Истанбулда 'асияниң мәркизидә достлуқ вә һәмкарлиқ алий дәриҗиликләр йиғини' өткүзүлди

2010 ‏- Йили ‏- айниң 25 ‏- күни истанбулда, түркийә-афғанистан-пакистан үч тәрәплик алий дәриҗиликләр йиғини өткүзүлгәндин кейин бүгүн йәни 1 ‏- айниң 26 ‏- күни түркийә җумһурийити рәиси абдуллаһ гүлниң саһибханилиқ қилиши билән, истанбулдики чираған сарийида "асияниң мәркизидә достлуқ вә һәмкарлиқ алий дәриҗиликләр йиғини" намлиқ хәлқаралиқ йиғин өткүзүлди.
Мухбиримиз арислан
2010.01.26
Abdulla-Gul-Karzay-Zardari-ottura-asiya-yighini-305.jpg Сүрәт, 2010 ‏- йили 1 ‏- айниң 25 ‏- күнидики, түркийә-афғанистан-пакистан үч тәрәплик алий дәриҗиликләр йиғини вә 1 ‏- айниң 26 ‏- күнидики, "асийаниң мәркизидә достлуқ вә һәмкарлиқ алий дәриҗиликләр йиғини"ға қатнипшиватқан афғанистан дөләт рәиси һамид карзай вә пакистан дөләт рәиси асиф әли зәрдари, түркийә җумһурийити рәиси абдуллаһ гүл билән биргә.
AFP Photo

Йиғинға афғанистан дөләт рәиси һамид карзай вә пакистан дөләт рәиси асиф әли зәрдари, һәмдә афғанистанға қошна дөләтләрниң юқири дәриҗилик вәкиллири билән көзәткүчи дөләтләр вә хәлқара тәшкилатларниң вәкиллири қатнашти. Йиғин башлиништин илгири ахбаратчиларниң сүрәт тартишқа рухсәт қилинди, йиғинниң кейнки қисмиға ахбаратчиларниң қатнишишиға рухсәт қилинмиди.

Йиғинға түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давут оғлу, иран җумһурийитиниң муавин дөләт рәиси муһәммәд риза реһими, хитай ташқи ишлар министири, яң җечи, әнглийә ташқи ишлар министири давид милибанд, афғанистан ташқи ишлар министири залмай рәсул, пакистан ташқи ишлар министири навазадә маликхан, таҗикистан ташқи ишлар министири һамрухан зарифи, қирғизистан ташқи ишлар министири қадирбәк сарбав, әрәб бирләшмә хәлипиликниң ташқи ишлар министирликиниң вәкили дөләт министири әнвәр гаргаш, русийә ташқи ишлар муавин министири алексий бородавкин қатарлиқ рәһбәрләр қатнашти.

Йиғинға йәнә ислам қурултийи тәшкилатиниң баш катипи әкмәләддин еһсаноғлу, иқтисад һәмкарлиқ тәшкилатиниң баш катипи муһәммәд йәһя маруф, америка дөләт рәисиниң афғанистан, пакистан ишлири бойичә алаһидә вәкили паул җонес, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипниң афғанистан бойичә алаһидә вәкилиниң ярдәмчиси волфгаң весборд вебер, шимали атлантик окян әһди тәшкилати секритариниң ярдәмчиси ларий россин, явропа иттипақиниң асия ишлири дериктори хим моран вә японийә вәкили қатнашти.

Йеңи дәвирдә афғанистан билән һәмкарлишишни мәқсәт қилған бу йиғинда, афғанистан дүч келиватқан мәсилиләрни һәл қилишта хошна дөләтләр һәмкарлишалайдиған хизмәтләр һәққидә музакирә елип берилди. Йиғинда йәнә афғанистан һәққидә һәр түрлүк саһәләр бойичә көрүнәрлик бир һәмкарлиқ орнитиш үчүн мәйдан һазирлаш керәклики оттуриға қоюлди.

Йиғинда йәнә, 2009 ‏- йили, 4 ‏- айниң 1 ‏- күни ечилған районлуқ учришиш, йәни, түркийә, афғанистан вә пакистандин ибарәт үч тәрәпниң али дәриҗиликләр йиғинда елинған қарарларниң нәтиҗиси оқуп өтүлди.

Түркийә җумһурийити рәиси абдуллаһ гүл, "асияниң мәркизидә достлуқ вә һәмкарлиқ алий дәриҗиликләр йиғининиң" йепилиш мурасимида өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип мундақ деди: "афғанистанда сақлиниватқан мәсилиләр қорал ишлитиш йоли билән һәл қилинмайду, район дөләтлириниң бу мәсилиләрни өз мәсилисигә охшаш һәл қилишқа тиришчанлиқ көрситишлири керәк."

Абдуллаһ гүл сөзидә йәнә, "шималий атлантик әһди тәшкилати даирисидә афғанистанға һәрбий җәһәттә ярдәм бериватқан түркийә, нөвәттә афғанистанниң тәрәққий қилиши үчүн әң чоң ярдәм қиливатиду" деди.

Хитай ташқи ишлар министири яң җечи, түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлуниң тәклипигә бинаән бу қетимқи йиғинға қатнишиш үчүн истанбулға кәлгән иди. Түркийә ташқи ишлар министирлики елан қилған баянатта билдүрүлүшичә, хитай ташқи ишлар министири яң җечиниң зиярити җәрянида, у истанбулда өткүзүлгән йиғинға хитай дөләт рәиси ху җинтавниң алаһидә вәкили болуп қатнашқан.

Яң җечини, түркийә җумһурийити президенти абдуллаһ гүл чирағин сарийида қобул қилди. Икки тәрәп түркийә ‏- хитай икки дөләт мунасивәтлиридин башқа йәнә икки дөләткә алақидар районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә музакириләр елип барған болсиму, бирақ бу һәқтә ахбаратчиларға тәпсили учур берилмиди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.