Дуня мусапирлар күни мунасивити билән истанбулдики уйғурлар сәйлигә чиқти
Мухбиримиз арислан
2010.06.24
2010.06.24
Дала сәйлиси паалийитигә уйғур, чечән, боснийилик вә ирақ түрклири қатарлиқ милләтләрдин истанбулда көчмән болуп яшаватқан кишиләр тәклип қилинған. Истанбулда яшаватқан уйғурларму төт чоң аптобусқа олтуруп дала сәйлисигә чиқти.
Дала сәйлиси паалийити истанбул шәһириниң бағчилар районидики белград орманзарлиқида өткүзүлди. Паалийәттә һәр хил программилар уюштурулған болуп, өсмүр балилар уйғур вә түрк тилида шеир һәм нахша оқуди, һәр хил оюнчуқлар ойниди, егизгә чиқиш, сәкрәш, сирилиш қатарлиқ оюнларни ойнап хушаллиққа чөмди.
Биз бу дала сәйлиси һәққидә паалийәтни уюштурған и һа һа инсаний ярдәм вәхпиниң муавин рәиси яшар қутлуай әпәнди вә бир қисим уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.
Суал: И һа һа инсаний ярдәм вәхпиниң бу дала сәйлиси паалийитини уюштурушидики асасий мәқсити немә?
Җаваб: "Бүгүн яшаватқан дуняни һәм тәрәққий қилған һәм заманивилашқан дуня дәватимиз, әмма вәһшийлик омумлашқан бир дуняни көрүватимиз. Бүгүнки күндә дуняда һаким күчләр елип бериватқан вәһшийлик, сүргүн қилиш, бесим ишлитиш дуняда милйонлиған инсанларниң көчмән - мусапир болушиға сәвәб болди. Бу һәқтә мәйли шәрқий түркистанлиқлар болсун, мәйли аһиска түрклири болсун, дуняниң төт әтрапида милйонлиған инсанлар көчмән болуп яшаватиду, рәсмий мәлуматларға асасланғанда, түркийидә һазир 20 миңға йеқин көчмән яшаватиду, буниңдин сирт тизимлатмиғанларни һесаблиғанда 50 миңдин артуқ көчмән яшимақта, түркийидә рәсмий йол билән кәлгән яки қечип кәлгән нурғун көчмән қериндашлиримиз бар, булар түркийигә һиҗрәт қилди, булар өзи яшиған дөләт - районларда нурғун қийинчилиқларға дуч кәлгән, қәтлиам ичидә қалған, уруштин қутулуш үчүн һәр тәрәпкә қечишқа мәҗбур болған инсанлар. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға хитайниң ишлигән зулуминиң һәдди - һесаби йоқ, буни аңлитиш қийин, бу қериндашлиримиз бүгүн бу йәргә җәм болди, уларниң бу қийинчилиқлирини азрақ болсиму йениклитиш вә һәр йили өткүзүлүватқан дуня мусапирлар күни мунасивити билән бир йәргә җәм қилип уларниң дәртлиригә дәрман болуш, уларға тәсәлли берип уларниң роһи кәйпиятини яхшилаш мәқситидә һәр йили көчмән - мусапирлар дала сәйлиси елип бериватимиз, бу сәйлигә 500 дин 600 гичә көчмән қериндашлиримизни дәвәт қилдуқ, бүгүн бу мәқсәттә бу йәргә көчмән қериндашлиримизни җәм қилдуқ, уларниң пәрзәнтлирини хушал қилиш үчүн һәр хил оюнчуқ ойнаттуқ, уларни бирдәм болсиму бешидин өткән көңүлсизликләрдин йирақлаштуруш үчүн бу хил паалийәт уюштурдуқ."
Суал: Һөрмәтлик яшар әпәндим, и һа һа инсаний ярдәм вәхпи уйғурлар үчүн қандақ хизмәт паалийәтләр елип бериватиду?
Җаваб: "И һа һа инсаний ярдәм вәхпиниң шәрқий түркистанға нисбәтән елип бериватқан җиддий хизмәтлири мәвҗут, түркийидә паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири билән һәмкарлишип хизмәт қиливатимиз, түркийидә яшаватқан шәрқий түркистанлиқ көчмән қериндашлиримиз үчүн мәйли саламәтлик җәһәттин болсун, мәйли турмуш җәһәттин болсун уларға ярдәм қилип келиватимиз, йемәк җәһәттә, қурбанлиқ қилишта вә башқа җәһәтләрдә ярдәм қиливатимиз, әмма булар маддий ярдәм һесаблиниду, әң муһим болғини шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизни қоллап уларниң йенида болуш, биз һәр заман уларниң йенида, мәйли шәрқий түркистандин кәлгән болсун, мәйли дуняниң башқа районлиридин кәлгән болсун, уларға ярдәм қилимиз, чүнки улар муһаҗирлар, биз әнсарийилар йәни ярдәм қилғучи, қолимиздин келишичә уларға ярдәм қилиш үчүн тиришиватимиз, шәрқий түркистанниң азад болушини халаймиз, һөр бир шәкилдә бизму у йәргә беришни вә у йәрдики қериндашлиримиз билән учришишни халаймиз, бирликтә баравәрлик ичидә илгирики күнләргә қайтиш үчүн тиришчанлиқ қиливатимиз, буниң үчүн хизмәт - паалийәт қиливатимиз."
Соал: Демәкчи болған башқа сөзиңиз барму?
Җаваб: "Зулум һечқачан давам қилмайду, зулум бир шәкилдә тохтайду, һәр зулмәтниң бир йоруқлуқи бар, кәч болған болса таң етишниң нишани демәктур, шуниң үчүн шәрқий түркистанда чоқум таң атиду, күн чиқиду, буни пат йеқинда көримиз, бүгүнки күндә хитайниң қилмишлирини яхши билимиз, бу қилмишлири йәрдә қалмайду, пүткүл дуня хитайниң қанчилик залим икәнликини, қанчилик җинайәтчи икәнликини билиду, бүгүнки күндә улар һәқсиз болсиму ахбарат васитиси арқилиқ, пул - иқтисад күчи арқилиқ, өзлирини һәқлиқ көрситиш үчүн барлиқ имканийәтләрни ишқа салмақта, бу иш дәл әксичә болиду, хитайниң иқтисадий төвәнләшкә башлиди, һечқачан бу шәкилдә давам қилмайду, мән шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримниң бушашмаслиқини, чоқум паалийәтлирини давам қилишлирини тәвсийә қилимән."
И һа һа инсаний ярдәм вәхпиниң рәсмий тор бетидә дуня мусапирлар күни мунасивити билән елан қилинған доклатта, дунядики мусапирлар вә улар олтурақлашқан дөләтләр һәққидә баян қилинған болуп, шәрқий түркистандин көчүп дуняниң охшимиған дөләтлиридә мусапир болуп яшаватқан уйғурларниң саниниң 2 милйондин артуқ икәнлики билдүрүлди.
Көчмән мусапирларниң қийинчилиқлири вә бу қийинчилиқларни һәл қилиш үчүн 2000 - йили, бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин елинған қарар билән һәр йили 6 - айниң 20 - күни дуня мусапирлар күни дәп елан қилинған иди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.