Истанбулдики уйғурлар роза һейтни бирликтә өткүзди
Мухбиримиз әкрәм
2009.09.22
2009.09.22

RFA Photo / Arslan
Мурасимға шәрқий түркистан вәхпи вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң әзалири һәм истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр - аял болуп 500 дин артуқ киши қатнашти.
Мурасимға шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи һамут көктүрк вә шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң баш катипи доктор алимҗан риясәтчилик қилди. Мурасим қуран кәрим тилавәт қилиш билән башланди.
Мурасимда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш назири абликимхан мәхсум ечилиш нутқи сөзләп, мурасим иштиракчилириниң роза һейтни тәбрикләш билән биргә йәнә роза һейтниң әһмийити һәққидә сөз қилди.
Мурасимда йәнә истанбул шәһәрниң муавин валийси мурат коҗабаш, шәрқий түркистан вәхпиниң рәис вәкили профессор доктор султан мәһмут қәшқәрли, шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан, түрк дуняси тәтқиқат фондиниң рәиси профессор доктор туран язған, пешқәдәм вәтәнпәрвәр зат сәләй һаҗим артуши, австралийидин истанбулға зиярәткә кәлгән пешқәдәм вәтәнпәрвәр зат әхмәт игәмбәрди қатарлиқ рәһбәрләр сөз қилип уйғурларниң роза һейтни тәбриклиди.
Истанбул шәһәрниң муавин валийси мурат коҗабаш әпәнди сөз қилип мундақ деди: "һөрмәтлик қериндашлирим, һәммиңларниң мубарәк рамизан байримиңларни тәбрикләймән, шуниң билән биргә шәрқий түркистанда шәһид болған қериндашлиримға аллаһтин рәһмәт тиләймән, тупрақлири мол болсун, роһлири шат болсун, әркинлик йоли һәр вақит очуқ болсун, худайим буйриса бир күни шәрқий түркистан земинида, көк байрақниң ләпилдиши астида һейт байримини тәбрикләймиз."
Мурасимда йәнә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктор алимҗан сөз қилип, бу йәрдә нәччә йүзлигән уйғурлар роза һейтни бир йәргә җәм болуп тәбрикләш мурасими өткүзүватқанлиқини тәкитлиди.
Мурасимда йәнә истанбул оқуғучилириниң шеир оқуш мусабиқисидә биринчи дәриҗилик мукапатқа еришкән уйғур қизи инҗинир кучар шеир декламатсийә қилип мурасим иштиракчилириниң қизғин алқишиға еришти. Кейин уйғур өсмүрлири, 'вәтинимидин чиқип кәт' қатарлиқ шеирни декламатсийә қилди.
Кейин қағилиқта аләмдин өткән мәшһур дини мәрһум алим абликимхан мәхсум һаҗимниң һаят - кәчүрмишлири һәққидә ишләнгән һөҗҗәтлик филим қоюлди. Ахирида зияпәт берилди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.