Истанбулда хәлқаралиқ 'урал ‏- алтай тиллири қәләмкәшләр бирлики' йиғини башланди

Хәлқара қәләмкәшләр җәмийитигә әза уйғур қәләмкәшләр җәмийити билән түркийә қәләмкәшләр җәмийитиниң бирликтә уюштурушида "урал ‏- алтай тиллири қәләмкәшләр бирлики" намлиқ йиғин 2009 ‏- йили 8 ‏- айниң 25 ‏- күни рәсмий башланди. Бу йиғин истанбулдики осман абидиси меһманханисиниң йиғин залида өткүзүлди.
Мухбиримиз арислан
2009.08.26
Qelemkeshler-jemiyiti-istanbulda-305.jpg Сүрәттә, 2009 ‏- йили 8 ‏- айниң 25 ‏- күни рәсмий башланған уйғур қәләмкәшләр җәмийити билән түркийә қәләмкәшләр җәмийитиниң бирликтә уйуштурушидики "урал ‏- алтай тиллири қәләмкәшләр бирлики" намлиқ йиғин иштиракчилиридин бир қисми.
RFA Photo / Arslan

Йиғин 8 ‏- айниң 25 ‏- күнидин 29 ‏- күнигичә 5 күн давам қилидикән. Йиғинға хәлқара қәләмкәшләр мәркизигә қарашлиқ дуняниң һәр қайси җайлиридики қәләмкәшләр мәркәзлириниң вәкиллири қатнашти.

Йиғинға, канада, австралийә, шивитсийә, голландийә, финландийә, әзәрбәйҗан, татаристан, моңғулистан қатарлиқ 43 дөләттин қәләмкәшләр мәркәзлириниң вәкиллири қатнашти. Йиғинға әзалири дуняниң һәр қайси дөләтлиридә яшайдиған уйғур қәләмкәшләр мәркизиниң әзалиридин 15 тин артуқ уйғур язғучи, шаирлар иштирак қилди. Йиғинға йәнә қәләмкәшләр җәмийитигә әза болмиған түркмәнистан вә таҗикистан қатарлиқ дөләтләрдин қәләмкәшләр тәклип билән иштирак қилди.

Йиғинға түркийә қәләмкәшләр мәркизиниң башлиқи тариқ гүнәрсәл әпәнди риясәтчилик қилди. Йиғинда уйғур қәләмкәшләр мәркизиниң башлиқи қәйсәр өзхан, қирғизистан қәләмкәшләр мәркизиниң башлиқи далмира тиләпбәргәнова, хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң баш катипи июгенә счолгин, хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң районлуқ пиланлар директори франк герий ечилиш нутқи сөзлиди.

Бу йиғинниң асасий мәқсити урал ‏- алтай тиллири тәвәсигә мәнсуп қәләмкәшләр мәркәзлириниң оттурисида мунасивәт орнитиш, оттура асияда йезиқчилиқ вә оқуш әркинлики шундақла ипадә әркинликини тәрәққий қилдуруш, йеңидин қәләмкәшләр мәркәзлири қуруш җәһәттә қәдәм бесиш икән.

Йиғинниң 2 ‏- күни чүштин кейин, йиғин иштиракчилири истанбул валийисниң тәклипигә бинаән валийни зиярәт қилди вә истанбул валийси осман гүнәш әпәнди қәләмкәшләрни валийлиқ бинасида қарши алди вә сәмимий сөһбәтләшти. Валий осман гүнәш сөз қилип, хәлқара қәләмкәшләр йиғининиң истанбулда ечилғанлиқидин мәмнун болғанлиқини қәләмкәшләрни қарши алидиғанлиқини ипадиләш билән биргә бу йиғинниң мувәппәқийәтлик ахирлишишни үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Сөһбәт җәрянида, уйғур қәләмкәшләр мәркизиниң башлиқи қәйсәр өзхан , хәлқара қәләмкәшләр мәркизиниң районлуқ пиланлар директори франк герий қатарлиқ бир қанчә қәләмкәшләр бир бирләп сөз қилип истанбул валийисиға бу йиғинни қоллап қуввәтлигәнлики вә валийлиқ бинасиға тәклип қилип қобул қилғанлиқидин хушал болғанлиқини билдүрди вә тәшәккүр ейтти. Сөһбәт ахирида қәләмкәшләр истанбул валийси осман гүнәш әпәнди билән хатирә рәсимгә чүшти.

Уйғур қәләмкәшләр мәркизи 2005 ‏- йили қурулған болуп, 2008 ‏- йили колумбийә ечилған 74 ‏- нөвәтлик хәлқара қәләмкәшләр йиғинида рәсмий әзалиққа қобул қилинған.

Йиғин җәрянида йәнә әзалириниң көпинчиси һәр хил дөләтләрдә яшайдиған уйғур қәләмкәшләр җәмийити идарә һәйәт рәһбәрлик йиғиниму осман абидиси меһманханисиниң йиғин залида өткүзүлди.

Йиғинда японийә қәләмкәшләр мәркизи билән қирғизистан қәләмкәшләр мәркизи келәр йиллиқ йиғинға саһибханлиқ қилишни тәләп қилған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.