Истанбулда үрүмчи қирғинчилиқи вә шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә йиғин ечилди
Мухбиримиз арислан
2009.08.17
2009.08.17

RFA Photo / Arslan
Бу йиғин шәрқий түркистан вәхпи тәрипидин орунлаштуриған болуп, йиғинға доктур , профессорлар, тәтқиқатчилар, истанбулдики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң рәһбәрлири, истанбулда яшаватқан уйғурлар вә уйғур мәсилисигә қизиқидиған тәтқиқатчилар болуп 500 гә йеқин киши қатнашти.
Йиғинда шәрқий түркистан вәхпиниң рәис вәкили профессор султан мәхмут қәшқәрли ечилиш нотиқи сөзлиди. Йиғинниң ечилиш мурасимиға шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи һамут көктурк әпәнди риясәтчилик қилди. Йиғинда йәнә, әнқәрә универиситети түрк тил - әдәбияти факолтетиниң оқутқучиси әркин әмәт, '5 - июл үрүмчи қәтлиамниң һәқиқий маһийити' дегән темида сөз қилди. Йиғин икки бөлүмгә айрилған болуп биринчи бөлүмигә әнқәрә бәйкәнт универиситети пән - әдәбият факолтити түрк тил - әдәбияти оқутқучиси профессор доктур метин қараурс әпәнди риясәтчилик қилди.
Йиғинда, бәйкәнт универиситети тарих бөлүминиң оқутқучиси сабиқ дөләт министири абдухалиқ чай әпәнди 'хәлқара мунасивәтләрдә шәрқий түркистанниң вәзийти' дегән темида, бағчишәһәр универистети қанун факолтетиниң оқутқучиси профессор доктур һәсән кони әпәнди, ' шәрқий түркистандики хитайниң бастурушлири' дегән темида, егә универистети түрк дуняси тәтқиқати иниститутиниң оқутқучиси профессор доктур алимҗан инайәт, ' хитайниң шәрқий түркистанда иҗра қилған ассимлиятисийә сиясити' дегән темида, истанбул универистетиниң оқутқучиси шундақла сабиқ дөләт министири, профессор доктур әхәт әндиҗани, ' шәрқий түркистан вә дуня" дегән темида, гәбзә универиситети алий техником иниститутиниң оқутқучиси профессор доктур салиһ айнурал әпәнди, ' хитайниң шәрқий түркистан сиясити' дегән темида, бәйкәнт универистети тарих бөлүминиң оқутқучиси профессор доктур музәффәр өрәкли "шәрқий түркистанниң кәлгүси һәққидә бәзи чүшәнчиләр' дегән темида, язғучи суат гүн 'түркийиниң вә чоң күчләрниң шәрқий түркистан сиясити' дегән темида сөз қилди.
Профессор доктур һәсән кони әпәнди, ' шәрқий түркистандики хитайниң бастурушлири' дегән темида сөз қилип мундақ деди: чоң дөләтләрниң сиясәтлири заман заман бизниң дунямизни тәсиргә учратти, һазирғичә шәрқий түркистандики қериндашлиримиз нәччә қетим қәтлиамға учриди, бастурушларға дүч кәлди, үрүмчидә әң ахирқи қетим йүз бәргән вәқәгә дуня җамаити болупму түркийә җиддий бир шәкилдә көңүл бөлүшкә башлиди, буниң сәвәби ғәрб дунясиниң, һәрбий вә иқтисади саһәдә асияға йүнилишидур, 2007 - йили америка мудапиә министири роберт гетсин җорҗтавун универистетида сөзлигән нотиқида, биз оттура шәрқтә тинчилиқ бәрпа қилип чиқип кетимиз вә буниңдин кийин муһим болған асия. Чүнки яврупадики истималчиларниң сани 400 милйон, асиядики истималчиларниң сани үч йерим милярд, үч йерим милярдлиқ бир истималчиға бизниң еһтияҗимиз бар, шуниң үчүн җорҗ тавун универистетиниң оқуғучилири асияниң җоғрапийсини, тарихини үгәнсун, биз силиқ сиясәт йүргүзимиз вә иқтисади вә иҗтимаи вә тиҗарәт саһәләрдә асия қитәсигә киримиз, дегән.
2007 - Йилдики бу сөзләрдин кейин шу хәритә оттуриға чиқишқа башлиди, оттура шәрқтики мәсилиләргә хатимә берип, асия тәрәпкә йүзлиниш, асия тәрәпкә йүзләнгәндә алдида һәм иқтисади җәһәттин мәбләғ салған вә охшаш вақитта рәқип һесабланған хитай бар., америкидики һеритач фондиниң бир адими: хитайға қарши түрк бирликини тәкрар чиқарсақ бир тосма қуралаймиз, чүнки балқандин шәрқий түркистанғичә түркләр бар, дегән.
2008 - Йилида өзгиришләр болди, обама рәис болуп сайланғандин кейин, оттура шәрқтин чекиниш пиланини башлиди, уруш вә җиддийлик иқтисади җәһәттә хитайға, уруш җәһәттә пакистан вә афғанистанға йүзләнди, бу биз үчүн умидму яки йеңи бир түзүмму һеч ениқ әмәс, әмма бир түркүм үмидләр келиватқанлиқини дейәләймиз, чүнки тибәт һәққидә филимләр, тибәт һәққидә мақалиләр нәшр қилинди һәммә йәрдә тибәт, тибәт дейилди, әмди тоюқсиз үрүмчи, шәрқий түркистан, түркләр бу йәрдә езиливатиду дегәнгә охшаш вәқәләр оттуриға чиқишқа башлиди.
Һәсән кони әпәнди хитайниң ички талаш - тартишлириниң һәқсизлиқ кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүрүп мундақ деди: хитай коммунист партийиси ичидә талаш - тартиш бар, мәркизи коммунист партийисиниң башлиқи, ху җинтавниң орниға униң муавинини кәлтурушни халайду, ху җинтав башқа дөләткә маңғанда бу вәқәниң чиқидиғанлиқини вә бу вәқәниң тинч шәкилдә һәл болуши һәққидә өзиниң муавинигә билдүрмигән, вәқә чиққандин кейин ху җинтав мәҗбурий һалда қайтип кәлгән, әмма у арида вәқәгә сақчи қол салған, сақчиниң қол селишини йәнә ху җинтавға артиш үчүн 6 саәт кичиктүргән, заманида арилашқан болса вәқә түгәйтти, икки тәрәпни бир - биригә қарши селиш үчүн вәқәгә арилишишни 6 саәт кичиктүргән, кейин вәқәгә сақчилар қол салған вә уйғурларға һуҗум қилған, ху җинтав қайтиқандин кейин, коммунист партийиси башлиқини вә муавинини мәсулийәтсизлик билән әйибләп үстидин тәкшүрүш елип бармақта, уларниң арисидики бу талаш - тартишларму һәқсизликләргә вә инсан һәқлири дәпсәндичиликлиригә йол ачти.
Һәсән кони әпәнди йәнә, хитайниң б д т ниң ирқий айримчилиққа хатимә беришкә алақидар келишимнамигә имза қилғанлиқини билдүрүп мундақ деди: йәнә бир тәрәптин хитай қистилип қалди, қарайдиған болсақ, бу хилдики дөләтләр бир түркүм килишимләргә вақитлиқ имза атиду, 1986 - йили хитай 1965 - йилидики б д т килишимигә қол қойған, пүткүл ирқий айримчилиқни әмәлдин қалдуруш хәлқаралиқ келишмнамигә имза қилған. 2009 - Йили 8 - айниң 7 - күни б д т ниң мутәхиссилири хитайға берип, у келишимни әсләткән, бу келишнамигә имза қилишниң мәсулийәтчанлиқини билдүрүп,, бу келишимнаминиң 5 - маддисини аңлатқан, " мәзкур дөләттә яшаватқан пуқраларниң, мәдәнийәт һоқуқи, әркинлик һәрикәтлири, миллий һоқуқ, чегралириниң қоғдилиш һоқуқи, халиған дөләткә саяһәт қилиш һоқуқи, өзлириниң кимликлирини сақлап қелиш һоқуқи, той қилиш һоқуқи, өз алдиға пул топлаш һоқуқи, диний һоқуқи, виҗдан һоқуқи, чүшәнчә - пикир әркинлики, тинч шәкилдә топлиниш вә җәмийәт қуруш һоқуқи, иқтисади, күлтүр һоқуқи, тиҗарәт қилиш һоқуқи қатарлиқларни қоғдаш "мәзмунлирини өз ичигә алған бу келишмгә хитай имза қилған. 2009 - Йили 8 - айниң 11 - күни б д т ниң мутәхәсссилири хитайға берип, хитайниң хаталиқлирини көрсәткән вә хитайни қанун сестимилиридики һәм асасй қанунидики етник аз санлиқ милләтләр һәққидики қанунларни көздин кәчүрүп чиқип йеңидин түзитиш киргүзүшкә мәҗбурлиған.
Йиғин ахирида шәрқий түркистан вәхпидә кәчлик тамақ зияпити берилди.