисиниң шәрқий түркистандики қирғинчилиққа сүкүт қилғанлиқидин интайин ғәзәплинимән, ләнәт болсун пүткүл инсан һәқлирини қоғдиғучи тәшкилатларға. Шәрқий түркистандики қериндашлиримиз инсан әвлади әмәсму? буларға немә үчүн сүкүт қилиду? мән шәрқий түркистандики қериндашлиримниң сәбирчан болушиға тиләкдашмән. Худайим буйриса улар бир күни азадлиққа еришиду."

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.