Истанбулда өткүзүлгән 'шәрқий түркистанда аял болмақ' намлиқ йиғинда уйғурлар
Мухбиримиз арислан
2009.12.28
2009.12.28

RFA Photo / Arslan
Йиғинға, шәрқий түркистан яшлар тәшкилатиниң рәиси тибәт йүҗәтүрк қатарлиқ көп санда уйғурларму тәклип билән иштирак қилди.
Йиғин бир минутлуқ сүкүттә туруш вә истиқлал марши оқуш билән башланди. Йиғинға мармара университетиниң оқутқучиси әҗәмсу баз ханим риясәтчилик қилди, йиғинда истанбул үлкә оҗақлири тәшкилати аяллар бөлүминиң рәиси сәрап билгин ханим ечилиш нутуқи сөзлиди, йиғинда йәнә истанбул үлкә оҗақлири тәшкилатиниң рәиси гөкмән кантар, шәрқий түркистан давасниң байрақдари мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң оғли шундақла шәрқий түркистан яшлар тәшкилатиниң пәхри рәиси арслан алиптекин әпәнди сөз қилди.
Арслан алиптекин әпәнди сөзидә, уйғур аялларниң һазирқи дүч келиватқан қийинчилиқлири вә хитайниң пиланлиқ тоғут сиясити һәққидәт тохтилип мундақ деди: "шәрқий түркистан мусулман түрк анилириниң ақалмиған қанлиқ көз яшлири, аялларниң мәҗбурий туғутни чәкләш сиясити, туғмаслиқ үчүн оператсийә қилиш, кичик балиларни өлтүрүш җинайәтлири хитай коммунист һакимийитиниң шәрқий түркистанда йүргүзгән милли қирғинчилиқ сиясәтлириниң асаси қисимлиридин бири. Хитайниң йүргүзгән инсан қелипидин чиққан сиясәтлири, яшаш һәққини дәпсәндә қилмақта. Бу ислам дини, христиан диниға хилап, инсан вә әхлақи җәһәттин қобул қилинмайдиған вә хәлқара қанунларға хилап бу инсан қелипидин чиққан бу пиланлиқ туғут қирғинчилиқ сиясити хитай коммунист һакимийити тәрипидин дуняниң көз алдида иҗра қилиниватиду, инсан қелипидин чиққан бу җинайәтләрни тохтат дәйдиған бир күч йоқму?пүткүл дуня, түрк вә ислам дуняси бу хил еғир инсан қелипидин чиққан җинайәткә сүкүт қиливатиду. Хитай қанчилиқ зулум қилса қилсун, қанчилик қирғинчилиқ қилиштин қәтий нәзәр шәрқий түркистан хәлқи, мусулманлиқтин, түркликтин һәргизму ваз кәчмәйду."
Йиғинда шәрқий түркистанниң җуғрапийиси, тарихи вә уйғурларниң мәдәнийити вә һазирқи әһвали тонуштурулған һөҗҗәтлик филим көрситилди. Кейин мәрһум әйса йүсүп алиптекин вә барат һаҗимниң һаят вақтида сөз қилған синалғу көрүнүшлири көрситилди. Патимә қарақаш исимлик бир уйғур қиз "биз ким" дегән темида шеир декламатисийә қилди.
Йиғинда йәнә мармара универистетиниң оқуғучиси патимә йилдирим вә чингиз шаһин 'гүзәл түркистан саңа немә болди' намлиқ нахша оқиди.
Йиғин ахирида биз истанбул үлкә уҗақлири аяллар бөлүминиң рәиси сәрап билгин ханим билән сөһбәт елип бардуқ.
Соал: һөрмәтлик сәрап ханим, силәрниң бу қетимқи 'шәрқий түркистанда аял болмақ' намлиқ йиғинни уюштуруштики асасий мәқситиңлар немә?
Җаваб: бүгүн биз, истанбул түрк оҗақлири аяллар бөлүми, 'шәрқий түркистанда аял болмақ дегән темида йиғин уюштурдуқ, бу бир муһим йиғин, йиғинни уюштуруштики асаси мәқсәт, шәрқий түркистанда йүз бәргән инсан қелипидин чиққан вәқәләрни йәнә бир қетим тилға елиш, у йәрдики аялларниң әһвалини билиш, өлкә уҗақлири тәшкилати болуш сүпитимиз билән шәрқий түркистан давасниң бизниң давайимиз икәнликини ипадиләш шундақла у йәрдә йүз бериватқанларни билиш вә башқиларни хәвәрдар қилиш мәқситидә уюштурулди, һәқиқәтән бу йиғинда көрситилгән синалғу көрүнүшләр вә арслан алиптекин әпәндиниң бизгә аңлатқан, уйғур аяллириниң қийин әһвалини аңлидуқ вә қайғурдуқ.
Соал: һөрмәтлик сәрап ханим, бу йиғинда сиз шәрқий түркистандики уйғурларниң әһвалини аңлидиңиз, сиз бир аял киши болуш сүпитиңиз билән уйғур аяллар һәққидә немиләрни һес қиливатисиз?
Җаваб: мән бир аял киши болуш сүпитим билән ашулардәк бир вәһшийликкә дүч кәлсәм, һәқиқәтән өлүмдин начар бир иш, өлүмни әла билимән, бу қубул қилинмайдиған бир вәқә, у йәрдә йүз бериватқан вәһшийликни ипадилимәк инсан үчүн бәк қийин, у йәрдә йүз бәргән вәһшийликни ипадилигүдәк бир сөз тапалмидим, кашки қолимиздин чоң ишлар кәлсә, немә қилиш керәк болса уни қилишқа тәйярмиз, әмма шараитларниң чәклик болуши йүрәккә дәрт болди. Аллаһтин уларға сәбир қилишни, тайинидиған күч - қуввәт беришини тиләймән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.